талибанниң йүксилиши

күнтәртип вә анализ (86)

1694481
талибанниң йүксилиши

талибанниң йүксилиши

күнтәртип вә анализ (86)

(җан аҗун)

һөрмәтлик радийо аңлиғучилар! «күнтәртип вә анализ» намлиқ пирограммимизниң бүгүнки бөлүмидә  сийасәт, иқтисад вә җәмийәт тәтқиқатлири фонди җәмийити «SETA» ниң ташқи сийасәт тәтқиқатчиси җан аҗун тәрипидин тәййарланған «талибанниң йүксилиши» темилиқ анализни диққитиңларға сунимиз.

**** **** ** ***** *****

20 йиллиқ ишғалийәттин кейин, америка әскәрлири афғанистандин чекинди. талибан ойлимиған йәрдин пүтүн афғанистанни игилиди. америка нәччә йүз милйард доллар хәҗләп тәрбййәлигән вә қоралландурған афғанистан армийәси урушмайла тарқилип кәтти. кабулниң һамид карзайи айродорумида йүз бәргән әһваллар американиң ишғалийәтт тарихи вә инсанлиқ нуқтисидин толиму нумусқиларлиқ иш болди.

америка 11-сентәбирдики һуҗумдин кейин контролсиз һаләттә афғанистанни ишғал қилғанда, бәлким 20 йил бойичә бу йәрдә михтәк қадилип туруп, арқидин афғанистанни талибанға ташлап берип чеқип кетидиғанлиқини һесаблимиған болиши мумкин. байдин тәкитлигәндәк, америка бу җәрйанда миңлиған әскәрләр билән 3 тирилйон доллар иқтисадий зийан тартти.

әслидә америка хәлқиниң афғанистандики айиғи чиқмас урушқа болған наразилиқи күчәйгән иди. трамп дәвридә доһадики талибан вәкиллири билән музакирә өткүзүлүп чекиниш вақти бәлгиләнди. байдин дәвридә болса чекиниш җәрйани тезлитилди. лекин америкида һечкииши америка әскәрлириниң чекиниши билән параллел һалда бир қанчә һәптә ичидә талибанниң дөләтни игиливалидиғанлиқини, америка тәрбийлигән вә қоралландурған 300 миң кишилиик афғанистан қисимлириниң тарқилип кетидиғанлиқини һесабқа қошмиған иди.

америка чекинишни тамамлаштин бурунла талибан қисимлири башқа чоң шәһәрләрдин кейин кабулни қолға чүшүрди. нәччә миң америка пуқраси кабулда қапсилип қалди. америка илгири афғанистандин елип кетишкә вәдә қилған нәччә он миңлиған тәрҗиман вә өзигә хизмәт қилған афғанистанлиқларни оттурида ташлап қойди. кабул айродорумида йүз бәргән вәқәләр, америка айропиланиға чиқишқа урунған афғанистанлиқларниң арқиға иттирилишлири вә айропиланниң чақиға йамишивалғанларниң һавадин йәргә чүшүшлири америка дучар болған мәғлубийәтни йәнә бир қетим намайан қилип бәрди.

 

әмдиликтә америка талибан билән келишим түзүп, пуқралирини кабулдин чиқармақчи болуватиду. талибан болса, ғалибийитини пишип йетилгән һаләттә қарши алидиғандәк қилиду. бурунқи радикал сөз вә иҗраатлирини йумшитип, техиму кәң қорсақ вә һәммини қучақлийалайдиған әһвалда икәнликини намайан қилмақта. һеч болмиғанда шундақ көрүнүшкә тиришмақта. шуниси ениқки, талибанниң  кейинки мәзгилдә ташлайдиған қәдәмлири бу җәһәттә асаслиқ бәлгилигүчи роли ойнайду. әмма һеч болмиғанда һазирқи басқучта талибан рәһбәрлик қатлиминиң өтмүштин тәҗрибә-савақ алғанлиқи вә дунйаниң башқа җайлиридин йетим қалдурулған бир афғанистан болушни халимайдиғанлиқи рошән.

 



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر