фиригйанлар падишаһи мидас һәққидики ривайәтләр

нәсилхан дәгирмәнчиоғлу тәрипидин тәййарланған «анадолуниң тунҗилири» намлиқ сәһипимизниң йеңи санини һузуруңларда...

1703172
фиригйанлар падишаһи мидас һәққидики ривайәтләр

бир музейни зийарәт қиливетип, бүгүн ишлитиватқан буйумларниң буниңдин нәччә миң йил илгириму ишлитилгәнликини көргиниңиздә һәйран қаламсиз? у әйнәк ишкаплардики истаканлар, қачилар, һалқа йаки тәңгиләр сизни қәдимки мәдәнийәтләр вә инсанийәт баштин кәчүргән басқучлар һәққидә ойлинишқа үндәмду? тунҗи ашхана сайманлири йаки тунҗи зиннәт буйумлирини қайси мәдәнийәтниң ишләпчиқарғанлиқини билишимиз мумкин болмаслиқи мумкин, әмма бурунқидәк болмисиму, бүгүнки күндиму ишлитиливатқан илгәкниң қайси мәдәнийәт тәрипидин кәшип қилинғанлиқини билимиз. улар фиригйанлар иди.

* * * * *

фригйанлар анадолуниң һититлардин кейинки әң қәдимки мәдәнийити. улар тунҗи илгәк «фибула» вә тунҗи нәйни кәшип қилғучилардур. анадолудики балилириға ойунчуқ йасап бәргән тунҗи мәдәнийәтму, дунйадики әң қәдимки мозайкини зиннәтлигәнләрму фригйанлардур... анадолудин чиқип дунйаниң һәрқайси җайлириға тарқалған, инсанға охшаш сөзләп, инсанға охшаш һәрикәтләрни қилидиған һайван һекайилири - мәсәллириниң иҗадчисиму, анадолуниң тунҗи зәргәрлириму бу мәдәнийәтниң қойнида йетишкән.

бәзи мәнбәләрдә фригйанларниң балқан арқилиқ анадолуға кәлгәнлики илгири сүрүлиду. улар дәслипидә әнқәрәниң полатли наһийәси әтрапиға орунлишиду. вақитниң өтүшигә әгишип әскишәһир, афйонқараһисар, кутаһйа, токат вә самсун қатарлиқ районларға тарқилип, анадолудики күчлүк дөләткә айланған. турмушини деһқанчилиқ вә чарвичилиққа тайинип қамдиған. бу саһәләрни чөридигән һалда «тоқумичилиқ» кәспини раваҗландурған. фиригйанлар геометирийәлик нәқишлик гиләмләрни «тапатәс» дәп атайтти؛ бир қисим ғәрб тиллиридики гиләм вә зилча үчүн ишлитилгән сөзләрниң келип чиқиши буни чиқиш қилиду. бу мәдәнийәт йағаччилиқ, канчилиқ, бинакарлиқ вә сәнәт җәһәттиму наһайити тәрәққий қилған.

* * * * *

фригйанлар буниңдин үч миң йил илгири анадолуда тәсири күчлүк мәдәнийәт бәрпа қилған, йанар тағлар һасил қилған ташларға йадикарлиқларни, қәлә вә өйләрни ойған иди... улар йашиған йәр кишини һәйран қалдуридиған район иди.

уларниң пайтәхти гордион қәдимки дунйадики әң муһим олтурақ районларниң бири дәп қарилиду. гордион абидиви алаһидиликкә игә фиригйан бинакарлиқи, хан җәмәти вә ақсөңәкләр қәбрилири алаһидә көзгә челиқидиған бир қәдимий шәһәр. қәдимки гордион шәһиридин қезивелинған йадикарлиқлар бизни қәдимки мәдәнийәтләрниң бинакарлиқ вә сәнәт җәһәттики сәвийәсини көрүп йетишимиз вә уларниң турмуш усулини чүшинишимизгә хаттуша, атина вә помпейға охшашла йардәм бериду. әнқәрәниң полатли райониға җайлашқан гордион, йуқириқи сәвәбләр түпәйли б д т пән, маарип вә мәдәнийәт тәшкилати- йунескониң дунйа мәдәнийәт мираслири тизимликидин орун алмақта.

әскишәһир, афйон вә күтаһйани өз ичигә алған бу район, бүгүнки күндә фригйан вадиси дәп атилиду. гәрчә фригйан вадиси өзгичә таш абидиләр вә кишини һәйран қалдуридиған тарихқа игә җай болсиму, бәхткә қарши дегәндәк тонулуп кәтмиди. һалбуки, бу көз йәткүсиз вади инсан қоли билән кападокйаға охшашла ташларға ойулған олтурақлишиш районлири, қурбанлиқ супилири, қәбрә өйлири вә таш тонеллири билән пүтүнләй охшимайдиған бир дунйаниң ишиклирини ачиду. шуңлашқиму у анадолуниң «иккинчи кападокйаси» дәп атилиду. бу вади анадолудики әң гүзәл вадиларниң бири... бу йәрдә районниң техиму йахши тонулуши үчүн, қәдимқи дәврниң йол тори асасида йасалған бир пийадиләр вә велисипит миниш йоли бар. хәлқара өлчәмләргә уйғун һалда қизил вә ақ рәңләр билән ишарәтләр қойулған  500 километирлиқ бу йол - «фригйан йоли»дур. үсти очуқ музей түсидики 3000 йиллиқ тарихқа игә бу сирлиқ вадини халисиңиз пийадә, халисиңиз велисипит миниш арқилиқ екскурсийә қилалайсиз. қайсини таллаш сизгә бағлиқ!

үч нуқтидин башлинидиған фригйан йоли йазлиқайада өзара тутишиду. йазлиқайа фригйанларниң диний мәркизи вә дунйадики әң муһим үсти очуқ йадикарлиқлар орунлириниң бири дәп қарилиду. бу йәрдә таш абидә бар болуп, униң үстидики йезиқтики «мидаи» дегән сөзгә асасән «мидас абидиси» дәпму аталған. фригйан сәнитиниң әң муһим үлгилириниң бири болған бу абидини көргәнләр һәйран болмай туралмайду. чүнки инсан ғайәт зор һәҗимдики бир пүтүн ташниң қайси усуллар билән бу шәкилгә кәлтүрүлгәнлики һәққидә ойланмай туралмайду. мутәхәссисләр, 17 метир егизликтики йадикарлиқниң үстидин астиға ойулғанлиқини илгири сүриду. униңдики һәрпләрниң чоңлуқи 40-45 сантиметирға йетиду. гәрчә қәдимки йунанчиға охшайдиған бу хәтләрни оқуғили болсиму, әмма униң мәниси ениқ әмәс. фригйан тилини оқуп чүшиниш техи ройапқа чиқмиған болғачқа, бу йезиқтики он нәччә сөз сирини бизгә ашкарилайдиған вақитни күтмәктә.

мидас абидиси йаки йәнә бир нами бойичә йазилиқайаниң алди йүзи геометирийәлик нәқишләр билән безәлгән болуп, униң мәркизидә ишиккә символ қилинған бир бөләк бар. мутәхәссисләр, диний мурасимларда ана илаһ кибәләниң һәйкилиниң бу бөләккә қойулғанлиқини оттуриға қойиду. анадолуниң қәдимки илаһәси кибәлә, фиригйанларниңму әң муһим илаһәси вә инсан шәклидә тәсвирләнгән бирдинбир фригйан илаһи һесаблиниду. фригйанлар уни молчилиқ, бәрикәт вә туғушчанлиқниң намайәндиси дәп қариған...  йазилиқайадин ана илаһә кибәләниң нурғун таш һәйкәллири тепилди. мидас абидисиниңму фригйанларниң башқа муқәддәс йадикарлиқлириға охшаш шәһәр мудапиәсиниң бир қисми болуши мумкинлики илгири сүрүлиду. чүнки бу хил йадикарлиқлар истратегийәлик йолларниң бойлиридики егиз җайларға вә тағлардики өтүш еғизлириға йасалған. буниңдин башқа, йасалған дәвригә нисбәтән дунйаниң әң чоңи һесаблинидиған абидиви таш қудуқму бу шәһәргә җайлашқан.

* * * * *

ана илаһә етиқади фригйанлар үчүн интайин муһим. буниң әң йахши мисалини әскишәһирниң сивриһисар наһийәсидики пәссинус қәдимий шәһиридин учратқили болиду. фригйанлар бу қәдимки шәһәрниң ана илаһә кибәлә йашиған җай икәнликигә ишинәтти. шуңлашқа, пәссинус фриигйанларниң диний мәркизи вә әң муһим дуа-тилавәт сорунлириниң бири дәп қарилиду. фригйанлар асмандин чүшкәнлики үчүн муқәддәс дәп қарилидиған бир шәкилсиз кибәлә һәйкилиниң сақайтиш күчигә ишиниду. пәссинус ана илаһәгә атап мурасимлар өткүзүлидиған мәркәзгә айлиниду, ана илаһәгә өзини беғишлиғанларниң сани күндин-күнгә көпийиду. бүгүнниң тәтқиқатчилири, әмәлийәттә, пәсинусқа чүшкән нәрсиниң метеорит теши икәнликини вә униң магнитлиқ тәсири болғачқа, әйни дәвр кишилириниң уни муқәддәсләштүргәнликини оттуриға қойиду. пәссинус қәдимий шәһири, муһим сода йоллириниң кесишиш еғизиға җайлашқан болғачқа, у йәнә рим вә византийә дәвридики әң йақтурулидиған шәһәрләрниң биригә айлиниду.

бу қәдимий шәһәрдики қезиш – тәкшүрүш хизмәтлири оттуз йилдин көпрәк вақиттин буйан давамлашмақта. гәрчә у йәрдин нурғун асарә-әтиқиләр қезивелинған болсиму, археологлар, интайин әһмийәт берилгән ана илаһә кибәләниң бутханисини техичә тапалмиди. бирақ, хәлқаралиқ бир гуруппа  пәссинустики тәкшүрүшлирини үзлүксиз давамлаштурмақта.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر