бүгүн роза һейтниң биринчи күни

бүгүн роза һейтниң биринчи күни, бу мунасивәт билән һәммиңларниң роза һейтини қизғин тәбрикләймиз. һейтиңларға мубарәк болсун!

1638702
бүгүн роза һейтниң биринчи күни

бүгүн аллаһ тааланиң әмригә асасән уда бир ай бойичә таң сәһәрдин тартип таки күн патқанға қәдәр роза тутқан мусулманларниң роза һейти башланди.

алдимиздики 3 күн бойичә дунйаниң һәрқайси җайлиридики имкани йар беридиған мусулманлар өзара һейтлишиду. сөйгү, қериндашлиқ вә достлуқ әң йүксәк сәвийәгә йетидиған  роза һейтниң пүткүл инсанийәткә бәхт - саадәт елип келишигә тиләкдашмиз.

йәнә бир қетим һейтиңларға мубарәк болсун, хушаллиқ силәргә йар болсун!



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر