куффарларға итаәт қилсаң, сени аллаһниң йолидин аздуриду

әгәр сән йәр йүзидики көпчилик кишиләр (йәни куффарлар) гә итаәт қилсаң, улар сени аллаһниң йолидин аздуриду.

1186425
куффарларға итаәт қилсаң,  сени аллаһниң йолидин аздуриду

куффарларға итаәт қилсаң, сени аллаһниң йолидин аздуриду

түркийә авази радийоси: әнам сүриси, 111 – 118 – айәтләр. биз уларға (йәни куффарларға) пәриштиләрни чүшүргән, өлүкләрни улар билән сөзләштүргән, биз һәммә нәрсини уларниң алдиға йиғип бәргән (йәни уларниң йуқириқи тәләплирини орунлиған) тәқдирдиму, аллаһ халимиғучә улар иман ейтмайду, лекин уларниң толиси (буни) уқмайду[111]. шуниңдәк (йәни бу мушрикларни саңа дүшмән қилғандәк) инсанлар вә җинларниң шәйтанлирини һәр бир пәйғәмбәргә дүшмән қилдуқ, улар алдаш үчүн шерин сөзләр билән бир ـ биригә вәсвәсә қилиду, әгәр пәрвәрдигариң халиса, улар бу ишни (йәни пәйғәмбәрлиригә дүшмәнликни) қилмайтти, уларни өзлири түзгән һийлә ـ микирлири билән қойуп бәргин (аллаһ саңа уларға қарши йардәм бериду)[112]. ахирәткә иман ейтмайдиғанларниң диллири уларниң шерин сөзлиригә майил болсун, униңдин хурсән болсун вә улар қиливатқан гунаһларни буларму қилсун, дәп вәсвәсә қилиду[113]. (и муһәммәд! уларға) ейтқинки ,«аллаһ силәргә рошән китаб назил қилған турса, (аримиздики ихтилапни һәл қилиш үчүн) аллаһтин ғәйрий һөкүм қилғучини тәләп қиламдим?» биз китаб ата қилғанлар (йәни йәһудийлар вә насараларниң өлималири) униң (йәни қуранниң) пәрвәрдигариң тәрипидин назил қилинған һәқ китаб икәнликини билиду, сән һәргизму шәк қилғучилардин болмиғин[114]. пәрвәрдигариңниң сөзи наһайити расттур , наһайити тоғридур, униң сөзини өзгәртәләйдиған һеч киши йоқтур. аллаһ (бәндиләрниң сөзлирини) аңлап турғучидур, (әһвалини) билип турғучидур[115]. әгәр сән йәр йүзидики көпчилик кишиләр (йәни куффарлар) гә итаәт қилсаң, улар сени аллаһниң йолидин аздуриду, улар пәқәт гуманғила әгишиду, улар пәқәт йалғаннила сөзләйду[116]. (и муһәммәд!) сениң пәрвәрдигариң өзиниң йолидин азғанларни һәқиқәтән обдан билиду, тоғра йол тапқанларниму обдан билиду[117]. аллаһниң айәтлиригә иман кәлтүргүчи болсаңлар, аллаһниң исми ейтилип боғузланған һайванларни йәңлар[118].



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر