түркийә һәмкарлиқ вә кординатсийә агентлиқи-тиканиң паалийәтлири - 02

түркийә һәмкарлиқ вә кординатсийә агентлиқи-тиканиң паалийәтлири

1132991
түркийә һәмкарлиқ вә кординатсийә агентлиқи-тиканиң паалийәтлири - 02

тиканиң паалийәтлири

«түркийәниң көңүл көврүклири»намлиқ бу пирограммимизда үч һәптидин буйан түркийә һәмкарлиқ вә кординатсийә агентлиқи-тиканиң мәмликәт ичи вә сиртидики паалийәтлири тоғрулуқ мәлумат берип кәлдуқ. пирограммимизниң бу һәптики бөлүмидә, тиканиң лайиһәлири үстидә қисқичә тохталғандин кейин, тика темиси билән ведалишимиз.

1995-йилғичә қериндаш дөләтләрдә иқтисадий, иҗтимаий вә мәдәний паалийәтләрни елип барған түркийә һәмкарлиқ вә кординатсийә агентлиқи-тика, шу йилдин башлап маарип вә мәдәнийәт саһәсидә турушлуқ дөләтләр билән һәмкарлиқ орнитишқа әһмийәт берип кәлди. шәксизки, үнүмлүк нәтиҗигә еришиш вә сүпәтлик ишларни вуҗудқа чиқиришниң йеганә йоли әтираплиқ тәрбийәләнгән сапалиқ кишиләр билән бирликтә һәрикәт қилиштур. бу сәвәбтин  тика 1995-йилдин кейин маарип хизмәтлиригә алаһидә әһмийәт берип, чәт дөләтләрдә мәктәпләр, кутупханилар, тәҗрибиханилар бәрпа қилип чиққандин сирт, алий мәктәпләрниң асасий қурулушлириғиму йардәм қилди.

2000-йиллардин башлап йәр шарилишиш һадисисиниң тәсирлири дунйаниң һәр қайси җайлирида көринәрлик дәриҗидә көрүлүшкә башлиди. бу мәзгилдә биз билән охшаш тилни сөзлишидиған дөләтләрму һәр қайси саһәләрдә зор дәриҗидә тәрәққий қилди, бу әһвалға қарита, тика бу дөләтләрдә асасий қурулуш лайиһәлиридин башқа қурулмилиқ лайиһәләрни вуҗудқа чиқиришқиму алаһидә әһмийәт бәрди.  дөлитимиз вә тика оттура асийа түрк җумһурийәтлиригә охшаш  түрк дийарлирида һелиһәм муһим лайиһәләрни ройапқа чиқириш үчүн зор күч сәрп қилмақта.

дөлитимиз дунйада вә районда асаслиқ күчләрдин бири болуш үчүн тиришчанлиқ көрситип кәлмәктә, дөлитимизниң бу нишаниға мас һалда, ташқи сийасәт чүшәнчимизму өзгәрди. ташқи сийасәт чүшәнчисиниң өзгириши түрткисидә, тикаму паалийәт даирисини зор дәриҗидә кеңәйтти,  мәсилән, 2002-йили тиканиң чәт әлдә 12 пирограмма кординатсийә ишханиси бар иди, 2011-йилға кәлгәндә бу сан 25 кә, 2012-йилға кәлгәндә 33 ға йәтти. күнимиздә болса бу сан 66 ға йетип зор нәтиҗиләр қолға кәлди, тика нөвәттә 150 дөләттә паалийәт елип бармақта. дөлитимизниң актип вә күчлүк ташқи сийаситигә мас һалда, тикаму паалийәтлирини ашуруп маңмақта. дөлитимиз тика вастиси арқилиқ дост, қериндаш вә уруқ-туғқан дөләтләрдә елип бериливатқан хизмәтләрни чөридигән һалда тинчлиқ бәлбеғи бәрпа  қилиш йолида тиришмақта.

тика түркийә вә башқа дөләтләрдики дөләт органлири, алий мәктәпләр, аммиви тәшкилатлар вә хусусий орунлар оттурисида һәмкарлиқ миханизими вәзиписи өтәп кәлмәктә, тика бу актийорларни ортақ саһәдә учраштуруп түркийәниң тәрәққийат йардәм хизмәтлирини тарих сәһипилиригә хатириләп маңмақта.

2002-йили түркийәниң тәрәққийат йардәмлириниң омумий соммиси 85 милйон америка доллири әтрапида иди, 2017-йилға кәлгәндә болса 8 милйард 120 милйон долларға йәтти. нөвәттә түркийә дунйа бойичә йардәм хизмити елип беришта алдинқи қатарда туриду.

түркийә һәмкарлиқ вә кординатсийә агентлиқи-тика 5 қитәдики 150гә йеқин дөләттә тәрәққийатни чөридигән һалда паалийәтләр елип бармақта. дөлитимиз тика вастиси арқилиқ тинч окйандин оттура асийағичә, оттура шәрқтин африқиғичә, кавкасийәдин латин америкиғичә болған районлардики нурғун дөләт билән өз-ара учур вә тәҗрибә алмаштурмақта.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر