сүрийәдики террорлуқ бәлвеғи

күнтәртип вә анализ (61)

1591354
сүрийәдики террорлуқ бәлвеғи

сүрийәдики террорлуқ бәлвеғи

күнтәртип вә анализ (61)

(җан аҗун)

һөрмәтлик радийо аңлиғучилар! «күнтәртип вә анализ» намлиқ пирограммимизниң бүгүнки бөлүмидә  сийасәт, иқтисад вә җәмийәт тәтқиқатлири фонди җәмийити «SETA» ниң ташқи сийасәт тәтқиқатчиси җан аҗун тәрипидин тәййарланған « сүрийәдики террорлуқ бәлвеғи» темилиқ анализни диққитиңларға сунимиз.

**** **** ** **** * *****

түркийәниң күтүлмигән бир шәкилдә ирақниң шималидики гара райониға җайлашқан террорлуқ тәшкилати п к к ға қарши елип барған һәрикити һәмминиң диққити йәнә бир қетим террорлуққа қарши күрәш тәрәпкә мәркәзләштурди. 2021-йили түркийәниң һәм ирақта һәм сүрийәдә чоң һәрикәтләрни елип берип, п к к ни һуҗум нишани қилиши мөлчәрләнмәктә. болупму терорлуқ тәшкилати п к к түркийә вә ирақта зор бесим астида тутулмақта. бирақ тәшкилатниң сүрийәдики қуйриқи п й д/ й п г түркийәгә нисбәтән тәһдит болушни давамлаштурмақта. тәшкилат американиң йардими билән сүрийәдә терорлуқ дөлити қурушқа урунмақта.

 

сүрийә ички уруши мәзгилидә пәйда болған қалаймиқанчилиқтин пайдилинип, сүрийәниң шималидики районларда тәсирини кеңәйтишкә башлиған террорлуқ тәшкилати п к к ниң сүрийәдики қурулмиси п й д/ й п г болупму 2014-йилидин буйан даешқа қарши күрәш намида американиң йардимини қолға кәлтүрүп, сүрийәниң шималидики районларда мәмурий қурулмиларни қуруш арқилиқ мунасивәтлик һөкимийәт районлирини шакилләндурди. терорлуқ тәшкилати ичигә әрәб елементлириниму қошуп, «SDG» шәмсийәси астида дөләтниң тәбиий байлиқлириниң контироллиқини алқиниға киргүзүвалди вә бу арқилиқ һәм өзлириниң иқтисадий сиҗиллиқини ишқа ашуруш, һәм бу мунасивәт билән бәшшар әсәд һакимийитини өз ичигә алған русийә, түркийә вә иранға қарши истратегийәлик үстүнлүкни қолға кәлтүрүшкә урунмақта. бәшшар әсәд болса, өз һакимийитини давамлаштуралиши үчүн сүрийәдики тәбиий байлиқларға қайта еришишниң муһимлиқини тонуп йетип, һәр хил һәрбий, сийасий һәрикәтләрни елип беришниң койида йүрмәктә. бирақ америка тосалғусиға учрап утуққа еришәлмәй кәлмәктә. терорлуқ тәшкилати дөләтниң тәбиий байлиқини контроллуқиға киргүзүвилип, буниңдин кирим қилиштин башқа йәнә, американиң биваситә иқтисадий йардимигиму еришмәктә. америка һәтта өз назарити астида сәуди әрәбистан вә әрәб бирләшмә хәлипилики қатарлиқ дөләтләрдин с д г вә й п г ға иқтисадий йардәм бәргүзмәктә.

әмдиликтә  с д г / й п г ниң һәрбий контроллуқи астидики районлар сүрийә земининиң %30 ни тәшкил қилиду. 40 миң кивадират километирдин чоңрақ район с д г / й п г ниң контироллуқида. бу районларниң ичидә мунбәт терилғу йәрләрниму өз ичигә алған нефит, тәбиий газ вә су байлиқи мәнбәлириму бар. терорлуқ тәшкилати й п г ниң контроллуқидики районларда сүрийәниң суғирилидиған земинлириниң %50 и, енергийә мәнбәлириниң %70 и вә су записиниң %95 и мәвҗут.

американиң қоғдиши билән районда күчлинишкә башлиған вә сүрийәниң муһим иқтисадий байлиқиниң контроллуқини алқиниға киргүзүвалған п й д / й п г дәсләптә аптономийәлик, андин пүтүнләй мустәқил терорлуқ дөлити қурушниң койида болмақта. түркийәниң тәсири астидики районларға давамлиқ аптомобил бомба һуҗуми қилип, контироллуқи астидики хәлқләрни зораванлиқ вә зулум сийасити билән итаәткә мәҗбурлимақта. һәтта зөрүр тепилғанда русийә вә бәшшар әсәд һакимийити биләнму алақә орнитип, мәвҗутлуқлирини сақлап қилишқа уруниватқан әһвалда турмақта.  

террорлуқ тәшкилатиниң бу хил һәрикәтлири болупму түркийә елип барған  тинчлиқ булиқи һәрикитидин кейин, техиму бәк намайан болмақта. бирақ нә сүрийәниң һәқиқити, нә түкийә террорлуқ тәшкилати п к к ниң сүрийә қанитиниң бир террор дөлити қуришиға қәтий йол қоймайду. түркийә тинчлиқ булиқи һәрикитидин кейин 2021-йили бойичә ирақтин башқа йәнәм сүрийәдиму террорлуқ тәшкилатиға қарши һәрбий һәрикәтләрни елип берип,  тәшкилатниң күчи вә тәсирини әң төвән чәккә чүшүрүш үчүн муһим қәдәмләрни ташлашни давамлаштуриду. бу мунасивәт билән тәшкилатниң контроллуқидики тел рифат, мәнбич, айн әйса вә тел тәмир қатарлиқ районларни һуҗум нишани қилишқа болиду. тәшкилатниң бесими астида қалған әрәб қәбилилири вә курдларни  қоллап тәшкилатни аҗизлаштурғили болиду.

нәтиҗидә терорлуқ тәшкилати п к к вә униң қол астидики қурулмиларниң йалғуз түркийәдила әмәс, чегридаш қошна дөләтләрдин сүрийә вә  ирақта мәвҗутлуқини сақлаш райони тепалиши қәтий қобул қилинмайду.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر