сүрийәниң келәчики һәққидә сөһбәт

«кәң нуқтиийнәзәр» намлиқ пирограммимизниң бүгүнки бөлүмидә, сүрийәниң келәчики қандақ болуши мумкин? русийә узун муддәт сүрийәдә пут тирәп тураламду? американиң немә үчүн сүрийәдин чекинди? дегәндәк мәсилиләр мулаһизә қилинди.

1294282
сүрийәниң келәчики һәққидә сөһбәт

сүрийәниң келәчики һәққидә сөһбәт

түркийә җумһур рәиси рәҗәп таййип әрдоған 2019-йили 9-өктәбирәнқәрә вақти 16:00 да «тинчлиқ булиқи һәрикити» намида, сүрийәниң шималида һәрбий һәрикәт башланғанлиқини җакарлиди.

17-өктәбир (пәйшәнбә) америка муавин пирезиденти майк пенс башчилиқидики һәйәт билән түркийә җумһур рәиси рәҗәп таййип әрдоған башчилиқидики һәйәт оттурисида әнқәрәдә 13 маддилиқ келишим түзүлди вә тинчлиқ булиқи  һәрикити 120саәт йәни бәш күнлүк тохтитилған иди...

сәйшәнбә күни (22-өктәбир) рәҗәп таййип әрдоған сочида пирезидент путин билән 10 маддилиқ келишим имзалиди вә шу күни әнқәрә вақти 22:00 дә тинчлиқ булиқиниң тохтитилғанлиқи елан қилинди. 23-өктәбир болса, америка пирезиденти трампниң түркийәгә йүргүзүлидиған ембарголарни (үч министирниң мал-мүлкини тоңлитиш, виза бәрмәслик қатарлиқлар) әмәлдин қалдуруш пәрмани елан қилинди. бу хәвәр 23-өктәбир кәч тәрәптә әнқәрәгә йетип кәлди.

«кәң нуқтиийнәзәр» намлиқ бүгүнки пирограммимизда, сүрийәниң келәчики қандақ болуши мумкин? русийә узун муддәт сүрийәдә пут тирәп тураламду? америка немә үчүн сүрийәдин чекинди? қатарлиқ соаллар бойичә һаҗәттәпә университети әдәбийат факултети тарих бөлүминиң оқутқучиси доктор әркин әкрәм билән сөһбәт өткүздуқ...



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر