бу, китабниң ـ рошән қуранниң айәтлиридур

капирлар (қийамәтниң дәһшитини көргәндә, дунйадики чеғимизда) мусулман болған болсақчу, дәп арман қилиду.

1547809
бу, китабниң ـ рошән қуранниң айәтлиридур

түркийә авази радийоси: һиҗр сүриси 1 - 18 айәтләр. наһайити шәпқәтлик вә меһрибан аллаһниң исми билән башлаймән.

әлиф, лам, ра. бу, китабниң ـ рошән қуранниң айәтлиридур[1]. капирлар (қийамәтниң дәһшитини көргәндә, дунйадики чеғимизда) мусулман болған болсақчу, дәп арман қилиду[2]. (и муһәммәд!) уларни (йәни куффарларни мәйлигә) қойувәт, йәп ـ ичип, ойнап ـ күлүп йүрсун, улар биһудә арзулар билән боливәрсун, улар узаққа қалмай (өз қилмишлириниң йаманлиқини) билиду[3]. биз қандақ бир шәһәрни һалак қилмайли, пәқәт униң (һалак болидиған) муәййән вақти болиду[4]. һәрқандақ үммәтниң (һалак болидиған вақти) илгири сүрүлмәйду, һәм кечиктүрүлмәйду[5]. улар ейтти: «и қуран назил қилинған адәм! сән һәқиқәтән мәҗнунсән[6]. әгәр сән (мән рәсулуллаһ дегән сөзүңдә) растчиллардин болсаң, (пәйғәмбәрликиңгә гуваһлиқ беридиған) пәриштиләрни алдимизға елип кәлсәңчу?»[7] пәриштиләрни пәқәт һәқ асасида (йәни азаб назил қилишимиз муқәррәр болған чағдила) назил қилимиз, бу чағда уларға мөһләт берилмәйду (йәни уларниң азаби кечиктүрүлмәйду)[8]. қуранни һәқиқәтән биз назил қилдуқ вә чоқум уни қоғдаймиз[9]. шүбһисизки, сениңдин илгири бурунқи һәрқайси таипиләргә нурғун пәйғәмбәрләрни әвәттуқ[10]. улар өзлиригә пәйғәмбәр кәлсила уни мәсхирә қилишти[11]. шундақ мәсхирә қилишни биз гунаһкарларниң диллириға салимиз[12]. улар қуранға ишәнмәйду, бу бурундин адәт болуп қалған (йәни бурундин тартип пәйғәмбәрлирини инкар қилған қәвмләрни аллаһниң һалак қилиши адәт болуп келиватқан) иш[13]. биз уларға асмандин бир ишик ечип бәргин, улар униңдин асманға өрләп (аләми әрваһни, пәриштиләрни көргән тәқдирдиму)[14], улар чоқум: «көзлиримиз бағлинип қалди, бәлким сеһирләнгән қәвм болуп қалсақ керәк» дейишиду[15]. биз асманда буруҗларни йараттуқ вә көзәткүчиләр үчүн асманни (йултузлар билән) безидуқ[16]. һәр бир қоғланди шәйтандин асманни қоғдидуқ[17]. лекин (асман хәвәрлиригә) оғрилиқчә қулақ салмақчи болған шәйтанни рошән ақар йултуз қоғлап йетиду (йәни һалак қилиду)[18].



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر