түрк татлиқ йемәклиридин «кәшкүл»

түрк татлиқ йемәклиридин түркләргә хас «кәшкүл» ни етиш усули.

1160797
түрк татлиқ йемәклиридин «кәшкүл»

түрк татлиқ йемәклиридин «кәшкүл»

түркийә авази радийоси: татлиқ йемәкликләр түрк таамлири арисида алаһидә орун тутиду. қәдимдин тартип һазирғичә османли империйәсниң сарайлирида йаки хәлқ арисида татлиқ йеәмкликләр һәрдаим алаһидә орун тутуп кәлгән. татлиқ йемәкликләр, зийапәтләрдә, мурасимларда, һейт – байрамларда, мубарәк күнләр вә кечиләрдә түрк дастиханлириниң төридин орун алиду. дунйада түрк татлиқ йемәклики сүпитидә әң көп «бақлава» дәп билинсиму, әмма, түрк таамлири арисида сүтлүк вә мевилик татлиқларму наһайити муһимдур. болупму сүтлүк татлиқлар, һәм һәзим қилиниши қолай, һәм калорийәси төвән, һәмдә чиқими уйғун болғанлиқи үчүн, адәттә наһайити көп етилиду.  униң үстигә, сүтлүк татлиқларни тәййарлаш, хемирлиқ вә шәрбәтлик татлиқларға қариғанда етилиши бақлаваға охшашла техиму қолайдур. бүгүнки пирограммимизда, османли империйәси дәвридин  тартип таки һазирғичә етилип вә истемал қилинип келиватқан татлиқ йемәкликләрдин «кәшкүл» ни етиш усули һәққидә мәлумат беримиз.

«кәшкүл» ни етиш үчүн керәклик болған материйаллар төвәндикичә:

  • 1 летир сүт
  • 1 истакан шекәр
  • 1 исткан бадәм меғизи әзмиси
  • 2 қошуқ кирахмал
  • 2 қошуқ кокос йаңиқи әзмиси
  • бир данә тухумниң сериқи
  • 1 болақ серингүл

«кәшкүл» ни етиш усули мундақ:

  • алди билән қазанға сүт, шекәр, тухумниң сериқи, срингүл, кокос йаңиқи әзмиси вә бадәм әзмисини селип, арилаштурғандин кейин отни йқиң.
  • андин, бир тәрәптин қоруп, йәнә бир тәрәптин, пишуруң.
  • бу арилиқта, кирахмални авал су билән арилаштуруп, инчикилитиң, арқидин қайнаватқан қазанға қориғач селиң вә таки қойуқлашқанға қәдәр давамлиқ қоруп пишуруң.
  • «кәшкүл» пишқандин кейин,  тәхсиләргә қойуп, соғушини күтүң, соғуғандин кейин, үстгә хасиң әзмисини сепиң.     


مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر