баһар байрими: һидрәлләз

дидәм өзташбаши тәрипидин тәййарланған «биливелиң» намлиқ пирограммимизниң бүгүнки санида «баһар байрими: һидрәлләз» дегән темидики учурларни силәр билән ортақлишимиз.

1411811
баһар байрими: һидрәлләз

түркийә авази радийоси: һидрәлләзниң түркийә билән македонийәниң ортақ ғәйрий маддий мәдәнийәт мираси икәнликини биләмсиз?

һидрәлләз, хидир вә илйас исимлириниң бирикишидин тәркиб тапқан бир исим. түркийәдә хизир – илйас, әдәрләзи, какава, һафтамал, әғрилҗә, әғриҗә вә македонийәдә һидәрләз, әрдәләзи, һәрдәрләзи дегәндәк исимлар биләнму атлиду. һидир вә илйасниң топрақ вә суниң қоғдиғучиси сүпитидә инсанларға йардәм қилидиғанлиқиға, йилда бир қетим алтинчи майда өзара учришидиғанлиқиға ишинилиду. 6 – май тәбиәтниң ойғиниши дәп қарилиду вә баһар күни сүпитидә тәбриклиниду. бу мурасимларда кейинки йилниң моллуқ, бәрикәтлик, сағламлиқ, хатирҗәмлик вә бәхтлик болуши арзу қилиду.

«баһар байрими: һидрәлләз», 2017 – йили җәнубий корейәдә чақирилған б д т маарип, пән – мәдәнийәт тәшкилатиниң ғәйрий маддий мәдәнийәт мираслири һөкүмәтләрара комитети йиғинида, түркийә билән македонийәниң ортақ көп милләтлик ғәйрий маддий мәдәнийәт мираслири тизимликигә киргүзүлди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر