русийәниң ливийә сийасити

күнтәртип вә анализ (55)

1564279
русийәниң ливийә сийасити

русийәниң ливийә сийасити

күнтәртип вә анализ (55)

(җан аҗун)

һөрмәтлик радийо аңлиғучилар! «күнтәртип вә анализ» намлиқ пирограммимизниң бүгүнки бөлүмидә  сийасәт, иқтисад вә җәмийәт тәтқиқатлири фонди җәмийити «SETA» ниң ташқи сийасәт тәтқиқатчиси җан аҗун тәрипидин тәййарланған «русийәниң ливийә сийасити» темилиқ анализни диққитиңларға сунимиз.

**** **** ** **** * *****

ливийә шималий африқа, шәрқий ақ деңиз вә җәнубий йавропани бойлиған гео-политика (җуғрапийәлик сийасәт) лиқ орни җәһәттин муһим дөләт болупла қалмастин, өз нөвитидә йәнә енергийә мәнбәси җәһәттинму интайин бай бир дөләт. шуңлашқа ливийәдә давамлишиватқан күч күришидә район характерлиқ вә йәр шари характерлиқ күчләр ливийәдә тәсир күчигә игә болушни вә ливийәниң кәлгүсини шәкилләндүрүштә бәлгилигучи ролиға игә болушни арзу қилишмақта. русийә буларниң алдинқи қатарида туриду.

ливийә 2011 - йили қаззафи ағдурулуштин илгири, сотсийалистик бир дөләт болушиға қаримай, русийәдин айрим вә мустәқил йол тутуп кәлгән иди. шундақтиму ливийә - русийә мунасивәтлири интайин чоңқур һәрбий вә иқтисадий һәмкарлиқни өз ичигә алатти. лекин бу һәмкарлиқ совет иттипақиниң йемирилишидин кейин, русийәниң ливийәгә йүргүзүлгән хәлқара ембарголарни сийаси җәһәттин қоллиши билән ахирлашқан иди. кейинчә путин билән күчийишкә башлиған русийә, дунйа сийасий сәһнисидин қайта орун алди. ливийә билән болған мунасивәтлириниму әслигә кәлтүрди. муһим қорал-йарағ вә енергийә содиси келишимлири арқилиқ ливийәдә тәсир күчини ашурушқа башлиди, таки әрәб баһариниң тәсиридә дөләттә инқилаб башланғанға вә чәтәлниң арилишишиғичә.

шималий атлантик әһди тәшкилати рәһбәрликидики арилишиш қаззафини ағдуруп ташлишиши билән тәң русийә ливийәдә ойун сиртида қалдурулди. русийә ливийәдә давамлишиватқан ички тоқунушларға узун мәзгилгичә тамашибин позитсийәси тутуп кәлди. ахирида дөләттә шәкилләнгән һакимийәт бошлуқидин пайдилинип 2017 - йили қайтидин актип һалға келишкә башлиди. исйанчи генерал һафтәр билән йеқинлишип, «вагнер» ға охшаш йалланма һәрбий қисимлирини ливийәгә йөткәш арқилиқ дөләтниң шәрқидә нопузға еришти вә әрәб бирләшмә хәлипилики қатарлиқ дөләтләр билән алақисини күчәйтишни таллиди.

 

бүгүнки күндә русийәниң ливийә сийасити рәсмий һалда ливийә дөләтлик мурәссәләштуруш һөкүмити (UMH) вә ливийә дөләт армийәси (LNA) ни сөһбәт үстилигә елип килишни мәқсәт қилмақта. «битәрәп содийә» ниң ролини елишқа урунған русийә өзини кризисни сийасий йол билән һәл қилишниң тәшәббусчиси сүпитидә көрсәтмәктә. бирақ нәх мәйдандики әһвал буниң әксичә болмақта. русийәниң исйанчи һафтәр қисимлириға пәқәтла сийасий әмәс, бәлки һәрбий йардәм қиливатқанлиқиму мәлум. русийә қораллири зич һалда һафтәр унсурлириниң қолида көрүлмәктә вә русийәниң йалланма әскәрлириму тоқунуш районлирида орун алмақта. шундақтиму русийә һәм йалланма әскәрләрниң мәвҗутлуқини, һәм қорал сетип бериватқанлиқини давамлиқ рәт қилип кәлмәктә.

 

йеқинқи йиллардин буйан, русийә ливийә сийаситидә йалланма әскәрләр вә алақилишиш гурупписи қатарлиқ «әнәниви болмиған усул» ларни қоллинишқа майиллиқини намайан қилди. бу нуқтидин русийәниң оттура шәрқтики вәкиллик ролини ойнаватқан чечән җумһурийити пирезиденти рамзан қадиров русийәниң ливийәдики ташқи сийаситиниң йөнилишини зор дәриҗидә шәкилләндүрмәктә. буниңдин башқа йәнә, рамзан қадиров, мәслиһәтчилиридин адам делимханов вә лев денгов билән бирликтә 2015 - йили қурулған ливийә - русийә алақилишиш гурупписини тәшкил қилмақта.

ахирида, русийә ливийәдики һакимийәт бошлуқидин пайдилинип уруш мәйданида муәййән тәсиргә игә болди. исйанчи һафтәрни һәрбий җәһәттин қоллашқа башлиди. сәйфулислам вә қаззафи аилиси билән болған мунасивитини тәрәққий қилдурушқа башлиди. әрәб бирләшмә хәлипилики вә мисир қатарлиқ дөләтләр билән һәмкарлишиш арқилиқ «вагнер» ни ливийәгә орунлаштурди, болупму ливийәниң шәрқидә көрүнәрлик тәсиргә егә болди.

һазирқи вәзийәттә болса, асаслиқи өзиниң тәсир күчини сақлап қелишни арзу қилмақта. русийәниң ливийәдики нишанлиридин йәнә бирси, «роснефт» , «татнефт» вә «газпром» қатарлиқ русийә енергийә ширкәтлиригә мувапиқ саһә йаритидиған шәкилдә сийасий муһит пәйда қилип,  ақдеңиз енергийә базирида үнүмлүк бир актийорға айлинишқа урунмақта. униң үстигә, русийәниң ливийә ичидики һакимийәт күришигә қатнишиши униң дөләттики мәвҗутлуқини муқимлаштуридиған һәр хил сийасий мәнпәәтләргә еришиш арзуси билән бәлгиләнмәктә. буниңдин башқа йәнә, русийә африқа қитәсидики, болупму шәрқий ақ деңиз районидики мәвҗутлуқини кеңәйтишни нишан қилмақта. бу арқилиқ райондики әң узун ақдеңиз деңиз қирғиқиға игә вә енергийәгә бай ливийәни русийәниң ташқи сийасәт күн тәртипидә тутмақта. гәрчә иқтисадий әһмийити зор болсиму, ливийәдики тоқунушини һәл қилиш русийәгә нисбәтән әң муһим мәсилиләрниң бирси әмәс. шундақтиму русийә ливийә кризисиға қатнишиш арқилиқ башқа район актийорлириға өз тәсирини намайан қилишни мәқсәт қилмақта.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر