американиң хитайға қарши сийасити

күнтәртип вә анализ (66)

1613624
американиң хитайға қарши сийасити

американиң хитайға қарши сийасити

күнтәртип вә анализ (66)

(мурат йешилташ)

һөрмәтлик радийо аңлиғучилар! «күнтәртип вә анализ» намлиқ пирограммимизниң бүгүнки бөлүмидә сийасәт, иқтисад вә җәмийәт тәтқиқатлири фонди җәмийити «SETA» ниң хәвпсизлик тәтқиқатлири дириктори вә йазғучиси мурат йешилташ тәрипидин тәййарланған «американиң хитайға қарши сийасити» темилиқ анализни диққитиңларға сунимиз.

**** ** *** *********

америка хитайни әң муһим истратегәйилик рәқиб дәп қарайду, американиң хәлқаралиқ үстүнлүкиниң хитай тәрипидин хирисқа дуч келиватқанлиқини йахши билиду. бирақ обама дәвридә асасий йаритилған вә хитайни тәңпуңлаштуруш үчүн йолға қойулған «асийа түврүки» истратегийәсиниң зади қандақ ишқа ашурилидиғанлиқи һәққидә муһим соаллар мәвҗут.

байден һөкүмитиниң хитайни чәкләшни вә тәңпуңлаштурушни истратегийилик нишан сүпитидә давамлаштуриватқанлиқи, әмма бу истратегийәниң иҗра қилиш усуллирида муәййән пәрқләрниң барлиқи көрүлмәктә. биллинкен вә остинниң йапонийә, корейә зийарәтлири, һәмдә остинниң һиндистан зийарити хитайға қарита ташлинидиған қәдәмләрниң әң гәвдилик йөнилишрини шәкилләндүрмәктә. буниң биринчи мәқсити, әнәниви иттипақдашлиқ мунасивитини күчәйтиш үчүн күчлүк сийасий риштә орнитиш. андин хитайниң  (геополитилиқ) сийасий җуғрапийәлик кеңийишигә қарши демократик вә сийасий һалқини иқтисадий вә һәрбий җәһәттин техиму мустәһкәмләш.

биллинкенниң йапонийәдә ишләткән тили, байдин һөкүмитиниң хитайни пәқәт иқтисадий вә һәрбий тәһдит дәпла қаримастин, өз нөвитидә йәнә өлчәм мәркәзлик либерал (әркинликни асас қилған) түзүмгиму тәһдит дәп қарайдиғанлиқини намайан қилип бериду. демократийә, кишилик һоқуқ вә қанунниң үстүнлики қатарлиқ саһәләрдә хитайни техиму бәк нишан қилған байдин һөкүмити, бу мәсилиниң хәлқара тәртипниң кәлгүсигә алақидар талаш-тартиш йаритидиғанлиқини билиду.

шуңа байден һөкүмити хитайға қарши хәлқара сәп қурушқа тиришмақта. хәлқара тәртипниң өзгириши нуқтисидин йәнә бир нишани, ғәрб қанитида геополитилиқ (сийасий җуғрапийәлик) тәңшәш елип берип, әнәниви иттипақ түзүмини әслигә кәлтүрүш болмақта. бу нуқтида, атлантик окйан һалқиған мунасивәттә трамп дәвридә көрүлгән бозулушларни оңшаш вә шәкилләнгән йериқларни чоңқур геополитилиқ (сийасий җуғрапийилик) кашила сизиқиға айлиништин бурун тездин тақаш байдин һөкүмитиниң алдинқи хизмәтлири қатаридин орун алмақта.  

бу позитсийә шималий атлантик әһди тәшкилати министирлар йиғиниға қатнишиш үчүн биллинкен бирйусселға нарғанда техиму намайан болди. байдин һөкүмитиниң бу йәрдә икки нишани болуп, биринчиси؛ атлантик окйан һалқиған геополитилиқ (сийасий җуғрапийилик) сәпниң әң муһим түврүки һесаблинидиған шамалий атлантик әһди тәшкилатиға қайтидин ениқлима бериш, чүнки трамп дәвридә өзара йириклишишләр көп көрүнгән вә иттипақ ичи зиддийәтләр оттуриға чиқишқа башлиған шималий атлантик әһди тәшкилати, байдин һөкүмитигә нисбәтән әң муһим ремонт қилишқа тегишлик иттипақлиқ қурулмиси дәп қаралмақта.

блинкен бирйусселда бу иттипақниң пәқәт мудапиә вә бихәтәрлик тәшкилатила әмәсликини тәкитләп, сийасий тәрипи техиму гәвдилик болған бир шималий атлантик әһди тәшкилати кимликини оттуриға қойди. техиму муһими, шималий атлантик әһди тәшкилатиниң хитайға болған позитсийәсиниң зади қандақ болиши, атлантик окйан һалқиған геополитика (сийасий җуғрапийилик) нуқтисидин әң көп тилға елинған темиларниң бирси болди. тәшкилат сүпитидә «хитайни чүшиниш» басқучида туруватқанлиқини байан қилған баш катип столтенбергму хитайға қарита «тәһдит» дегән сөзини бәкрәк ишлитишкә башлиди. буниңдин башқа йәнә, йавропа иттипақи алий вәкили боррелниңму биллинкен билән өткүзгән учришишида, буни тәкрарлинидиған сөзгә айландурғанлиқи мәлум.  

гәрчә йавропа хитай билән һәмкарлишиш пурсити бар дәп қарисиму, шуниң билән биргә йәнә бу ишниң истратегийәлик риқабәткә айланғанлиқини тонуп йәтти. шуңлашқа байденға нисбәтән, шималий атлантик әһди тәшкилатиниң русийә вә хитайға қарши қурулмақчи болған йеңи атлантик окйан һалқиған сәп үчүн әң күчлүк түврүк болуп көрүлмәктә.

байден һөкүмитиниң иккинчи нишани болса, атлантик окйан һалқиған ғәрб геополитилиқ (сийасий җуғрапийилик) фронтиниң парчиланған қурулмисини ремонт қилиштур. шималий атлантик әһди тәшкилати министирлар учришишиға қатнашқан биллинкендин башқа йәнә, байденниңму йирақтин синлиқ йиғин арқилиқ йавропа иттипақи рәһбәрлири башлиқлар йиғиниға қатнишип, хитай вә русийә тәрәпкә һәмминиң диққитини тартиши йавропани тәңшәш вә түзәш харктеригә игә бирқәдәмдур.

гәрчә биллинкен йавропаға американиң хитайға қарши күришидә «силәр биз билән биллиму йаки улар биләнму?» дегән таллашни сунмиғанлиқини ейттсиму, әмма вақитниң өтишигә әгишип йавропани хитай мәсилисидә бу таллашқа зорлайдиғанлиқи ениқ.

йавропа иттипақиниңму бу күнләрдә йолға қоймақчи болған йеңи истратегийәлик аптономийә сийаситини шәкилләндүрүштики әндишилириниң бири дәл хитайдур. бу сәвәбтин йавропа иттипақи хитайға қарши истратегийәлик бир пүтүнлүк бәрпа қилиш үчүн американиң рәһбәрликигә мақул болидиғанлиқи ениқ.

 

 



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر