түркийә дөләтлик истихбарат тәшкилати (MIT) ниң йеқинқи ғәлибиси

күнтәртип вә анализ (65)

1609024
түркийә дөләтлик истихбарат тәшкилати (MIT) ниң йеқинқи ғәлибиси

түркийә дөләтлик истихбарат тәшкилати (MIT) ниң йеқинқи ғәлибиси

күнтәртип вә анализ (65)

(җан аҗун)

һөрмәтлик радийо аңлиғучилар! «күнтәртип вә анализ» намлиқ пирограммимизниң бүгүнки бөлүмидә  сийасәт, иқтисад вә җәмийәт тәтқиқатлири фонди җәмийити «SETA» ниң ташқи сийасәт тәтқиқатчиси җан аҗун тәрипидин тәййарланған «түркийә дөләтлик истихбарат тәшкилати (MIT) ниң йеқинқи ғәлибиси» темилиқ анализни диққитиңларға сунимиз.

**** **** ** **** * *****

түркийә дөләтлик истихбарат тәшкилати (MIT) йеқинқи йиллардин буйан ғайәт зор һәрикәтләрни ишқа ашурушқа башлиди. болупму ирақ вә сүрийәдики терорлуқ тәшкилати п к к әзалириға қарита елип барған нуқтилиқ һәрикәтлири һәмминиң диққитини тартмақта. бу даиридә, п к к/ к җ к ниң сүрийә тармиқи п й д/й п г ниң аталмиш ​​биригада командири, мәхпий сми «шәх гүйи» дәп аталидиған терорчи ибраһим бабатни қисғинә мәзгил илгири сүрийәдә тутуп, түркийәгә елип кәлгәнлики, түркийә дөләтлик истихбарат тәшкилати (MIT) ниң  имканийәт вә қабилийәтлири йетип кәлгән басқучни намайан қилиши нуқтисидин интайин муһим.

түркийә қийин бир җуғрапийиәдә мәвҗутлуқини давамлаштурмақта. һәм җуғрапийәлик сийасәт чоңқурлуқи, һәм катта нишанлири нуқтисидин чоң хирисларға дуч кәлмәктә. шуңлашқа һәм түркийә ичидә, һәм йеқин әтрапида түркийәниң дөләт мәнпәәтини қоғдийалиши үчүн барлиқ вастиларни үнүмлүк ишлитиши керәк. йумшақ күч вастилири, дипломатийә вә һәрбий күчидин башқа йәнә, истихбарат тәшкилатлириму зор әһмийәткә игә. бу  даиридә, түркийә дөләтлик истихбарат тәшкилатиниң түркийәниң ғайилири вә униңға йүзләнгән хирисларға қарши күрәш қилалайдиған дәриҗидә тәрәққий қилғанлиқини көрәләймиз.

болупму 15- ийул сийасий өзгиришкә урунуш вәқәсидин кейин, йеңи бихәтәрлик тәлимати даирисидә, дөләтлик истихбарат тәшкилати (MIT) қа чоң мәбләғләр селинди. тәшкилатниң имканийәт вә қабилийәтлири алаһидә йахшиланди. һәм адәм күчи байлиқи, һәм техника әслиһәлири зор дәриҗидә тәрәққий қилдүрүлған дөләтлик истихбарат тәшкилати (MIT)  түркийәдә, ирақ вә сүрийәдә интайин муһим һәрикәтләрни елип беришқа башлиди.

түркийәниң ирақ вә сүрийәдә ишқа ашурған «фират қалқини», «зәйтун шехи» вә «қәтий ирадә һәрикити» қатарлиқ чоң вә  чегра һалқиған һәрикәтлиридә мәйданда итайин муһим ролларни өз үстигә алған истихбарат тәшкилати өз нөвиидә йәнә, терорлуқ тәшкилати п к к ниң аталмиш ​​йуқири дәриҗилик әмәлдарлирини ениқлаш вә уҗуқтурушта чоң утуқларни ишқа ашурди.

ахирида түркийәниң чегра ленйәсидин 50 келометир чоңқурлуқта, сүрийәниң раққә районида  п к к/ к җ к ниң сүрийә тармиқи п й д/й п г ниң аталмиш ​​биригада командири, мәхпий сми «шәх гүйи» дәп аталидиған терорчи ибраһим бабатни сүрийәдә тутуп, ғәлибилик  һалда түркийәгә елип келиши, терорлуққа қарши күрәш нуқтисидин чоң утуқ болди. мәзкур террорчидин игиләнгән учур арқилиқ нурғунлиған п к к торлири вәйран қилинди вә террорлуқ тәшкилатиға еғир зәрбә берилди. үнүмлүк истратегийә даирисидә терорлуқ тәшкилатиниң аталмиш ​​әмәлдарлири вә мәйдан қоманданлириниң уҗуқтурулиши, терорлуқ тәшкилатиниң қоманданлиқ қурулмисини вәйран қилип, һәрикәт қабилийитини вә терорлуқ иқтидарини еғир дәриҗидә чикиндүривәтти.

ахирида түркийә қаттиқ күч елементлириға салған мәбләғлири билән районда тосқунлуқ қилғучи күч сүпитидә қәд көтүрмәктә. түркийә дөләтлик истихбарат тәшкилати (MIT) му буниң асаслиқ намайәндисигә айланған вәзийәттә турмақта.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر