шәйтан инсанларни аллаһ намидин йалған ейтишқа буйруйду

бәқәрә сүриси, 165 - айәттин 177 - айәтләр.

668413
шәйтан инсанларни аллаһ намидин йалған ейтишқа буйруйду

түркийә авази радийоси: бәзи адәмләр аллаһтин ғәйрийләрни (йәни бутларни) аллаһқа шерик қиливалиду, уларни (мөминләрниң) аллаһни дост тутқинидәк дост тутиду, (йәни улуғлайду вә уларға бойсуниду). мөминләр аллаһни һәммидин бәк дост тутқучилардур, залимлар (қийамәт күни өзлиригә тәййарланған) азабни көргән чағда пүтүн күч ـ қуввәтниң аллаһқа мәнсуп икәнликини вә аллаһниң азабиниң қаттиқ икәнликини кашки билсә иди (дунйада аллаһқа шерик кәлтүргәнликлиригә һәддидин зийадә пушайман қилатти)[165]. әйни вақитта әгәштүргүчиләр азабни көрүп, әгәшкүчиләрдин ада ـ җуда болиду. уларниң өзара мунасивити (йәни дунйадики достлуқи) үзүлиду[166]. әгәшкүчиләр: «кашки бизләргә (дунйаға) қайтишқа болса иди, улар биздин ада ـ җуда болғандәк бизму улардин ада ـ җуда болаттуқ» дәйду. аллаһ уларға (йаман) ишлириниң һәсрәт болғанлиқини мушундақ көрситиду, улар дозахтин чиқмайду[167]. и инсанлар! йәр йүзидики һалал ـ пакиз нәрсиләрдин йәңлар, шәйтанниң йоллириға әгәшмәңлар, чүнки шәйтан силәргә очуқ дүшмәндур[168]. шәйтан силәрни һәқиқәтән йаманлиқларға, қәбиһ гунаһларға вә аллаһ намидин, йалғандин (аллаһ силәргә һалал қилған нәрсиләрни һарам дәп вә һарам қилған нәрсиләрни һалал дәп), силәр билмәйдиған нәрсиләрни ейтишқа буйруйду[169]. һәрқачан уларға (йәни мушрикларға): «аллаһ назил қилған нәрсигә (йәни аллаһ пәйғәмбиригә назил қилған вәһйигә, қуранға) әгишиңлар» дейилсә, улар: «йақ, ата ـ бовилиримиздин қалған динға әгишимиз» дейишиду. ата ـ бовилири һеч нәрсини чүшәнмигән вә тоғра йолда болмиған турса, йәнә уларға әгишәмду?[170] капирларни һидайәткә дәвәт қилғучи худди мәнисини чүшәнмәй тавушини вә ниданила аңлайдиған чаһарпайларни чақирған адәмгә охшайду (капирлар һәқни аңлаштин) гастур, (һәқни сөзләштин) гачидур, (һәқни көрүштин) кордур, улар (вәз ـ нәсиһәтни) чүшәнмәйду[171]. и мөминләр! биз силәрни ризиқландурған һалал нәрсиләрдин йәңлар, әгәр аллаһқила ибадәт қилидиған болсаңлар, аллаһқа (йәни аллаһниң һәдди ـ һесабсиз немәтлиригә) шүкүр қилиңлар[172]. аллаһ силәргә өзи өлүп қалған һайванни, қанни, чошқа гөшини, аллаһтин ғәйрийниң (йәни бутларниң) нами ейтилип боғузланған һайванни йейишни һарам қилди, кимки өз ихтийаричә әмәс, илаҗисизлиқтин (йуқириқи һарам қилинған нәрсиләрдин) һайатини сақлап қалғудәк йесә, униңға һеч гунаһ болмайду. һәқиқәтән аллаһ наһайити мәғпирәт қилғучидур, наһайити меһрибандур[173]. аллаһ китабта (йәни тәвратта) назил қилған нәрсиләрни йошуридиған вә уни азғина пулға сатидиғанларниң қарниға йегини пәқәт оттур (чүнки уларниң йегән шу һарам мели уларни дозахқа елип бариду), қийамәт күни аллаһ уларға (уларни хушал қилидиған) сөз қилмайду, уларни (гунаһлиридин) паклимайду, улар қаттиқ азабқа дучар болиду[174]. әнә шулар һидайәтни гумраһлиққа, мәғпирәтни азабқа (йәни җәннәтни дозахқа) тегишти, улар дозах азабиға немидегән чидамлиқ![175] бу (қаттиқ азаб) шуниң үчүнки, аллаһ һәқиқәтән һәқ китабни (тәвратни) назил қилди (улар тәвраттики нәрсиләрни йошурди вә өзгәртивәтти), китаб тоғрисида ихтилап қилғучилар чуңқур низадидур[176]. силәрниң күн чиққан вә күн патқан тәрәпкә йүз кәлтүрүшүңларниң өзила йахши әмәлгә йатмайду. бәлки аллаһқа, ахирәт күнигә, пәриштиләргә, китабқа (йәни аллаһ назил қилған китабларға), пәйғәмбәрләргә иман кәлтүрүш, аллаһни сөйүш йүзисидин хиш ـ әқрибаларға, йетимләргә, мискинләргә, ибн сәбилләргә (йәни пул ـ мелидин алақиси үзүлүп қалған мусапирларға), саилларға вә қулларниң азадлиққа еришишигә пул ـ мал йардәм бериш, намаз оқуш, закат бериш, әһдигә вапа қилиш, йоқсузлуққа, кесәлликкә вә (аллаһниң йолида қилинған) урушқа бәрдашлиқ бериш йахши әмәлгә кириду. әнә шулар (йәни йуқириқи сүпәтләргә игә кишиләр) (иманида) растчил адәмләрдур, әнә шулар тәқвадар адәмләрдур[177].

 



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر