өзиниң қилған гунаһлирини унтуған кишидинму залим киши барму?
пәрвәрдигариниң айәтлири билән пәнд ـ нәсиһәт қилинған, у айәтләрдин йүз өрүгән вә өзиниң қилған гунаһлирини унтуған кишидинму залим киши барму? шүбһисизки, биз уларниң диллириға қуранни чүшинишкә тосқунлуқ қилидиған пәрдиләрни тарттуқ.
түркийә авази радийоси: кәһф сүриси, 55 – 62 - айәтләр. инсанларға һидайәт кәлгән чағда, уларниң иман ейтмаслиқлири вә пәрвәрдигаридин мәғпирәт тәләп қилмаслиқлири пәқәт (аллаһниң) бурунқиларға тутқан йолини (йәни һалак қилишни күтидиғанлиқлири) йаки өзлиригә келидиған азабни көзлири билән көрүшни (күтидиғанлиқлири) үчүндур[55]. биз пәйғәмбәрләрни пәқәт (иман ейтқучиларға) хошхәвәр бәргүчи, (асийлиқ қилғучиларни) агаһландурғучи қилип әвәтимиз. капирлар (пәйғәмбәрләр елип кәлгән) һәқиқәтни йоққа чиқириш үчүн биһудә сөзләрни қилип муназирилишиду, улар мениң айәтлиримни вә уларға берилгән агаһландурушларни мәсхирә (йәни ойунчуқ) қиливалди[56]. пәрвәрдигариниң айәтлири билән пәнд ـ нәсиһәт қилинған, у айәтләрдин йүз өрүгән вә өзиниң қилған гунаһлирини унтуған кишидинму залим киши барму? шүбһисизки, биз уларниң диллириға қуранни чүшинишкә тосқунлуқ қилидиған пәрдиләрни тарттуқ, қулақлирини еғир қилдуқ, әгәр уларни һидайәткә дәвәт қилсаң, улар һәргиз һидайәт тапмайду (йәни уларни иманға, қуранға дәвәт қилсаң, улар дәвитиңни һәргиз қобул қилмайду)[57]. пәрвәрдигариң наһайити мәғпирәт қилғучидур вә рәһим қилғучидур. әгәр аллаһ уларни қилмишиға қарап җазалайдиған болса, әлвәттә уларға қилинидиған азабни тезләткән болатти, лекин уларға бәлгиләнгән бир вақит бар, (у вақит кәлгәндә) улар аллаһтин бөләк һеч панагаһ тапалмайду[58]. шу шәһәрләрниң аһалилири (йәни һуд, салиһ, лут, шуәйб пәйғәмбәрләрниң қәвмлиригә охшаш өткәнки үммәтләр) зулум қилғанлиқлири үчүн, уларни һалак қилдуқ, уларниң һалак болушиға муәййән вақитни бәлгилидуқ[59]. өз вақтида муса йаш хадимиға (йәни йушә ибни нунға): «икки дәрйаниң қошулидиған җайиға йәтмигичә меңишимни тохтатмаймән, (шу җайға йәткәнгә қәдәр) узаққичә меңиверимән» деди[60]. улар икки дәрйаниң қошулидиған җайиға йетип барғанда, белиқини унтуп қалди, белиқ дәрйаға йол елип кирип кәтти[61]. улар (икки дәрйаниң қошулидиған җайидин) өткәндә муса йаш хадимиға: «әтигәнлик тамиқимизни елип кәлгин, бу сәпиримиздә һәқиқәтән чарчап кәттуқ» деди[62].