түркийәниң оттура асийа җумһурийәтлири билән болған һава алақисиниң даириси кеңәймәктә

йавроасийаға нәзәр - 66

1613045
түркийәниң оттура асийа җумһурийәтлири билән болған һава алақисиниң даириси кеңәймәктә

 

түркийәниң оттура асийа җумһурийәтлири билән болған һава алақиси вә бу саһәгә селиниватқан мәбләғләр

абдрәсул исһақо

2021-йили, 21-март күни қазақистан җумһурийитиниң түркистан шәһиридики хәлқара һәзрәт султан айродурумидин истанбулға тунҗи айропилан сәпири ишқа ашурулди. бу, хәлқара һәзрәт султан айродурумидин чәт әлгә ишқа ашурулған тунҗи хәлқаралиқ айропилан сәпири болуп қалди. FlyArystan авийатсийә ширкити, түркистандин истанбулға һәптидә икки қетим айропилан сәпирини ишқа ашуриду. вақитниң өтүшигә әгишип, буниң һәптидә йәттә қетимқа чиқирилиши нишан қилинмақта. 2020-йили, 1 – декабир күни ечилған хәлқара һәзрәт султан айродуруми, қазақистанниң мустәқиллиқ йиллирида йеңи йасалған тунҗи айродуруми һесаблиниду. бу айродурум, хәлқара ақтав айродурумини башқуридиған YDA горуһи тәрипидин  йасалди.

2021-йили, 25-март күни, қирғизистан хәлқара манас айродуруми ети бакир терәксай ширкити билән җалалабад вилайитиниң тогуз торо вилайитигә җайлашқан кәрбән айродурумини кеңәйтиш вә ремонт қилиш тоғрисида көрүшти. ети бакир терәксай ширкити бу айродурумға мәбләғ селиш арқилиқ уни йәрликтин хәлқаралиқ айродурум сәвийәсигә йәткүзүшни пиланлимақта. 1979-йили йасалған айродурумни қирғизистан һөкүмити 2019-йили  ремунт қилдурған, әмма айропилан сәпәрлири техи ишқа ашурулмиғаниди. шуни изаһлаш һаҗәтки, ети бакир терәксай ширкитиниң % 75 лик фонд үлүши түрк ети ​​ ширкитигә аит болуп, бу ширкәт қирғизистандики  терәк, терәккан вә парәвалонә канлирини ишләтмәктә.

шу күни өзбекистан җумһурийити фәрғанә валий мәһкимиси ахбарат васитилири мулазимәт оргини, түркийә һава йоллири ширкитиниң түркийәдин фәрғанә шәһиригә биваситә айропилан сәпәрлирини ишқа ашуридиғанлиқини уқтурди. түркийә һава йоллири ширкитиниң өзбекистан шөбисиниң мудири селим қаһраман башчилиқидики һәйәт, фәрғанә айродурумини көздин кәчүрүш үчүн  шәһәргә кәтти. учришишта, айродурум мулазимити мәсилисиму музакирә қилинди. шуниң билән, түркийәдин өзбекистанниң йәттә шәһиригә айропилан билән барғили болуштәк йахши шараит йаритилди.

түрк ширкәтлириниң оттура асийа җумһурийәтлиридики авийатсийә саһәсигә салған мәбләғлири буниңдин нәччә йил илгири башланғаниди. TAV айродурумлири гуруһи, алдинқи йили хәлқара алмута айродуруминиң тиҗарәт иҗазәтнамисини алди. киклоп қурулуш чәклик ширкити, өзбекистанниң сәмәрқәнт айродурумини ремонт қилди. йәнә бир түрк ширкити болған аларко гуруһи, түркмәнистанда ашхабат айродурумини, өзбекистанда сәмәрқәнт, бухара вә ургәнч айродурумлирини,  қазақистанда нурсултан айродурумини йасиди. март ейидики әң йеңи өзгиришләргә әгишип, түрк ширкәтлириниң оттура асийа җумһурийәтлириниң авийатсийә саһәсигә салған мәбләғлири вә елип бериватқан паалийәтлири муқим һаләттә ашмақта.

түркийә һава йоллири ширкити, өзбекистанниң 7 шәһиригә, түркмәнистан вә қазақистанниң 2 шәһиригә, қирғизистан вә таҗикистанниң  бирәр шәһиригә айропилан сәпәрлирини ишқа ашурмақта. буниңдин башқа йәнә, Pegasus  һава йоллири ширкитиму, қирғизистан вә қазақистанға айропилан сәпәрлирини ишқа ашурмақта. охшаш шәкилдә, оттура асийа җумһурийәтлириниң һәр бир һава йоллири ширкәтлири,  түркийәниң истанбул вә анталйа шәһәрлиригә айропилан сәпәрлирини ишқа ашурмақта.

авийатсийә саһәсидики бу һәмкарлиқниң даирисиниң кейинки йилларда йеңи упуқларғичә кеңийишигә әгишип, тик учар, айропилан вә учқучисиз һава аппаратлирини ортақ ишләпчиқириш имканийити йаритилиду, дәп ейтишқа болиду. чүнки бу йошурун күч түрк җумһурийәтлиридә мәвҗуттур.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر