қизил ирмақ дәрйаси бойидики мәдәнийәтләр

нәсилхан дәгирмәнчиоғлу тәрипидин тәййарланған «анадолуниң тунҗилири» намлиқ сәһипимизниң йеңи санидин һузурланғайсиләр...

1703174
қизил ирмақ дәрйаси бойидики мәдәнийәтләр

интайин һәйвәтлик вә наһайити муһим бир дәрйа анадолуниң оттурисидин өтиду. у қара деңиз райониниң җәнубидики йәрләргә һайатлиқ беғишлайду,  униң наһайити кәң районға йейилған ойманлиқи миңларчә җанлиққа саһибханлиқ қилиду, бу дәрйа түркийә земинлирида башлинип йәнә түркийә земинлирида деңизға қуйулидиған дәрйаларниң әң узуни болған қизил ирмақтур. қизил ирмақ пәқәт бүгүнки күндила әмәс, тарихий мусапә ичидиму анадолу җуғрапийәсидики әң муһим дәрйаларниң бири болиду. қәдимки дәврләрдә кичик асийаниң чегриси қизил ирмақни асас қилип сизилатти. анадолу земинлирида нурғун хәлқләр олтурақлашқан, қанчилиған мәдәнийәтләр гүлләнгәниди. қизил ирмақ вә униң әтрапида олтурақлашқанлар бу районниң әң бурунқи хәлқлири иди. иҗтимаий, иқтисадий вә диний қурулмиси билән дунйа мәдәнийәт тарихида из қалдуруп, инсанийәткә нурғун төһпиләрни қошқан һититларму бу муһим ойманлиққа орунлашқаниди.

 һититлар йеңилиқларни, тунҗиларни йаратқан мәдәнийәт. «кадәш тинчлиқ шәртнамиси»дин ибарәт тунҗи йазма шәртнамә һититлар билән мисирлиқлар оттурисида түзүлгәниди. анадолуда тунҗи болуп атларни көндүргәнләрму, икки чақлиқ һарвиларни кәшип қилғанларму улар иди. анадолу җуғрапийисидә тунҗи қетим тәшкиллик дөләт қурулмиси вә күчлүк мәркизи орган тәсис қилғанларму һититлар иди. заманимиздики «парламентлиқ ханлиқ түзүми» ниң улини улар қойғаниди.

һититлар пәқәт мәмурий вә һәрбий сапаси биләнла әмәс, шәһәр башқуруш вә бинакарлиқ саһәсидики наһайити мувәппәқийәтлик хизмәтлири биләнму алаһидә көзгә челиққаниди. улар йәр түзүлүши интайин мурәккәп җайлардиму йуқири иқтидарлиқ, пайдилиниш қиммити йуқири шәһәрләрни қурғаниди.

әлвәттә, бунчилик қисқа вақит ичидә инсанийәт тарихидики әң қәдимки мәдәнийәтләрниң бирини тәпсилий тәсвирләш мумкин әмәс. шуңа бүгүн биз һититларниң заманимизғичә йетип кәлгән, шундақла ролини җари қилдуруватқан анадолуниң бирдинбир, дунйаниң бир қанчә тосмисиниң бири болған һитит гөлпинар тосмиси (су амбири) һәққидә тохтилип өтимиз.

* * * * *

һититлар «миң илаһлиқ кишиләр» дәпму  атилиду. әмма, бу илаһларниң арисида су алаһидә орунға игә иди. һититлар турмуштики әһмийити сәвәбидинла әмәс, униң муқәддәсликигә ишәнгәнлики үчүн шәһәрлирини, болупму бутханилирини су бойлириға салатти, шуңлашқиму уларниң қизил ирмақниң сүйи билән гүлләп йашниған йәрләргә орунлишишини бир тасадипийлиқ дегили болмайду. улар үчүн булақлар, еқинлар, көлләр, деңизлар, қисқиси, йәр йүзидики барлиқ сулар муқәддәстур... һититлар тосмилар, су көлчәклири, абидиви су қурулушлирини, башқичә ейтқанда, анадолуниң тунҗи су қурулмилирини барлиққа кәлтүриду.

улар тазилиқ вә паклинишни су арқилиқ ишқа ашуридиған болғачқа, бутханилириниң йанлириға муқәддәс көлчәкләрни салиду. чүнки һититларниң нәзиридә илаһларниң һузуриға кириштин илгири маддий вә мәниви җәһәттин тазилиниш пәқәт су биләнла мумкин иди. бутханиларда йуйунуш вә тазилиқ қилиш үчүн алаһидә йасалған өйләр бар болуп, ичидә һазирқи йойунуш даслириға охшайдиған көлчәкләр бар иди. һититлар бу көлчәкләргә бир нуқтидин су бериш арқилиқ тунҗи туруба системисини лайиһәләп чиққаниди.

* * * * *

һититлар олтурақлашқан җуғрапийәдә килимат соғуқ, суғириш мумкин болмиғачқа, тупрақ мунбәт әмәс иди. күнимизгичә йетип кәлгән мих йезиқлиқ тахтайларда нурғун йамғур дуалириниң болуши вә қурғақчилиқ мәсилисиниң көпләп тилға елиниши, бизгә бу мәдәнийәтниң су мәсилисидә қийинчилиқларға дуч кәлгәнликини көрситип бериду. шуңлашқа, һититлар өзлири йашаватқан район вә килимат шараитиға мас келидиған системиларни тәрәққий қилдурушқа мәҗбур болди. улар күндилик турмушини, қурғақчилиқ дәври вә қурғақчилиқтин кейинки ачарчилиқ апитини нәзәрдә тутуп, йамғурни вә сүний суғиришни асас қилған бир системини барлиққа кәлтүрди. улар йәнә йәрлирини суғириш, күндилик турмуш еһтийаҗини қандуруш вә кәлкүн апитини контрол қилиш үчүн тосмилар, көлчәкләр, қудуқлар, өстәңләр вә су амбарлирини йасиди.

бу тосмиларниң бири анадолудики тунҗи тосмиларниң биридур. алаҗаһөйүктики гөлпинар һитит тосмиси 3000 йиллиқ тарихқа игә болуп, анадолуниңла әмәс, дунйаниңму бүгүнгә қәдәр ролини җари қилдуруватқан тунҗи тосмиси һесаблиниду. бу тосминиң анадолудики чоң қурғақчилиқтин кейин һитит падишаһлири тәрипидин йасалғанлиқи қәйт қилиниду.

алаҗаһөйүк һититлардин илгири бу районда олтурақлашқан хаттийан дәвриниң әң чоң шәһәрлири бири болуп, у һититлар дәвридиму өзиниң муһим орнини сақлап қалиду вә мих йезиқлиқ тахтайларда булақ вә су мәнбәлири билән даңлиқ бир шәһәр дәп тилға елиниду. бу қурғақ шәһәр су қурулушлири сайисида һититларниң дәвридә «булақ шәһири» дегән мәнидә аринна, дәп атилиду. алаҗаһөйүктики һитит тосмиси ташларни ойуш арқилиқ йасалған болуп, һазирқи дәвр тосмилиридикигә охшашла артуқ суни чиқириветиш системилириға игә. уларниң тосмида бириктүрүлгән суларниң деһқанчилиқ, ичимлик ​​су еһтийаҗини қандуруш вә диний мәқсәттә ишләткәнлики мәлум.

универсал мәдәнийәт мираслири сүпитидә қобул қилиниватқан бу тосма, «дунйаниң һазирму  ролини җари қилдуруватқан әң қәдимки тосмиси» дегән намға игә! қезиш  тәкшүрүш хизмәтлири сайисида байқалған бу тосма, йеңилаш, әслигә кәлтүрүш хизмәтлири нәтиҗисидә қайтидин һайатлиққа еришти. буниңға ишиниш тәс, әмма бүгүнки күндә, алаҗаһойүктики деһқанлар нәччә миң йиллиқ қәдимий тосминиң сүйидин пайдилинип етизлирини суғиришни давамлаштурмақта.

* * * * *

һититлар өзлири олтурақлашқан башқа шәһәрләрдиму тосмиларни йасайду. улар су еһтийаҗи вә йәр йүзи шәклини ойлишидиған болғачқа, йасиған тосмилири бир-биригә охшимайду. түзләңликләрдикилирини көлчәкләр, төпиликләрдикилирини қашалаш, тоғанлаш шәклидә йасайду. қәйсәри, конйа, сивас вә чорумдики тосмиларға нәзәр селинғинида, уларниң бу мәдәнийәт йашиған дәвргә селиштурғанда математика вә қурулуш җәһәттә хелила алдида икәнликини көрүвалғили болиду.

әлвәттә, һититлар тосмиларни йасаш биләнла қалмай, қийалиқларни ойуп йасиған таш көлчәкләр сайисида йамғур сүйиниң бир йәргә йиғилишиға капаләтлик қилиду вә уларни сақлаш үчүн бак вә көлчәкләрни йасайду. бу суларни пишурулған сеғиз туруббилар арқилиқ өйләргичә йәткүзиду. һититлар бу йәрләрдики тунҗи абидә характерлик су қурулмилирини тәсис қилғанлар болуп қалиду. униң үстигә, у дәврниң әслиһәлири билән наһайити чоң вә еғир таш тосуқларни рәтлик кесип қураштуриду. есил таш қурулушлар бүгүнки күндиму көргәнләрни һәйран қалдуриду.

һититлар нәччә миң йил илгирила суниң муһимлиқини тонуп йетиду.  улар йәнә суға мунасивәтлик барлиқ қурулма вә қурулушларни йилда кәм дегәндә бир қетим тазилап, напак нәрсиләрдин қоғдайду, шундақла суғириш системисиға зийан йәткүзгүчиләрни җазалаш қатарлиқ қаидә – түзүмләрни йолға қойиду. улар су қурулушиниң башламчилириға айлиниду, анадолуниң бинакарлиқ саһәсидики билим бирикмисиниң асасини тәшкил қилиду вә униң йөнилишини бәлгиләйду.

* * * * *

һититлар дунйадики әң муһим мәдәнийәтләрниң бири болуп, улар бүгүнки йавропа вә оттура шәрқниң әпсанилири, тили, дини, сийасити вә мәдәнийитигә зор тәсир көрсәткән. биз йәнила инсанларниң су билән болған мунасивитигә пүтүнләй охшимайдиған өлчәм бекиткән, суға униңға лайиқ һөрмитини ипадилигән анадолуниң қәдимки мәдәнийити  һититлардин өгинидиған нурғун нәрсилиримиз бар.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر