18 – март чанаққәлә деңиз зәпири

османли армийәси ишғалчи күчләрни қаттиқ мәғлубийәткә учратқандин кейин, «чанаққәләдин өтүш мумкин әмәс» дегән сөз оттуриға чиққан иди.

453452
18 – март чанаққәлә деңиз зәпири

түркийә авази радийоси: 1– дунйа урушиға қатнашқан османли импраторлуқиниң пайтәхти истанбулни ишғал қилип, бу дөләтни урушниң сиртида қалдурмақчи болған әнглийә билән фирансийәниң һәрбий парахотлири, чанаққәлә боғузидин өтүшкә урунди. буниң нәтиҗисидә башланған чанаққәлә уруши османли армийәсиниң зор ғәлибиси билән ахирлашти. әнглийә билән фирансийәниң деңиз армийәси еғир мәғлубийәткә учрап, чекинишкә мәҗбур болди. әнглийә билән фирансийә чанаққәлә боғузидин өтәлмәйдиғанлиқлирини чүшинип йәткәндин кейин, қуруқлуқ урушини башлиди. түрк миллити көп чиқим тартқан болушиға қаримай, җасарәт билән пидакарлиқ көрситиши нәтиҗисидә, ишғалчи күчләр чанаққәлә боғузидин өтәлмиди.

«чанаққәләдин өтүш мумкин әмәс» дегән сөз, дост – дүшмән чүшинип йетәләйдиған рәвиштә йәнә бир қетим тәкрарланди. чанаққәлә зәпирини 101 йиллиқи мунасивити билән, чоңқур йад етимиз.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر