ғазиантәптики йәсәмәк үсти очуқ музейи

биливелиң - 6

1717972
ғазиантәптики йәсәмәк үсти очуқ музейи
Yesemek.jpg
yesemek açık hava müzesi.jpg
Yesemek.jpg
yesemek.jpg

(дидәм гүнәри)

ғазиантәптә тәхминән 3 миң йиллар бурунқи  дәвргә аит һәйкәлтирашлиқ сехиниң барлиқини биләмсиз?

түркийәниң шәрқий җәнубий анадолу райониға җайлашқан ғазиантәп вилайитидики йәсәмәк үсти очуқ музейи вә һәйкәлтирашлиқ сехи, тәхминән үч миң йил илгири һитит империйәси дәвридә ечилған, йеқин шәрқтики әң чоң таш вә һәйкәлтирашлиқ сехи иди. 1890-йили байқалған бу район, йеқинда ғазиантәп музей идариси тәрипидин үсти очуқ музейға айландурулди.

нәччә йүз парчә сизма рәсимләр йәр астидин чиқирилип, мәлум тәртип бойичә көргәзмә қилинған йәсәмәк үсти очуқ музейда, сизма рәсимләрниң көпинчисини ишик ширлири тәшкил қилиду. тонларчә еғирлиқтики 518 һәйкәл көргәзмә қилинған үсти очуқ музейда, адәм башлиқ ширлар, ишик ширлири, олтуруватқан ширлар, қанатлиқ ширлар, тағ тәңриси қапартмилири, җәң мәйданлири вә бинакарлиқ асарәәтиқәлири көргәзмә қилинмақта.

бирләшкән дөләтләр тәшкилати маарип, илим-пән вә мәдәнийәт оргини (UNESCO) ниң дунйа мәдәнийәт мираслири тизимликидин орун алған вә һәр йили дунйаниң һәрқайси җайлиридин кәлгән сайаһәтчиләрни күтүвалидиған йәсәмәк  үсти очуқ музейи вә һәйкәлтирашлиқ сехини, 2021-йилиму «ковид 19» йуқумиға қаримай, тәхминән 15 миң сайаһәтчи зийарәт қилди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر