уйғурларда түркийә һәққидики дәсләпки чүшәнчиләр

уйғурларниң анадолу тупрақлириға сәпәр қилған қериндашлири һәққидики мәлуматлири тарихтин бери асасән әдәбий йоллар билән йеңилинип тәриқәтчиләр, һаҗилар вә сода карванлириниң һикайилири билән бейип кәлгән.

502197
уйғурларда түркийә һәққидики дәсләпки чүшәнчиләр

түркийә авази радийоси: уйғурларниң анадолу тупрақлириға сәпәр қилған қериндашлири һәққидики мәлуматлири тарихтин бери асасән әдәбий йоллар билән йеңилинип тәриқәтчиләр, һаҗилар вә сода карванлириниң һикайилири билән бейип кәлгән. уйғур он икки муқамидики «ғерип сәнәм» дастанида дийарбакир шәһириниң зикир қилиниши буниңға бир месал болуп йаңрап турупту. йақуп бәг заманида дийаримизда османли султани абдуләзизхан намиға хутбә оқулған. мөһтәрәм тарихчимиз молла муса сайрами өзиниң ғерипханисида муңлунуп олтуруп йезип чиққан тарих китабини мусулманлар дунйасиниң мәһкум вәтинидин толиму узақтики түрк хәлиписи абдулһәмидханға армиған қилип "тарихий һәмиди" дәп атиған. әпсуски бу китабниң түркийә түркчисидики нәшири бүгүнгичә йоруқ көрмәпту. бу китаб әйни дәврдә абдулһәмидханниң қолиға йәтмигини аздәк, униң бүгүнки нәврилириниңму қулиқиға йәтмәпту.

уйғурларниң заманиви ахбарат вастилири билән еришкән анадолу түрклири һәққидики мәлумати 1883- йили нәшир қилинишқа башлиған "тәрҗиман" намлиқ гезиткә тутишиду. җәдитчилик һәрикитиниң башламчиси исмаил ғаспирали тәрипидин нәшир қилинған бу гезит 35 йил чиқирилип уйғурларға өзи вә түрк бағирлири һәққидә әмәлий мәлумат бәргән. мушу мәлуматлар түрткисидә уйғурларда заманиви маарипниң ули селинған. җәдитчә (йеңичә) оқутуш усуллири қанатланған. уйғурларниң өзини вә дунйани чүшиниш даириси кеңәйгән. мушундақ ахбаратлар нәтиҗисдә түрк топрақлирини ишғалдин азад қилиш йолидики «азадлиқ ‹қутулуш› уруши» ға уйғурлар тарим вадисидин келип җанлирини атиған. шу қетим қатнишалмиғанлири йилларчә шеһидләрни йад етип чанаққәлә зийаритигә беришни пәрз һәҗни ада қилғандин кейинки бурч билип, ада қилип кәлгән.

ахбарат вастилиридин башқа, 20-әсирниң башлирида дийаримизға заманиви маарипни елип кәлгән әһмәд камал вә дийаримиздин түркийәгә оқушқа барған зийалийларму уйғурларниң анадолу түрклири һәққидики чүшәнчилирини бейитқан. әһмәд камалниң оқуғучиси, истанбулда оқуп милләтни ақартиш йолида җан бәргән мәмтили әпәндиму түрклүк сөйгүсиниң пәрвишкарлиридин болғаниди.

  20-әсирниң алдинқи әллик йилида уйғурларниң җаһан йеңилиқлири һәққидики чүшәнчиси бурунқи дәврдикидин пәрқлиқ һалда ахбарат вастилириға тайинип давам қилди. уйғурларға йеңи дунйа һәққидә мәлумат бәргән ахбарат вастилири икки мәнбәлик болуп бири җәдитчилик тәшәббусчилири чиқарған «вақит», «шура» қатарлиқ гезитләр вә қәшқәрдики «аң», үрүмчидики «әрк» қатарлиқ заманиви мәнидики мәтбуатлардур. йәнә бири маркисизм тәрғибатчилириниң «шәрқ һәқиқити», «қазақ ели» қатарлиқ нәшир әпкарлири вә уйғур елидики «шинҗаң гезити» болуп, түрлүк намларда ғулҗида бесилған гезитләрдур. җәдитчиләрниң уйғур чүшәнчә дунйасидики тәсири дийаримизда коммунистик һакимийәт тикләнгәндин кейин әмәлий күч сүпитидә айақлашқан. русчилашқан маркисизм тәрғибатиниң тәсири болса, техиму омумлашқан. мәсилән, бүгүнки уйғурчида вингирийә, гиретсийә, голландийә қатарлиқ дөләтләрниң намлири русчә тәләппузи бойичә өзләшкән болуп, түркчидики маҗаристан, йунанистан вә һолланда дегән бойичә қобулланмиған. тунҗи түркүмдики чәт әлдә оқуған уйғур зийалийлириниң түркийә вә совет мәнбәлик болушиму уйғурларда түркийә билән русийә тәсириниң тәңла мәвҗудлиқини дәлилләйду. тәбиики, сотсйалистик өзгәртиштин кейин түркийә тәсири имкансизлашқан.

2000 - йилларға қәдәр уйғурларниң түркийә һәққидики чүшәнчилири коммунистик мәтбуатниң тәшвиқатидин, маариптин вә зийарәтчиләрниң мәлуматлиридин озуқлинип кәлгән. уйғурларға әсәрлири әң бурун йетип кәлгән назим һекмәт шиддәтлик коммунистик һәрикәтлири сәвәблик пуқралиқтин чиқириветилгән. шуңа әзиз нәсин, сабаһәттин әли, назим һекмәт қатарлиқларниң коммунистик пикирдики кишиләр икәнлики, буларниң әсәрлириниң уйғурчиға хәнчидин тәрҗимә қилинғанлиқи әҗәблинәрлик әмәс.

 әлвәттә, түркийә реаллиқиниң әдәбий қатлири сийасий мәвқәләрдин мустәсна шәкилдә уйғурниң нәзәригә сунулмайму қалмиған. мәсилән, кәримә надир, рәшат нури гүнтәкин, йашар камал қатарлиқларниң әсәрлирини тәрҗимә қилиш билән сөйүлгән мәрһум турсунай сақим ханим түрклүк муһәббити чоңқур қәдирданлиримиздин иди.  1993-йиллири болса керәк, бейҗиңда ечилға бир йиғинда, турсунай сақим ханим билән башқа бир устаз оттурисида «уйғур тили ортақ туркчиниң бир парчисиму, әмәсму?» дегән мәзмунда муназирә болғаниди. турсунай ханим ашу муназирәдә, түркләрниң ортақ тилға игә икәнликини, бу ортақлиқни күчләндүрүш вә давам қилишниң тәхирсизликини тәкитлигән иди.

хәнчидин тәрҗимә қилинип толуқ вә толуқсиз оттура мәктәпләрниң дунйа тарихи дәрсликидә өтүлидиған «османли хәлипилики», «мустапа камал ататүрк» һәққидики мәлуматларму уйғурларниң түркийә һәққидики чүшәнчилирини бейитқан дәп қарашқа болиду. хитайда йиллардин бери күндә йерим саәт аңлитилип келиватқан мәмликәт хәвәрлири вә хәлқара хәвәрләр пирограммисидики түркийәгә аит мәзмунлар вә башқа гезит журналлардики һәр хил мәқсәтләр билән йүргүзүлгән тәшвиқатларму уйғурларниң түркийә һәққидики чүшәнчилириниң бейишиға хуруч болған. хуласилигәндә, таки 2000 - йилларниң башлириғичә уйғурлардики түркийә һәққидики чүшәнчә дегинимиздә асасән зийалийлар қатлимидики чүшәнчини көздә тутимиз.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر