<баһар қалқини> һәрбий һәрикити

сийасәт, иқтисад вә җәмийәтләр тәтқиқат орниниң бихәтәрлик тәтқиқатлири бөлүминиң мәсули дотсент доктор мурат йешилташниң темиға мунасивәтлик анализи.

1373263
<баһар қалқини> һәрбий һәрикити

<баһар қалқини> һәрбий һәрикити

түркийә авази радийоси: йеқинқи бир нәччә һәптә ичидә идлибни мәркәз қилған өзгиришләр сүрийә тоқунушиниң йеңи басқучқа киргәнликини көрситип бериду. русийә қоллаватқан бәшшар әсәд күчлиригә қарашлиқ қуруқлуқ һәм һава армийәси унсурлириниң идлибтики истиратегийәлик әһмийәткә игә « M4» вә « M5» йоллирини қолға киргүзүшкә урушуни, түркийәниң буниңға әң еғир шәкилдә җаваб қайтуруши,  идлибни бирдинла дунйаниң биринчи номурлуқ күнтәртипигә киргүзди. әң ахирқи қетим 27 – феврал күни бәшшар әсәд күчлиригә қарашлиқ һава армийәси қисимлириниң түркийә қисимлириға һуҗум қилиши нәтиҗисидә 33 түркийә әскири шеһит болди. бу әһвал идлиб киризисини техиму мурәккәпләштүрүвәтти, һәмдә түркийәниң бәшшар әсәд күчлиригә әң еғир вә әң кәң даирилик җаваб қайтурушиға сәвәб болди. бу, «сүрийә урушида икки дөләтниң тунҗи қетим әнә шундақ шәкилдә бир - биригә қарши һәрикәт қилиши» дегән уқумни билдүриду, шуниң билән бир вақитта, түркийәниң һәрбий һәрикити сүрийә киризисигә көңүл бөлидиған барлиқ хәлқаралиқ актийорларниң позитсийәлирини көздин кәчүрүшигә сәвәб болди.  

түркийә «<баһар қалқини> һәрбий һәрикити» арқилиқ өз күчини намайән қилди. сүрийә ички уруши мабәйнидә, түркийә билән сүрийә бундақ шәкилдә бир - биригә қарши уруш қилмиғаниди. әнқәрә һава саһәсиниң түркийәниң уруш айропиланлириға тақақ болушиға қаримай, қораллиқ учқучисиз һава аппаратлирини ишқа селип, сүрийә һава тәвәликигә кирди, һәмдә бәшшар әсәд һакимийитигә аит идлиб әтрапидики барлиқ һәрикәтлик унсурлирини йәр билән йәксан қиливәтти. һәрбий һәрикәтниң иккинчи күни бәшшар әсәд һакимийити өз сәплиридә уруш қиливатқан 2500 дин артуқ әскири вә хәлқ әскәрлиридин айрилип қалди. буниңдин башқа йәнә, түркийәниң һава һуҗумлири нәтиҗисидә 100 гә йеқин танкиси пачақлап ташланди, икки данә « SU 24 » вә « L 36 » типлиқ уруш айропиланлири түркийә қисимлири тәрипидин чүшүрүветилди. бәшшар әсәд күчлиригә берилгән зәрбә буниңлиқ биләнла чәклинип қалмайду؛ һава мудапиәси системилири, топчилар батарийәлири вә көплигән биронивикларму йәр билән йәксан қиливетилди. башқичә ейтқанда, түркийә пәқәт бәшшар әсәд һакимийитиниң әскәрлиригә қарита һуҗумға охшаш шәкилдә җаваб қайтурушниң орниға, бәшшар әсәд һакимийитигә еғир талапәтләрни йәткүзидиған бир һәрбий тактика вә истиратегийәни йолға қойди. болупму қораллиқ учқучисиз һава аппаратлириниң һуҗумлири арқилиқ уруш тарихида йеңи бир басқучқа қәдәм қойулушини ишқа ашурди.

әнқәрәниң истиратегийәлик нишани наһайити рошәндур؛ бәшшар әсәд һакимийитини «сочи келишими» да бәлгиләнгән чегра линийәсигә чекинишкә мәҗбурлаштур. лекин, саһәдин кәләгән хәвәрләргә қариғанда, бәшшар әсәд күчлириниң еғир талапәткә учраватқан болушиға қаримай, өзлири туруватқан җайлардин чекинмәйдиғанлиқини көрситиду. дәрвәқә, « M4» вә « M5» йоллирини бирла вақитта контирол қилғили болидиған истиратегийәлик әһмийәткә игә сәрақиб райониниң контироллуқиниң даим дегүдәк һели у, һели бу күчниң қолиға өтүп турушиму буниңға йетәрлик дәлил болалайду, әлвәттә. униң үстигә, һәрбий һәрикәтниң дәсләпки күнидә бәшшар әсәд күчлириниң еғир талапәткә учриған болушиға қаримай, москва һечқандақ позитсийә билдүрмиди, лекин, кейинчә позитсийәни ениқ оттуриға қойди. сәрақиб райониға русийә һәрбий сақчилирини әвәткән москва, түркийәниң һәрбий һәрикитиниң даирисини кеңәйтиш еһтималлиқини нәзәрдә тутуп, өз мәвҗудийитини алдинқи пиланға чиқарди. бу тәбиий рәвиштә түркийәниң һушйарлиқни техиму өстүрүшигә вә диққәт билән позитсийә тутушиға сәвәб болмақта. дәрвәқә, һәр икки дөләтму биваситә тоқунушуп қелишни халимайду.

түркийә «сочи келишими» да бәлгиләнгән чегра линийәлири мәсилисидә чиң туруватқан бир пәйттә, москваниң нийити башқидәк қилиду. һәр икки актийорниңму тоқунушниң техиму әвҗ елип кетишини халимайдиғанлиқи һәммигә айан, әлвәттә.

5 – март күни бир йәргә җәм болған путин билән әрдоған, 2018 – йили имзаланған «сочи келишими» гә қошумчә 3 маддини илавә қилип, идлиб киризисидә  йеңи бир уруш тохтитиш линийәсини шәкилләндүрүш арқилиқ киризисниң техиму мурәккәплишип кетишиниң алдини алди. уруш тохтитиш елан қилиниши билән тәң, « M4» таш йолиниң шималида вә җәнубида 6 километир чоңқурлуқта бир «бихәтәр каридор» тәсис қилиниши тоғрулуқ бирдәклик һасил қилинди.

йәнә бир тәрәптин, түркийә – русийә ортақ чарлаш елип бериш паалийәтлириниң   « M4» таш йоли линийәсидә ишқа ашурулушқа башлиниши тоғрулуқ ортақ тонуш һасил қилинди. шундақ қилип, түркийә бәшшар әсәд һакимийити вә русийәниң техиму көп илгирилишиниң алдини елип, йеңи бир көчмәнләр киризисиниң оттуриға чиқишиға тақабил турди, һәмдә  өктичиләрниң салаһийәтлирини қоғдаш үчүн заман қазанған болди. гәрчә, москвадики башлиқлар учришишида идлиб киризисигә узақ мәзгиллик чарә тепилмиған болсиму, лекин, вақитлиқ бир формула арқилиқ киризисниң техиму мурәккәплишип кетишиниң алди елинған болди. русийә вә бәшшар әсәд һакимийитиниң буниңдин кейин қайтидин һуҗум башлиталмайдиғанлиқиниң һечқандақ капалити болмисиму, лекин түркийә алдимиздики мәзгилдә мәвҗут саһәдики һакимийитини техиму мустәһкәмләп, идлиб киризисиниң қайта оттуриға чиқишиниң алдини алалиши мумкин.

москвадики алий дәриҗилик рәһбәрләр учришишиниң әң муһим нәтиҗиси болса, түркийә – русийә мунасивәтлириниң башқа тәрәплириниң көзгә көрүнәрлик дәриҗидә көрүлүп, идлиб мәсилиси түпәйли хирисқа дуч кәлмәсликидур. әмма ахирида икки тәрәп мунасивәтлири идлиб киризиси сәвәбидин зийанға учриди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر