чәт әлдики түркләр вә қериндаш түркий хәлқләр башқармиси

чәт әлдики түркләр вә қериндаш түркий хәлқләр башқармиси тоғрисида қисқичә мәлумат

1141375
чәт әлдики түркләр вә қериндаш түркий хәлқләр башқармиси

чәт әлдики түркләр вә қериндаш түркий хәлқләр башқармиси

дунйа миқийасидики нурғун дөләт вә районда көплигән иҗтимаий вә мәдәнийәт лайиһәлирини вуҗудқа чиқирип келиватқан йунус әмрә иниститути, чәт әлдики түркләр вә қериндаш түркий хәлқләр башқармиси, қизилай сахавәт оргини вә түрк һәмкарлиқ вә кординатсийә агентлиқи башқармиси -тика қатарлиқ органлиримизни тонуштуруп келиватқан «түркийәниң қәлб көврүклири»намлиқ пирограммимизниң дәсләпки төт бөлүмидә, тика йәни түрк һәмкарлиқ вә кординатсийә агентлиқи тоғрулуқ тохтилип, бу органниң дунйаниң һәр қайси җайлирида елип бериватқан иш-паалийәтлири үстидә тәпсилий мәлумат бәргәнидуқ. бу һәптидин башлап, йәнә көңүл җуғрапийәмиздә наһайити муһим лайиһәләрни вуҗудқа чиқирип келиватқан йәнә бир қәлб көврикимиз болған чәт әлдики түркләр вә қериндаш түркий хәлқләр башқармиси үстидә тохтилимиз.

2010-йили 6-апрелда қурулған чәт әлдики түркләр вә қериндаш түркий хәлқләр башқармиси чәт әлдики түркийә пуқралири, қериндаш түркий хәлқләр вә түркийәдә тәлим-тәрбийә еливатқан чәт әллик оқуғучиларға мунасивәтлик хизмәтләрни тәшкилләш, бу саһәләрдики хизмәтләр вә иш-паалийәтләрни техиму кәң қанат йайдуруш вәзиписини үстигә алған.

чәт әлдики түркләр вә қериндаш түркий хәлқләр башқармиси һәр қайси муһим хизмәт вә паалийәтлири елип берип, түркийәниң чәт әлдә йашаватқан пуқралири вә қериндаш түркий хәлқләр билән болған мунасивитини күчәйтиштә муһим рол ойнимақта. түркийәдики оқуш мукапатиға еришкән чәт әллик оқуғучилар болса дунйаниң һәр қайси җайлиридики халисанә әлчилиримиз һесаблиниду.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر