америка-талибан келишими вә йавро-асийа (1)

2020-йили 29-феврал (шәнбә) қатар пайтәхти доһада американиң афғанистан алаһидә вәкили залмай халилзад билән талибанниң сийасий ишханисиниң мәсули молла абдулғәни тинчлиқ келишимигә имза қойди.

1372061
америка-талибан келишими вә йавро-асийа (1)

америка-талибан келишими вә йавро-асийа (1)

америка билән талибан оттурисида түзүлгән келишим бойичә, америка башчилиқидики бирләшмә қисим афғанистанға орунлашқан әскәрләр санини 135 күн ичидә 8600 гә қисқартиду. талибан келишимгә бойсунған әһвалда, америка вә иттипақдашлири 14 ай ичидә барлиқ әскәрлирини чекиндүриду. америка билән талибан оттурисида мәһбуслар өзара алмаштурулиду. талибанниң 5 миң әзаси, талибандики қарши тәрәпниң миңдин артуқ мәһбуси, афғанистанда сийасий дийалог башлинидиған 2020-йили 10-мартқичә қойуп берилиду.

ундақта, талибан қандақ тәшкилат? қачан қурулди? америка 2001-йили 11-сентәбир йүз бәргән вәқәниң интиқамини елип болуп, немә үчүн афғанистандйин чиқип кәтмиди?

«кәң нуқтиийнәзәр» намлиқ пирограммимизниң бүгүнки бөлүмидә, йуқиридики соаллар бойичә һаҗәттәпә университети әдәбийат факултети тарих бөлүминиң оқутқучиси доктор әркин әкрәм билән сөһбәт өткүздуқ...



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر