ахирқи таллаш түркийәму?

түркийәгә електиронлуқ визиниң қолайлиқи, диний әркинлик, мәдәнийәт җәһәттики йеқинлиқ вә қан-қериндашлиқ уйғурларни түркийәгә һәр даим магиниттәк тартмақта.

633655
ахирқи таллаш түркийәму?

түркийә авази радийоси: 2014-йилдин кейин, уйғурлардики түркийәгә көчмәнлик долқуни әң йуқири пәллигә чиқти. шундин кейин, көчмәнлик қизғинлиқи йуқирилидики һәргиз пәсәймиди. бүгүнгичә түркийәгә келидиған вә келип-кәтмәйдиғанларниң айиғи үзүлмәй давам қилмақта. түркийәгә електиронлуқ визиниң қолайлиқи, диний әркинлик, мәдәнийәт җәһәттики йеқинлиқ вә қан-қериндашлиқ уйғурларни түркийәгә һәр даим магиниттәк тартмақта. уйғур елидики йашиғусиз миллий зулум, диний бастуруш, иқтисадий талан-тараҗ вә зораванлиқлар уйғурларни сарасимигә селип, питрап қечишқа мәҗбур қилмақта. әпсуслинарлиқи уйғурлардики көчмәнлик долқуни мусапирларниң деңизиға айланған түркийәдә үмид қирғақлириға йетәлмәйватиду. хизмәт рухсити алалмаслиқ, давалиниш суғуртиси болмаслиқ, пуқралиқ пурсәтлириниң ениқсизлиқи қатарлиқлар көчмән уйғурларда тәшвиш пәйда қилип турмақта.

түркийәдә туғулған уйғур пәрзәнтлириниң нопусқа елинмаслиқи ата-аниларни әндишигә салидиған әң еғир мәсилиләрниң бири. түркийә қанунида түрк тупрақлирида туғулған чәт әллик бовақларға паспорт берилмәйдиған болуп, уйғурлар йәнила хитай әлчиханисидин паспорт елишқа мәҗбур. түркийәгә аилә бойичә кәлгән уйғур көчмәнләрниң йәнә бир мәсилиси балиларниң туғулуш испати болуш керәклики вә уни апостил қилдуруш мәсилиси. түркийәниң алақидар бәлгилимилиридә, балиларниң туғулуш испатини апостил қилдуруш тәләп қилиниду. буниң үчүн һаҗәтмән уйғур чоқум буни хитайдин елиши, хитай ташқи ишлар министирлиқиниң тамғиси болуши вә мунасивәтлик материйалларни хитайға әвәтиши керәк. буларға болиду йаки болмайду, дегән җаваб үчүнла әң аз бир айдин артуқ вақит кетиду. уйғур елидин кәлгән бәзи балиларниң туғулуш испати йоқ, бәзилири йошурунчә туғулған болғачқа, бундақ рәсмийәтләрни беҗириш мумкин әмәс. рәсмийәтләр толуқ болмиғанлиқ сәвәбидин балиларға иқамәт беҗирилмәйду. нәтиҗидә бундақ балилар оқушсиз қалғанниң үстигә, ағрип қалғанда түркийәдә йолға қойулған давалаш етибаридинму бәһриман болалмайду.

түркийәдә узун мәзгил туруп қалған кишиләрдин билимизки, түркийә паспортиға еришкән тәқдирдиму бихәтәрликкә еришмәк ундақ асан иш әмәс. түркийә паспортиға еришкән уйғурлар хитайниң тәсиридики бир қисим дөләтләргә болупму оттура асийа, шималий африқа вә бир қисим шәрқий җәнуби асийа дөләтлиригә хатирҗәм берип келәлмәйду. хитайға беришта әндишә техиму еғир. бири уйғурларға хитайдин асан виза берилмәйду. йәнә бири, визилиқ баралиғанларниңму бихәтәрлики капаләткә игә болмайду. түркийәдики уйғурларниң бихәтәрлик әндишиси һәрқачан түркийә-хитай мунасивитиниң өзгиришигә әгишип өзгирип туриду.

түркийәдә сийасий панаһлиқ тилигүчиләр пүтүн дунйадики сийасий панаһлиқ тилигүчиләр омумий санидинму нәччә һәссә көп болуп, нөвәт күтүп йатқан милйонларчә мусапир бар. түркийәдә панаһлиқ тилигәнләргә пәқәт бекитилгән шәһәрдин айрилмаслиқ, һәптидә бир мунасивәтлик тармақларға өзини мәлум қилип туруш тәлипи қойулидиған болуп, йардәм елиш, суғуртилиқ болуш вә ишқа орунлишиш мумкин әмәс. түркийәдики шәһәр-шәһәрләрдә, сүрийә, иран, ирақ, афғанистан вә оттура асийа мусапирлири орунлаштурушни күтүп йатмақта. бу һал, панаһлиқ тилигән, йенидики азғина пулни қачан түгәп кетәр дәп әндишидә туруватқан уйғурлар үчүн бесим болмақта.

түркийәдә иккилиниш, синаш вә күтүш билән узун туруп қелиш, башқа әлләргә виза елишни қийинлаштуриду. бир уйғурниң түркийәдә узун туруп қелиши түпәйли, өзиниң бихәтәр киши икәнликини йавропа итипақи вә америка, канада, австралийәгә охшаш ғәрб әллири консуллириға ишәндүрүш бир мәсилә болғанлиқтин виза алалмайду. өлмәкниң үстигә тәпмәк дегәндәк, қолидики хитай паспортиниң вақти тошуп қелиш мәсилисиму оттуриға чиқиду. түркийәдики хитай әлчиханиси һазир уйғурларға паспорт узартип беришни қийинлаштурди. қийнилаштурдила әмәс беҗирип бәрмәйватиду. буниңдики бир муһим сәвәб, түркийәниң сүрийәгә чегра болуши вә уйғурларниң сүрийә уруш мәйданлирида паалийәт қиливатқанлиқиниң илгири сүрүлүватқанлиқи болуши мумкин. бәлким хитай чәт әлдики уйғурларниң қайтип келишини халимайватқан болушиму мумкин. йеқиндин бери вәтәнгә қайтқан, түркийәдә турғанлиқ тарихи бар уйғурларниң түрлүк мүшкүлатларға учраватқанлиқи бу еһтималлиқни тәстиқлайду. хитай йәнә сәуди әрәбистан, мисир, әрәб бирләшмә хәлипилики қатарлиқ әлләрдә туруватқан уйғурларниңму паспортини йеңилап бәрмәйватқанлиқи билинмәктә. әң хәтәрлик йери, түркийәдә туруп, пули түгәп, пәқәт амал болмиғанда сийасий панаһлиқ тиләшниң утуқсиз болидиғанлиқи көрүлмәктә.

дунйадики 10-чоң ашлиқ импорт дөлити болған түркийәдә, йемәк-ичмәк, туралғу вә өй чиқимлириниң өрә болуши, түрк лираси қиммитиниң муқим болмаслиқи, панаһланғучиларниң панаһсиз қелиши уйғурларниң көз алдида күндин-күнгә еғирлишиватқан мәсилә. түркийәгә кәлсила һәммә мәсилиси һәл болуп кетидиғандәк бир үмидтә кәлгән уйғур мусапирларниң түрк җәмийитидә әвлад тәрбийәси вә шәхсий иқтидарини ашурушта ениқ бир истиқбални көрәлмәйватқан, түркийәдә йиллардин бери йиғип қойғанлирини йәп йетиватқан һалити, бир иҗабий нәтиҗиниң бешарити әмәс. йавропадин түркийәгә келип өй еливатқан көчмән уйғурлар билән түркийәдин көчмәй туруп қалған уйғурларниң турмуш, маарип вә иқтидар сүпитини селиштуруш кишигә нурғун соалларниң җавабини сөзләп бериду.

демәк, түркийәдә йашаш, панаһлиниш, хизмәт рухсити елиш, иқамәт беҗириш, пәрзәнтләрни оқутуш, давалаш суғуртисиға еришишкә охшаш чатақларни вә бихәтәрлик әндишисини түгитәлмигән бәзи уйғурларниң йәнә давамлиқ бу әлни таллиши ойлинишқа тегишлик.

башта дәп өткинимиздәк, уйғур көчмәнләрниң түркийәни таллишида муһим сәвәблириниң бири түркийә визисиниң асан болуши, кишилиримизниң панаһлиқ үчүн ғәрб әллиригә кетәлмәсликидики сәвәбләрниң бирсиму виза алалмаслиқ мәсилиси. шуңа, бу мәсилидә қериндашларға төвәндикидәк тәклипләрни сунушни халаймиз.

биринчи, хитай пуқралириға електиронлуқ виза беридиған, панаһланғучиларниң сани анчә көп болмиған, мусапирларниң бәзи еһтийаҗлар қамдилидиған бихәтәр дөләтләргә беришни синап беқиш. мәсилән: австралийә, (еликтеронлуқ виза 2017-йили 1-айниң 1- күни ечилиду), македонийә, боснийә-гертсеговина, сербийә (йеңи йилда ечилмақчи) вә һиндистанға охшаш еликтеронлуқ виза илтимас қилғили болидиған, узун туруп қалса террорчилиққа бағлинип, гуманға қалмайдиған вә хитайға қайтуруш хәвпи төвән болған әлләрни синашқа болиду. иккинчи, қолида паспорти йоқларниң бивастә башқа ғәрбтики әлләргә кетиш мумкинчилики болмиғанда, кечиктүрмәй түркийәдики б д т ниң кишилик һоқуқ оргиниға сийасий панаһлиқ сунушини кечиктүрмәслики лазим. (көп һалларда сийасий панаһлиқ берилгәндин кейин, ғәрб дөләтлиригә тәқсим қилинип орунлаштурулиду)

үчинчи, хитай паспортиға виза тәләп қилмайдиған, хитай билән дипломатик мунасивити болмиған дөләтләрниму синап беқиш. мәсилән палав дегәндәк. төтинчи, хитай сайаһәтчилири үчүн ечиветилгән бәзи дөләтләр, мәсилән, баһама, фиҗи, гиренада, мавритиус, сейшел, тонгаға охшаш әлләрни синап көрүш. бу әлләрдә ингилиз тили қоллинилиду. ундин башқа, бируней, сингапорға охшаш15 күн турса виза тәләп қилмайдиған дөләтләрму бар, әмма бу дөләтләрдин сингапордин башқисида б д т панаһлиқ оргини йоқ. бундин башқа, електиронлуқ виза илтимас қилғили болидиған әрменийә, әзәрбәйҗан, баңладиш, бенин, боснийә-гертсеговина, булғарийә, куба, гирузийә, гуайана, лаос, македонийә, молдова, моңғулийә, җәнубий корейә, пакистан, сербийә, таҗикистан, түркмәнистан, вийетнам қатарлиқ дөләтләр бар. әмма, малайшийа хитайға електиронлуқ виза түзүми йолға қойған болсиму, түркийәгә охшашла сүрийәгә маңидиғанларниң бир йоли болуп қалғанлиқтин, малайшийаға бериш кейинки ғәрб әллириниң визисиға еришишкә тосалғу болуп қелишиму мумкин. йәнә келип, малайшийа еликтеронлуқ визисиниң уйғурға берилмәйдиғанлиқи һәққидә учур мәвҗут.

уйғур мусапирлар бүгүн түркийәгә топлишип қалди. топланғини уйғурларла әмәс, уларниң қийинчилиқлириму, мусибәтлириму, чарәсизликиму түркийәдә дөвилинип турупту. шуңа, көчмәнлик истикидә болуватқанларниң, панаһлиқ тилимәкчи, йаки панаһлиқ тиләп башқа әлләргә кәтмәкчи болғанларниң түркийәни таллашта еһтийатчан болуши тәвсийә қилиниду. панаһланғучи илтимасиниң тәстиқи чиққучә бир нәччә ай, һәтта йиллап илтимас қилған йәрдә туруп қалидиған болғачқа, бихәтәрлик, турмуш чиқими қатарлиқ мәсилиләрни ойлишип қарар бериши, алдирап түркийәгә охшаш мусапирға лиқ толған дөләтни әмәс, әрзан, йемәк-ичмәктә қийнилип кәтмәйдиған, бир қанчә җүмлә ингилизчә билсила йашиғили вә дәмаллиққа ғәрб дөләтлиригә виза алғили болидиған, йаки б д т ға сунған панаһлиқ илтимасниң җаваби чиққучә қийналмай бихәтәр турғили болидиған австралийә, боснийә-гертсеговина, македонийә, һиндистан, сербийә қатарлиқ дөләтләрни таллиши тәвсийә қилиниду.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر