писхика тарихи музейи

дидәм гүнәри тәрипидин тәййарланған «биливелиң» намлиқ пирограммимизниң бүгүнки санида «писхика тарихи музейи» тоғрисидики учурларни силәр билән ортақлишимиз.

1692023
писхика тарихи музейи

түркийә авази радийоси: әдирнәдә бир «писхика тарихи музей»ниң барлиқини аңлиғанмидиңиз?

музика арқилиқ давалаш әмәлийәттә османли түрк писхика дохтурлириниң кәшпийати әмәс иди. әмма, илмий тәтқиқатлири билән писхика саһәсидиму замандашлириға селиштурғанда хелила йуқири сәвийәгә йәткән османли түрк психологлири, музика билән давалашта көрүнәрлик илгириләшләрни қолға кәлтүргәниди. 1488-йили әдирнәдә султан байәзид II қурған шипаханиниң роһий кесәлликләр бөлүмидә, бимарлар музика билән давалинишни арзу қилатти. музикиниң инсан роһиға көрситидиған иҗабий тәсири һәққидә йетәрлик билим вә тәҗрибигә игә болған тевип беши, алди билән бимарларға һәр хил музикиларни тиңшитип, уларниң йүрәк соқушини тәкшүрәтти вә уларға мувапиқ мелодийәни бекитәтти. ахирида охшаш хусусийәттики бимарларни бир йәргә топлайтти.

османли түрк психологлири тәрипидин илмий җәһәттин мувәппәқийәтлик қоллинилған «музикилиқ давалаш» усули һазирқи заман писхика илмида бир йеңилиқтәк қилип көрситилмәктә вә униң үстидә тәтқиқатлар елип берилмақта. буниңдин әсирләр илгирики давалаш усулллирини намайан қилиш мәқситидә әдирнәдики султан бәйазид IIшипаханисида  түрк роһий кесәлликләр музейи ечилди. шипаханиниң өзигә хас муһити вә өз дәвригә мувапиқ кийимләр кийдүрүлгән тивип беши, йардәмчилири, бимарлар, музикантлар вә кесәлләргә қариғучилар (систералар) моделлар арқилиқ тәсвирлинип, нур вә аваз  системилири билән көргәзмә қилинмақта.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر