пәнчә чақмақ вә чақмақ һәрикти

күнтәртип вә анализ (70)

1631377
пәнчә чақмақ вә чақмақ һәрикти

пәнчә чақмақ вә чақмақ һәрикти

күнтәртип вә анализ (70)

(җан аҗун)

һөрмәтлик радийо аңлиғучилар! «күнтәртип вә анализ» намлиқ пирограммимизниң бүгүнки бөлүмидә  сийасәт, иқтисад вә җәмийәт тәтқиқатлири фонди җәмийити «SETA» ниң ташқи сийасәт тәтқиқатчиси җан аҗун тәрипидин тәййарланған «пәнчә чақмақ вә чақмақ һәрикти» темилиқ анализни диққитиңларға сунимиз.

**** **** ** **** * *****

түркийәниң п к к терорлуқ тәшкилатиға қарши күриши қәтийлик билән давамлашмақта. дөләт мудапиә министирлиқи ирақниң шималида пәнчә чақмақ вә чақмақ һәрикәтлирини башланғанлиқини елан қилди. илгириму әтийаз вә йаз айлириниң кириши билән тәң түркийәниң ирақта кәң көләмлик чоң һәрикәтләрни елип баридиғанлиқи мөлчәрләнмәктә иди.

түркийә п к к терорлуқ тәшкилатиға қарши күришини һәм мәмликәт миқйасида, һәм чегра сиртида, ирақ вә сүрийә қатарлиқ бу тәшкилат база қилған районларда қәтийлик билән давамлаштурмақта. терорлуқ тәшкилатиға қарши мәйдан бесимини асас қилған қақшатқуч бериш усулини йолға қоймақта. бу истратегийәниң йеқинқи йилларда чоң нәтиҗиләрни қолға кәлтүргәнликини көрмәктимиз. мәсилән тәшкилатниң түркийә ичидә һәрикәт қилиш иқтидари зор дәриҗидә төвәнлитилди вә йеза-қишлақлардики тәшкилат әзалириниң саниму 300 дин азлиди.

лекин түркийәниң терорлуқ тәшкилати п к к ға қарши асаслиқ күриши ирақ-сүрийә линийәсидә давамлашмақта. түркийәниң бу районларда тәшкилатниң мәвҗутлуқиға мунасивәтлик асаслиқ истратегийәси, терорлуқ тәшкилатиниң түркийә чегра сизиқидин чекинишини, мәйдан контроллуқи вә земин контроллуқиға хатимә берип, ирақ-сүрийә линийәсидики алақисини пүтүнләй үзүп ташлашни асас қилиду.

бу җәһәттә түркийә қораллиқ қисимлири ирақниң шималидики мәтина, авашин-басйан районлириға қарита йеңи бир һәрбий һәрикәт башлиди. пәнчә чақмақ вә чақмақ һәрикити даирисидә, түркийә терорлуқ тәшкилати п к к ни ирақниң шималидики тағлиқ районлардин пүтүнләй тазилашқа тиришмақта. һава вә қуруқлуқ армийәси тәң бирла вақитта ишқа селинған бу һәрикәтләрдә өз нөвитидә йәнә, айропилан билән әскәрләрни чүшүрүш арқилиқ райондики истратегийилик тағ чоқилириға алаһидә қисим вә қоманданлиқ қисимлири орунлаштурулмақта. буниңдин түркийә қораллиқ қисимлириниң бу йәрдики истратегийилик тағ чоқилирини контроллуқиға елип, андин асаслиқ базилирини қуридиғанлиқини пәрәз қилалаймиз. бу арқилиқ түркийәниң чегра линийәсиниң бихәтәрлики капаләткә игә қилиниду вә тәшкилатниң райондики мәшиқ саһәси, қоманданлиқ вә контроллуқ мәркәзлири битчит қилиниду. һазирға қәдәр районда п к к унсурлири көрүнәрлик дәриҗидә қаршилиқ көрситәлмиди. тәшкилатниң райондики мудапиә линийәси кәң көләмдә вәйран қилинди вә тәхминән 60 қа йеқин тәшкилат әзаси уҗуқтурулди.

түркийә қораллиқ қисимлириниң район һакимийитини алқиниға алғандин кейин, 2021-йилиниң қалған қисмида техиму җәнубтики гаре райониға вә ахирида қандилға қарита чоң бир һәрбий һәрикәт елип бардиғанлиқиниму алдин көларүвалалаймиз. буниңдин башқа йәнә ирақниң синҗар районидики өзгиришләрму түркийәниң көзитиши астида турмақта. әгәр бу районда бағдат вә әрбил даирилири билән һасил қилинған келишимгә бинаән террорлуқ тәшкилати п к к ниң барлиқ тармақ унсурлири толуқ тазиланмайдиған болса, түркийә қораллиқ қисимлириниң синҗарниму һәрикәт нишани қилиши турғанла гәп.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر