аллаһ һәқиқәтән (һәммә һәқиқәтни) билиду

силәр (аллаһниң бүйүклүкини) билмәйсиләр.

1609249
аллаһ һәқиқәтән (һәммә һәқиқәтни) билиду

түркийә авази радийоси: нәһл сүриси, 73 – 79 - айәтләр. улар аллаһни қойуп, өзлиригә асманлардин һечқандақ ризиқ чүшүрүп вә йәрдин һечқандақ ризиқ чиқирип (йәни асмандин йамғур йағдуруп вә йәрдин зираәт вә дәрәхләрни өстүрүп) берәлмәйдиған, (шундақ қилишқа) қудрити йәтмәйдиған бутларға чоқунамду?[73] силәр аллаһқа мисал кәлтурмәңлар (йәни аллаһқа бутларни охшатмаңлар, аллаһқа шерик кәлтүрмәңлар). аллаһ һәқиқәтән (һәммә һәқиқәтни) билиду, силәр (аллаһниң бүйүклүкини) билмәйсиләр[74]. аллаһ бундақ бир мисал кәлтүриду: һечқандақ ишни өз алдиға бир тәрәп қилалмайдиған бир қул биз обдан ризиқ (йәни мал ـ мүлүк) ата қилған вә уни йошурун йаки ашкара йосунда сәдиқә қилип турған (һөр ـ әркин) адәм билән охшашму? (йәни һеч нәрсигә игә болмиған қулға охшайдиған бутларни һәммигә игә болған вә каинатни халиғанчә тәсәрруп қилидиған аллаһ билән қандақму тәңләштүргили болсун?) җими һәмдусана аллаһқа хастур! улар (йәни капирлар) ниң толиси (һәмдусанаға аллаһниңла лайиқ икәнликини, бутларниң һәмдусанаға вә ибадәткә лайиқ әмәсликини) уқмайду[75]. аллаһ йәнә мундақ мисал кәлтүриду؛ мундақ икки адәм бар болуп, уларниң бири һеч иш қилалмайдиған вә игисигә йүк болуп қалған бир гачадурки, игиси бу гачини мәйли қәйәргә әвәтсун, у һечқандақ пайда елип келәлмәйду, йәнә бири болса өзи тоғра йолда маңған вә (кишиләрни) һәққаний болушқа буйруйдиған адәмдур, бу икки адәм охшашму? (йәни бу гача билән өзи тоғра йолда туруп пасаһәтлик сөзләйдиған, өзи қуран нури билән нурланған адәм бир ـ биригә охшамду? әқиллиқ адәмниң уларни охшаш орунға қоймиғинидәк, бут вә ташни һәммини билгүчи қудрәтлик аллаһ билән охшаш орунға қойғили болмайду)[76]. асманлардики вә земиндики ғәйбни билиш аллаһқа хастур, қийамәтниң қайим болуши көзни йутуп ачқучилиқ йаки униңдинму тездур. аллаһ һәқиқәтән һәммә нәрсигә қадирдур[77]. аллаһ силәрни анаңларниң қарнидин һеч нәрсини билмәйдиған һалитиңлар билән чиқарди, аллаһ силәргә шүкүр қилсун дәп, қулақ, көз вә йүрәкләрни ата қилди[78]. улар қушларниң һавада учушқа бойсундурулғанлиқини көрмидиму? уларни (һавадин чүшүп кетиштин) пәқәт аллаһ тутуп туриду, буниңда иман ейтидиған қәвм үчүн (аллаһниң бирликини көрситидиған) нурғун аламәтләр бар[79].  



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر