олимпик мусабиқилиридә түркийә

дидәм гүнәри тәрипидин тәййарланған «биливелиң» намлиқ пирограммимизниң бүгүнки санида «олимпик мусабиқилиридә түркийә» дегән темидики учурларни силәр билән ортақлишимиз.

1703234
олимпик мусабиқилиридә түркийә

түркийәниң олимпик  тәнһәрикәт мусабиқлиригә тунҗи қетим 1908 – йили қатқашқанлиқини аңлиғанмидиңиз?

1896-йили башланған заманиви олимпик тәнһәрикәт мусабиқисиниң 10 йиллиқи мунасивити билән 1906-йили атинада өткүзүлгән «оттура олимпик тәнһәрикәт мусабиқиси» гә тәнһәрикәтчиләрни әвәткән османли империйәсиниң тунҗи рәсмий иштирак қилиши икки йилдин кейин ишқа ашти. 1908-йили бүгүнки түркийә дөләтлик олимпик комитетиниң асасини тәшкил қилған османли мәмликәтлик олимпик җәмийити қурулди вә түркийә олимпик мусабиқисигә рәсмий вәкиллик қилиш һоқуқиға еришти. 1908-йиллиқ олимпик тәнһәрикәт мусабиқисигә қатнашқан гимнастика маһири аләко мулос, олимпик мусабиқисидә түркийәгә рәсмий вәкиллик қилған тунҗи тәнһәрикәтчи болуп қалди.

түркийәниң олимпик тарихидики тунҗи алтун медали 1936-йили берлинда челишиш маһири йашар әркан тәрипидин қолға кәлтүрүлди. олимпик мусабиқисигә қатнашқан түрк тәнһәрикәтчилири, 1936-йилдин башлап қатнашқан йазлиқ олимпик тәнһәрикәт мусабиқисиниң һәммисидә дегүдәк дәриҗигә еришишкә мувәппәқ болди. токйо 2020 олимпик тәнһәрикәт мусабиқиси болса, түркийә 13 медал билән әң көп медалға еришкән мусабиқә болди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر