гомер вә униң дастанлири

нәсилхан дәгирмәнчиоғлу тәрипидин тәййарланған «анадолуниң тунҗилири» намлиқ сәһипимизниң йеңи сани..

1663414
гомер вә униң дастанлири

түркийә авази радийоси: антигон, прометеос, падишаһ оидипус, електра... булар ривайәтләрни асас қилған қәдимки йунан тийатириниң унтулғусиз паҗиәлириниң бир қисми. унтулғусиз дейишимизниң сәвәби, бу паҗиәләр кейинки дәврләрдә тийатирниң жанири вә ойунларға тәсир көрситидиған, шундақла бүгүнки тийатирниң асасини тәшкил қилиду. диний қаидә - йосунлар вә тәбиәтни дораш билән башланған тийатир, тәпәккур қурулмиси өзгәргән қәдимки йунан дәвридә башқичә салаһийәткә игә болиду. у дәврдә сәнәт уқуми оттуриға қойулушқа, естетика, һессийат вә җәмийәт маарипи алдинқи орунда туриду.

йунан тирагедийәси дәвримиз тийатириниң асасини шәкилләндүриду. ундақта, тирагедийәниң йолини ачқан, уларни әсирләр бойичә ваз кечилмәс қилған әсәрләр қайсилар иди? улар илйада вә оддеси қатарлиқлар болуп, ғәрб әдәбийатиниң тунҗи әдәбий текистлири дәп қарилиду.

* * * * *

илйада вә одессий йунан әдәбийатидила әмәс, дунйа әдәбийатидиму муһим орунға игә икки дастан болуп, заман һалқиған әсәрләр һесаблиниду. йезилғиниға әсирләр болған болушиға қаримай, һәр қайси дәврләрдә оқулиду, оқутулиду, дастан инсанийәтниң өзгәрмәс һессийатини аддий тил билән байан қилиду. қәдимки дәврниң мәшһур қәһриманлиқ һекайилири қәдимки дәврниң мәшһур шаири гомерниң қәлимидин арқа - арқидин төкүлиду. йунан мәдәнийитиниң айрилмас бир қисмиға айланған, һәтта муқәддәс дәп қаралған епосларниң,қәдимки дәврләрдә мәктәпләрдә оқутулғанлиқи оттуриға қойулиду.

илйад вә оддисей йунан тирагедийәсниң башламчиси болупла қалмай, заманиви әдәбийаттики аң еқиминиңму башламчиси дәп қарилиду. һәр икки дастан тәхминән он алтә миң қур вә йигирмә төт бабтин тәркиб тапиду. илйада дастани исмини мәшһур қәдимки шәһәр тройадин алиду. униң темиси әпсаниви трува уруши иди. тройа уруши һәққидики һәқиқий йүз бәргәнму йаки у бир әпсаниви һекайидин ибарәтму? дегән дәталаш узун йилларғичә давамлишиду. чүнки гомер илаһлар вә йеңилмәс қәһриманлар билән толған бу урушни епос вә чөчәк тилида тәсвирләйду. әмәлийәттә, гомер илйадада урушниң пүтүн җәрйанини әмәс, пәқәт 10 йил давамлашқан урушниң ахирқи 51 күнинила тәсвирләйду.

дастан:

«ейтқин, илаһә, пелеус оғли ашилйус (акһилеус) ниң ғәзипини ейтқин.

азабниң үстигә азабни ахаларға у ечинишлиқ ғәзәб кәлтүрди,

улуғ җанлирини һадәскә атти, нурғун йигитләрниң,

гәвдилирини йәм қилди, бөригә – қушқа.

буйруқи әмәлгә ашатти, зеусниң,

тунҗи ечилған күнидин башлап ариси

әрләрниң башлиқи атреос оғли билән илаһий ашилйусниң» дегән ибариләр билән башлиниду.

 

ундақта, темисниң немә икәнликигә қизиқамсиләр? оқуп бақмиғанлар үчүн уни дәрһал қисқичә хуласиләп өтәйли.

тройа уруши тройа шаһзадиси парисниң ахай падишаһи менелаусниң айали хелинни тутқун қилип қечиши билән башлиниду. урушқа нурғун йунан шәһәр дөлити қошунлири билән урушқа қетилиду. ахиллеус (ашил/ашийлйус)му урушқа қатнашқанларниң ичидә иди. ахеллеус күчи вә җасарити билән интайин муһим характергә игә болсиму, әмма у ахай қошунлириниң баш қомандани агамемон сәвәбидин уруш қилишни тохтитиду. он йил давамлашқан труйа муһасирисидә һәр икки тәрәп еғир талапәткә учрайду, әмма бир – бирини мәғлуп қилалмайду. ахай армийәси сепидә зерикиш башлиниду вә гретсийәгә қайтишни халайду. тройалиқ парисниң иниси һектор бу узун урушни ахирлаштуруш тоғрисида тәклип суниду. урушниң сәвәби парисниң падишаһ менелаусниң айали хеленни тутқун қилип қечиши болған икән, чүшинишмәслик парис билән менелаосниң елишиши нәтиҗисидә һәл қилиниши керәк. бу тәклипни қобул қилған менелас билән парис елишишқа тәййарлиқ қилиду. гүзәл хеленниң тутқун қилинип қачурулишида қоли болған афродит, мәғлубийәткә учрашқа азла қалғанда парисни уруш мәйданидин елип қечип, өлүмдин қутулдуруп қалиду. қошунлар оттурисидики күрәш қайтидин башлиниду. илаһлар урушқа арилишиду, тәрәпләр сәп тартиду. илаһлар илаһи зеус, һекторниң, йәни тройалиқларниң тәрипидә туриду. бирақ һектор ашилниң наһайити йахши көридиған достини өлтүрүш арқилиқ еғир хаталиқ садир қилиду. аччиқидин тәлвигә айланған ашил, қайтидин урушқа қатнишиду. илаһий уруш қораллири билән қоралланған ашил, һектор билән елишип уни өлтүриду.

қәһриман һекторниң өлүми тройа хәлқи вә уларниң аилисидикиләрни вәйран қилиду. ашил һекторниң җәситини сөрәп тройаниң әтрапини үч қетим айлиниду, андин рәһим қилип, җәсәтни һекторниң дадисиға бериду. илйада дастани бу көрүнүш билән ахирлишиду. ахайлар урушта ғәлибә қилиду.

* * * * *

илйад әмәлийәттә тройа урушиниң әмәс, ашилниң дастани. униң давами һесаблинидиған иккинчи дастан болса, одессадур. гомер бу иккинчи дастанда, тройа урушиниң қәһриман, җәсур вә батур җәңчиси одессаниң уруштин кейин йурти ихакаға қилған сәпирини тәсвирләйду. илйадта илаһлар вә йерим илаһлар алдинқи орунда туриду, униңда әпсаниви вә ривайәт кәйпийати бар. одесса болса, бирла адәмниң һекайисидур. одессаниң он йил давамлашқан өйигә қайтиш сәпири вә сәргүзәштилири бир инсанниң тили арқилиқ байан қилиниду, бу қетим ишниң ичидә һечқандақ илаһ йоқ. илйадта вәқәләр бир - биригә әгишип келиду, одессада әслимиләр, тәтүр байанлар, атлап байан қилиш услублири бар.

* * * * *

бу өлмәс әсәрләрни вә вақитсиз дастанларни йазған гомер, қәдимки дунйаниң әң улуғ шаири дәп қарилиду؛ у ғәрб әдәбийатиға тәсир көрсәткән әң муһим, бәлким тунҗи сәнәткардур. гомер йәнә классик әпсаниләр үчүнму интайин қиммәтликтур؛ чүнки у йунан илаһлири вә уларниң вәзипилирини тәсвирлигән тунҗи киши. һаликарнас белиқчиси җәвдәт шакир қабаағачли: «йунан әпсанилиригә, шундақла пүткүл йунан мәдәнийитигә мушундақ муһим төһпиләрни қошқан гомер анадолулуқтур» дәп йазиду. бизниң гомерниң һайати һәққидә билидиғанлиримиз наһайити аз. родос, атина, саламис, сакез вә смайрна, йәни измир униң дунйаға кәлгәнлики илгири сүрүлгән шәһәрләрниң ичидә... гәрчә мутәхәссисләр униң туғулған йери һәққидә ениқ пикир байан қилмиған болсиму, әмма униң ғәрбий анадолуниң муһим ион шәһири смайрнада туғулған болуши мумкин дегән қараш еғир салмақни игиләйду. йәнә бир тәрәптин, гомер исимлик ​​кишиниң әзәлдин мәвҗут болуп бақмиғанлиқини оттуриға қойған тәтқиқатчиларму бар. башқичә ейтқанда, улар әсәрләр һәқиқий, әмма аптор гөш вә сөңәктин тәркип тапқан бири әмәс, демәкчи болушиду. епос шәклидә шеирларни йазған шаирларниң һәммисиниң гомер дәп аталғанлиқини илгири сүргүчиләрму бар. һәтта, әсәрлирини тунҗи қетим қәләмгә алған пүтүкчиниң исминиң гомер икәнликини оттуриға қойғучиларму йоқ әмәс. тема даирисиниң интайин кәң болуши билән бирликтә, әсәрлири арсисидики услуб бир – биридин шунчилик пәрқлиқ икәнки, бәзи тәтқиқатчилар, буларниң бирла киши тәрипидин йезилған болушиға ишәнмәйду. мутәхәссисләр икки йүз йилдин көпрәк вақиттин буйан бу һәқтә баш қатуруватқан болуп, бу издинишкә һәтта «гомер мәсилиси» дәп исимму қойулған. бәлким гомер исимлик ​​бири әзәлдин йашимиған болуши мумкин. бәлким, мәдәнийитимизгә тәсир көрсәткән бу әсәрләр еғиз әдәбийати әнәнисиниң давами сүпитидә гомер тәрипидин топланған йаки униңға мәнсуп дәп қаралған болушиму мумкин. гәрчә у илим - пән дунйаси үчүн һәл қилинмиған вә һәл қилғили болмайдиған тепишмаққа охшаш бир мәсилидәк қилсиму, гомер биз үчүн анадолуниң әң улуғ шаирлиридин биридур...

тарихниң атиси һиродотниң ейтишичә, гомер йунанлиқларға илаһлар тоғрисида тәлимат бәргән. әплатонму бу қарашни илгири сүрүп: «у йунан дунйасидики барлиқ әқидиләрниң атисидур, бу дунйада немә дейилгән болса, у арқилиқ ипадиләнгәндур» дәйду вә сөзини давамлаштуруп, уни «йунанни тәрбийлигән шаир» дәп атайду. у қәдимки дәврдә тибабәтчиликтин қанунғичә, диндин сийасәткичә нурғун пәнләрдә мураҗиәт қилинған асасий әсәрләрниң иҗадчиси. искәндәр зулқәрнәйин, у гомерни оқуш арқилиқ һәрбий ишлар тоғрисида нурғун нәрсиләрни өгәнгәнликини ейтиду. аңлашларға қариғанда у, йастуқиниң астиға илйадани қойуп охлайдикән. илйада дастанини өзиниң йетәкчиси қилип таллиған һенирих шлиман (Haynrih Chileiman) қәдимки тройа шәһирини отуриға чиқириду. гәрчә гомерниң әмәлийәттә йашиған - йашимиғанлиқи тоғрисида пәрәзләр оттуриға қойулған болсиму, әмма бу һәйвәтлик әсәрләрниң инсанийәт тарихиға көрсәткән тәсирини инкар қилғили болмайду.


خەتكۈچ: #дастан

مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر