түркийә һәмкарлиқ вә кординатсийә агентлиқи-тика немиләрни қиливатиду?

түркийә һәмкарлиқ вә кординатсийә агентлиқи-тиканиң вуҗудқа чиқарған лайиһәлири

1123758
түркийә һәмкарлиқ вә кординатсийә агентлиқи-тика немиләрни қиливатиду?

дунйа миқийасидики нурғун дөләт вә районда һәр хил иҗтимаий вә мәдәнийәт лайиһәлирини вуҗудқа чиқирип келиватқан йунус әмрә инститтути, түркийә ташқи түркләр вә қериндаш хәлқләр башқармиси, қизилай сахавәт оргини вә түркийә һәмкарлиқ вә кординатсийә агентлиқи башқармиси-тика қатарлиқ орунларни әтраплиқ тонуштурушни мәқсәт қилидиған «түркийәниң көңүл көврүклири»намлиқ бу пирограммимизниң өткән һәптики бөлүмидә, түркийә һәмкарлиқ вә кординатсийә агентлиқи башқармиси-тика тоғрулуқ қисқичә мәлумат бәргәнидуқ, бүгүнки пирограммимизда болса тиканиң бир қисим паалийәтлири үстидә тохтилимиз.

ундақта тика немиләрни қиливатиду?

вәқпә мәдәнийитиниң бир һалқиси һесаблинидиған түркийә һәмкарлиқ вә кординатсийә агентлиқи башқармиси- тика дунйаниң һәр қайси җайлиридики йардәмгә еһтийаҗлиқ кишиләргә йардәм қилиш арқилиқ түркийәниң инсаний вә виҗаданий еңини конкрет һалда ипадиләп кәлмәктә. мундақчә қилип ейтқанда,тика оттура асийадин балқан райониғичә, африқадин латин америка вә җәнубий асийағичә болған кәң кәткән районларда иқтисадий, иҗтимаий вә мәдәнийәт болуп нурғун саһәдә лайиһәләр ройапқа чиқириш арқилиқ, түркийәниң маддий вә мәниви байлиқлири, шундақла мол тәҗрибилирини достлиримиз һәмбәһрилишиду.

тика һазирғичә чәт дөләтләрдә дохтурханилар, мәктәпләр вә йоллар бәрпа қилиш арқилиқ йүзмиңларчә муһтаҗ кишиниң еһтийаҗини қандуруп кәлмәктә, тика һазирғичә чәт дөләтләрдә 25миңға йеқин лайиһә ройапқа чиқирип түркийәниң бу дөләтләр билән болған достлуқ мунасивитини күчәйтишигә төһпә қошти вә қошушни давамлаштурмақта.

тика ройапқа чиқарған лайиһәләрниң түрлири маарип, сәһийә, қоналғу, ана-бала сақлиқи, чарвичилиқ вә деһқанчилиқ, қатнаш, ишләпчиқириш, хизмәт, турубба йоллири вә су қурулуши қатарлиқ нурғун саһәни өз ичигә алиду. тика бу лайиһәләр арқилиқ дост дөләтләрниң түрлүк байлиқлирини актип һалға кәлтүридиған қурулмилиқ вә инсаний күчи қабилйитини җари қилдурушиға йардәм қилиш вә адил ширикиликкә тайанған һәмкарлиқ мунасивитини техиму күчәйтишни мәқсәт қилиду.

2015-йилдин 2017-йилғичә болған мәзгилләрдә балқан районидин оттуриға асийағичә, оттура шәрқтин африқиғичә болған нурғун районда 250 гә йеқин мәдәнийәт вә тарихий йадикарлиқлар түркийә һәмкарлиқ вә кординатсийә агентлиқи-тика тәрипидин ремонт қилинип зийарәтчиләргә ечиветилди.

сомали, пәләстин, судан, пакистан, қирғизистан, молдова вә нурғун дөләттә тика тәрипидин селинған дохтурханиларда йүз миңларчә бимар даваланмақта.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر