страбо вә җуғрапийә

нәсилхан дәгирмәнчиоғлу тәрипидин тәййарланған «анадолуниң тунҗилири» намлиқ сәһипимизниң йеңи сани һузуруңларда...

1703145
страбо вә җуғрапийә

заман (вақит) вә макан һәққидә ойлинип бақтиңизму? сизниң қаришиңизчә, бири болмай туруп, йәнә биригә ениқлима бериш қанчилик мумкин? улар қаримаққа икки хил уқумдәк көрүнсиму, бүгүнки күндә заман билән макан бир - бирини толуқлайдиған, һәтта өзара гирәлишип кәткән уқумлар, дәп қарилиду. аләм бошлуқи вә заман тоғрисидики тәтқиқатлири билән тонулған математика алими минковиский: «макан вә заман айрим – айрим һалда муһакимә қилинғинида, сайиларға охшашла ғайиб болушқа мәһкумдур» дәйду. йәнә бу һәқтә тәтқиқатларни елип барған тарихчи вә бинакар гидион, заман (вақит)ниң маканниң төтинчи һәҗими икәнликини илгири сүриду.

тарих илмиму вәқә вә һадисиләргә бу икки уқумни чөридәп муамилә қилиду. вақиттин мустәсна һалда бир йәрдә йүз бәргән вәқәни тәсвирләш йаки униң дәл әксичә, вәқә йүз бәргән макан (җай) дин мустәсна һалда бир заман йаки дәвр һәққидә тохтилишқа урунуш илмийликкә мас кәлмәйду. бүгүнки җуғрапийә илмиму бу икки уқумни асас қилиду. у «макан» сөзигә инсанлар мәвҗут болған вә йашайдиған саһә, дәп қарайду вә униңға бир пүтүн җуғрапийә сүпитидә муамилә қилиду.

* * * * *

җуғрапийә сөзи қәдимки йунан тилидин кәлгән болуп, «дунйа» вә «сизиш» йаки «тәсвирләш» дегән сөзләрниң бирикишидин тәркиб тапиду. бу сөзни пәйласоп ератостен тунҗи қетим ишләткәниди. йәр шариниң әтрапини вә қуйашниң йәр билән болған арилиқини һәқиқий қиммәткә интайин йеқин һесаблап чиққан, кәңлик вә узунлуққа асасән коорденат системисини тәрәққий қилдурған ератостен, өзиниң математика вә җуғрапийә һәққидики тәқтиқатлирини «җуғрапийә» намлиқ китабиға топлиғаниди. шундақ, кейинки дәврләрдә илим-пәнниң бир тармиқи болидиған җуғрапийә, намини бу китабтин алиду. гәрчә ератостен җуғрапийәниң асасчиси сүпитидә қобул қилинған болсиму, әмма бу темини униңдин хели бурун тәтқиқ қилғанларму бар. бәзи пәйласоплар келимат билән өсүмлүкниң мунасивитини тәкшүргән болса, йәнә бәзилири деңиз, көл, еқин, кәлкүн вә улар кәлтүрүп чиқарған упирашларни؛ бәзилири һаварайи һадисилирини, өзгиришлирини, йанар тағларни тәтқиқ қилғаниди... әмәлийәттә, уларниң һәммиси өзлири йашаватқан дунйани әқлий асасларни чөридигән һалда чүшинишкә тиришқаниди. қисқиси, һиродот, талес, аристотил, страбо вә птоломе җуғрапийә илминиң башламчилири һесаблиниду. тарихниң атиси дәп аталған һиродот ақдеңиз, кичик асийа, йәни анадолу қатарлиқ җайларни айлинип, македонийәдин мисирғичә, һәтта һиндистанғичә болған мушәққәтлик җуғрапийәни айлинип чиқиду. асаслиқи математикилиқ нәзәрийәси билән тонулған талес, дунйаниң шәкли үстидә тәтқиқат елип бериш арқилиқ җуғрапийә илмиға төһпә қошиду. аристотилниң қаришичә, алди билән «орун» мәвҗут болуп, җуғрапийәниң маһийитини «қәйәрдә» дегән соалға берилгән  җаваб тәшкил қилиду. бирақ, «қәдимки дәвр вә җуғрапийә» дегән сөзни аңлиғанларниң есигә тунҗи болуп страбо вә птоломе келиду.

сәһипимизниң бүгүнки санида страбо һәққидә сөзләп өтимиз. немишқа страбо?! чүнки амасйалиқ страбо анадолуниң тунҗи вә қәдимки дәврниң әң даңлиқ җуғрапийәшунаси.

* * * * *

страбо анадолуниң шималиға җайлашқан амасйада, әйни вақиттики амәсйада дунйаға келиду. у хиристийан дининиң тарқилишидин сәл бурун, йәни рим империйәси анадолуда кеңийишкә башлиған дәвргә шаһит болиду. у көрүш вә өгинишкә болған қизиқишини аилисидикиләр тәминлигән пурсәт билән бирләштүриду؛ қәдимки дәврниң әң муһим илим мәркизи болған рим вә мисирда йахши тәрбийә алиду. империйә тарқалған кәң җуғрапийәлик районниң көп қисмини сайаһәт қилиду. бүгүнки күндә, у зийарәт қилған җайлар һәққидә йазған 17 томлуқ «җеографика» йаки «җуғрапийә», абидә характерлик әсәр дәп қарилиду. бу әсәр пәқәт бир җуғрапийә китабила әмәс, чүнки страбо китабида байан қилған җуғрапийәләрни у йәрдә йашайдиған кишиләр билән бирликтә қәләмгә алиду. «җуғрапийә» җәмийәтшунаслиқ вә пәлсәпә өлчимидики енсиклопедик әсәр болуп, у йәнә тарихи вәқәләр, көчүш һадисилири, қайси милләтниң қәйәргә олтурақлашқанлиқи вә дөләтләр мунасивити қатарлиқларни өз ичигә алиду.

страбо аләмниң мәркизиниң дунйа икәнликини оттуриға қойиду. у қуруқлуқ (қитә)қа деңиз билән қоршалған арал, дәп ениқлима бериду. йәршариниң әң шималиниң соғуқ, әң җәнуб тәрипиниң иссиқ икәнликини, шуңа у йәрләргә инсанларниң олтурақлашмиғанлиқини илгири сүриду. дунйани келиматқа асасән бөләкләргә айрийду. у йәр шәкиллириниң олтурақлишишқа қандақ тәсир көрситидиғанлиқи вә шәкилләндүридиғанлиқиға кишиләрниң диқитини җәлб қилиду. җуғрапийә билимлириниң дөләтләргә пайдилиқ муһим бир елемент икәнликини оттуриға қойиду.

у китабида суниң парчилаш - упиритиш күчи, шамалниң шәкиллиниши вә бир қисим йәр шәкиллириниң қандақ шәкилләнгәнликини байан қилиду. пәқәт бирла окйанниң барлиқини, әгәр һәр вақит ғәрбкә қарап маңған тәқдирдә һиндистанға барғили болидиғанлиқини ейтиду.

страбо районларни тәсвирләпла қалмастин, инсанлар билән муһитниң өзара тәсир көрситишиниң муһимлиқини тилға алиду, сәвәб - нәтиҗә мунасивити тоғрисида тохтилиду, шундақла өзиниң йәкүнлириниму оттуриға қойиду. шуңлашқа страбо тунҗи җуғрапийәшунас дәп қарилиду. у җуғрапийәниң бир илим түри икәнликини оттуриға қойған киши болуп, буни: «мән тәтқиқ қилмақчи болған җуғрапийә илими, мениңчә, һеч болмиғандиму башқа илимләргә охшашла бир пәйласопниң қизиқиш даирисигә кериду вә мениң көз қаришимниң тоғрилиқи нурғун пакитлар арқилиқ испанланди» дәйду.

* * * * *

дунйаниң тунҗи җуғрапийә алими дәп қаралған страбониң йурти амасйадур... амасйалиқ страбо, бу шәһәрниң намини амазон ханиши амисистин кәлгән дәйду.

тик қийалар арисиға йошурунған амасйа шәһри, түркийәниң иккинчи чоң дәрйаси - йешил ирмақ тәрипидин иккигә бөлүнгән болуп, мустәһкәм қурулмиси әсирләр бойи олтурақлишишқа мувапиқ җай дәп таллинишиға сәвәб болиду. у йәнә қәдимки дунйаниң муһим йоллири өзара кесишкән сода мәркизи иди. шәһәрниң тарихи һититларға тутишиду. бу шәһәр фриглар, лидийлар, парслар, понтус падишаһлиқи, рим империйәси, сәлҗуқ вә османли империйәсиниң һөкүмранлиқиға өтиду.

страбо туғулуштин бурун, бу шәһәр понтус падишаһлиқиниң пайтәхти иди. понтус хәлқи харшена теғиниң җәнубий етикигә падишаһлар үчүн абидиви қәбриләрни ойуп чиқиду. бүгүнки күндә дөләт ичи вә сиртидин кәлгән сайаһәтчиләрниң диққитини тартиватқан понтус шаһи таш қәбриси наһайити тәсирлик ташқи көрүнүшкә игә. қәбриләр җайлашқан өңкүрләрни туташтуридиған тонел адәмни башқа бир заманға елип бариду. дунйадики таш қәбрә әнәнисиниң надир мисаллириниң бири болған понтус падишаһи таш қәбрилири бүгүн харшена теғи билән бирликтә б д т пән, маарип вә мәдәнийәт тәшкилати - йунескониң «дунйа мәдәнийәт мираслири тизимлики» гә киргүзүлди. шәһәр мәркизидә, йәни йешил ирмақ бойидики «шаһзадиләр сайаһәт йоли»  ниң йенида страбониң һәйкили, униң арқисида понтус шаһлири таш қәбрилири бар...

* * * * *

амасйалиқ страбо җуғрапийә дейилгән һаман дунйаниң һәрқандақ йеридә кишиниң есигә тунҗи болуп келидиған кишиләрниң бири. униң сайаһәт қилиш вә көргәнлирини хатириләш қизғинлиқи, һәмдә илим-пәнгә болған тәшналиқи, бизгә мөлчәримиздин хелила һалқип кәткән ишикләрни ачиду. у өзи һайат вақтида билингән дунйаниң җуғрапийәлик билимлирини топлиған тунҗи универсал қәдимки әсәр - «җуғрапийә» ниң аптори. қәдимки дәврдә көп оқулмиған бу әсәр, византийә дәвридә қайта байқилиду вә кейин нурғун тилларға тәрҗимә қилиниду. у асийа, йавропа вә африқа байан қилинған 17 томлуқ әсириниң үч томини анадолуға аҗритиду. у әсәр анадолуниң тарихи вә җуғрапийәси һәққидики қәдимки пайдилиниш мәнбәлириниң алдинқи қатаридин орун алмақта.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر