йавроасийа җуғрапийәсидә 2021 – йили қандақ өтти

йавроасийаға нәзәр - 54

1559414
йавроасийа җуғрапийәсидә 2021 – йили қандақ өтти

йавроасийа җуғрапийәсидә 2021 йили қандақ өтти?

абдрәсул исһақов

2020-йили пүтүн дунйа үчүн мушәққәтлик бир йил болди. йил бешида хитайдин тарқалған «ковид 19» йуқуми пүткүл дунйаға охшашла йавроасийа дөләтлиригиму чоңқур тәсир көрсәтти. районда миңларчә инсан һайатидин айрилди. райондики дөләтләрдин пәқәт моңғулийәла (1200 йуқумланғучи, 1 қаза қилғучи билән) бу йуқумниң тәсиригә әң аз учриған дөләт болди.

йуқумға қаримай, 2020 - йили йавроасийа җуғрапийәсиниң нурғун дөләтлиридә сайлам өткүзүлди. мәсилән, 2020-йили, 31 өктәбир күни, моңғулийәдә, 2020-йили, 4-өктәбир күни, қирғизистанда, 2020-йили, 31-өктәбир күни, гирузийәдә омумий сайлам өткүзүлди. қирғизистанда сайлам нәтиҗиси әмәлдин қалдурулди, һәмдә пирезидент сооронбай җеенбеков вәзиписидин истепа беришкә мәҗбур болди. 2021-йили, 10-йанвар күни, қирғизистанда муддәттин бурун пирезидент сайлими вә һөкүмәт шәклини бекитиш реферандуми өткүзүлиду. омумий сайлам 2021-йили ичидә өткүзүлиду. гирузийәдә өктичиләр сайлам нәтиҗисигә давамлиқ етираз билдүрмәктә.

 2020-йилиниң кейинки йеримида, йавроасийа җуғрапийәсидики 3 дөләттә пирезидент сайлими өткүзүлди. 2020-йили, 9 авғуст күни, беларусийәдә, 2020-йили, 10-өктәбир күни, таҗикистанда, 1-вә 15-нойабир күнлири, молдовада биринчи вә иккинчи басқучлуқ пирезидент сайламлири өткүзүлди. беларусийәдә хәлқниң бир қисми, сайлам нәтиҗисигә етираз билдүрүп давамлиқ намайиш өткүзмәктә.

буниңдин башқа йәнә, русийә федератсийәсидә 2020-йили, 25 ийундин 1 ийулғичә асасий қанунға түзитиш киргүзүш реферандуми өткүзүлди. реферандумниң әң муһим тәрипи, шәк-шүбһисиз һалда виладимир путинниң йәнә икки қетим пирезидент болушиға йол ечилиши иди.  русийәдә ийулдин буйан тутқун һалитидә туруватқан хабаровиски валийси сергей фургални қоллаш намайишлири һәр һәптиниң ахирлири үзлүксиз давамлашмақта.

фәрғанә вадисидики чегра мәсилилири, 2020-йилиму давамлиқ оттуриға чиқти. чегра линийәсидә мәйданға кәлгән җедәл - маҗира вә тоқунушлар җанға замин болди.

районға нисбәтән 2020 йили ичидики әң муһим өзгириш, шәк - шүбһисиз һалда тағлиқ қарабағниң азад қилиниши, дейиш мумкин.  уда 30 йилға йеқин һәл қилиш чариси күткән тағлиқ қарабағ мәсилиси, әзәрбәйҗан армийәсиниң 44 күнлүк қәһриманларчә күрәш қилишидин кейин, 2020-йили, 10-нойабир әзәрбәйҗанниң зәпири нәтиҗисидә һәл қилинди. ишғал астидики районлар әрменийә тәрипидин бошитилди.

йавроасийа иқтисадий бирлики, шаңхәй һәмкарлиқ тәшкилати, мустәқил дөләтләр ортақ гәвдиси, коллектип бихәтәрлик шәртнамиси тәшкилати вә түрк кеңиши қатарлиқ районлуқ тәшкилатларниң йиғинлири, 2020-йили торда өткүзүлди. бу тәшкилатлар ичидә, түрк кеңиши 2020-йили үнүмлүк паалийәтлири билән алқишқа еришти. мәсилән, түрк кеңиши дунйадики «ковид 19» йуқумиға қарши күрәш мәсилисидә тор йиғини чақирған тунҗи хәлқаралиқ тәшкилат сүпитидә тарих сәһиписидин орун алди. сәһийәдин қатнашқичә, енергийәдин иқтисадқичә болған барлиқ саһәләрдә, түрк кеңиши тәшкилатқа әза дөләтләр оттурисидики маслишишни капаләт астиға елиш вә мунасивәтләрни мустәһкәмләш җәһәттә наһайити зор мувәппәқийәтләрни қолға кәлтүрди. йиғип ейтқанда, 2020-йили, районға нисбәтән һәм қайғу  - һәсрәт һәм хушаллиқ йили болди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر