ариел шаронниң қисқичә һайати

82643
ариел шаронниң қисқичә һайати

ариел шарон

(1928 – 2014)

 

әссаламу әләйкум, түркийә авази радийосиниң һөрмәтлик ихласмәнлири! йахшиму силәр? һәр һәптиниң шәнбә күнлири һузуруңларда болидиған ‹күнтәртиптики шәхс› намлиқ дунйа күнтәртипидики муһим шәхсләр тонуштурулидиған мәзкур сәһипимизниң бүгүнки бөлүмидә, мушу айниң 11- күни (2014/1/11) 86 йешида вапат болған؛ бирлири тәрипидин ‹миллий қәһриман›, йәнә бирлири тәрипидин ‹тинчлиқ мусаписидики даңгал›, ‹уруш җинайәтчиси› дәп тәриплинип келиватқан исраилийәниң сабиқ баш министири ариел шарон һәққидә тохтилип өтимиз.
ариел шарон 1928 - йилиниң 26- феврал күни биританийә вакалити астидики пәләстинниң — һазирқи исраилийәниң — мәркизидики кфар малал йезисида шәрқий йавропадин көчүп кәлгән бир ашкиназ йәһудийси аилисидә дунйаға кәлгән болуп, атиси полшада, аниси русийәдә туғулған йәһудийлардиндур.
оқуш һайати: мошаф деһқанчилиқ районида ишләйдиған атиси самоел уни йеза – игилик саһәсидә оқушқа риғбәтләндүргән болсиму, ариел тарих вә қанун оқушқа бәл бағлиди вә 1953 – йили қуддустики ибри университетиниң тарих вә шәрқсунаслиқ бөлүмидә, 1958 – йилидин 1962 - йилиғичә тел авив университетиниң қанун факултетида оқуди. оқуш җәрйанида ибраничә, инглизчә вә русчә өгәнди.
һәрбий һайати: ариел шарон 1942- йили 14 йаш вақтидила партизанлар сепигә қетилди. исраилийә дөлитиниң қурулишидин кейинла исраилийә армийәсигә кирди. 1948- йилидики ийорданийә армийәсигә қарши елип берилған қуддус урушида ийорданийә әскәрлири тәрипидин әсиргә елинип, йәһудий әсирләр лагериға қамалди. иккинчи қетимлиқ уруш тохтитиш келишимидин кейин бир әрәб әсир билән алмаштурулди.
һәрбий сәптин айрилғандин кейин қуддустики һебрийу университетиға оқушқа кирди. оқуш пүттүргәндин кейин һәрбий сәпкә қайтиш үчүн арқа – арқидин илтимас сунуп, ахирида 101- номурлуқ алаһидә қисимниң башлиқлиқини үстигә алди. мәзкур қисим наһайити хәтәрлик һәрбий һәрикәтләрни орундап исраилийә дөлитиниң һәйвитини тикләштә муһим рол ойниған болсиму, 1953- йили күздики 170 ийорданийәлик пуқраниң җениға замин болған қәбиййә намлиқ қанлиқ қәтлиам күчлүк наразилиқ пәйда қилди. у униңдин илгири йәни 1948- йили әллудтиму бир җамәдә назарәт астиға алған 426 пәләстинликниң өлүмигә сәвәб болған бир қанлиқ қәтлиамни садир қилғаниди.
сийасий һайати: шарон 1973, 1974- йиллири исраилийә парламенти кенессеттә парламент әзаси болуп ишлиди. аридин 3 йил өткәндин кейин йәни 1977- йилидин таки һайатиниң ахириғичә кенесситтики орнини сақлап қалди. 1977- йилидин 1981- йилиғичә исһақ рабинниң хәвпсизлик ишлири мәслиһәтчиси вә йеза – игилик ишлири министири болуп вәзипә өтиди. менаһим бегин һөкүмити мәзгилидә мудапиә министири болди. 1982- йили йәни у мәзкур министирлиқ вәзиписини иҗра қиливатқан мәзгилдә ливанлиқ хиристийан милитанлар пайтәхт бейруттики сабра вә шатийла лагерлиридики пәләстинликләр үстидин қәтлиам йүргүзди. бу милитанлар 1982- йили ийунда исраилийә армийәси бейрутни ишғал қилғанда исраилийә билән һәмкарлиқ орнатқаниди. шуниң үчүн, исраилийә өктичилири бу қәтлиамда исраилийә һөкүмитиниң ролиниң бар – йоқлуқини тәкшүридиған бир комитетниң қурулушини тәләп қилди. тәкшүрүш комитети, қәтлиамниң алдини елиш үчүн керәклик тәдбирләрни йолға қоймиғанлиқи, қәтлиам йүз бериш еһтималиниң барлиқи тоғрисидики агаһландурушларни етибарға алмиғанлиқи қатарлиқларни нәзәрдә тутуп шаронниң вәзиписидин елип ташлинишини тәләп қилди. лекин, комитет уни қәтлиамниң биваситә җавабкари, дәп қаримиди. шарон комитетниң тәвсийәсигә етираз билдүргән болсиму, бесимларға бәрдашлиқ берәлмәй вәзиписидин истипа берип, дөләт министири, арқидин қурулуш министири болуп вәзипә өтиди. 1987- йили америкида чиқидиған ‹Time› журнили шаронниң сабра вә шатийла қәтлиамида қолиниң барлиқиға ишарәт қилидиған бир парчә мақалә елан қилди. шуниң билән шарон журналниң үстидин сотқа әрз сунди, журнал шаронни биваситә әйибләйдиған йетәрлик дәлил – испат көрситәлмигән болғачқа, хәвәрниң йалғанлиқи қәйт қилинди. тәһрир һәйити шаронни пәрвасизларчә тиллап қойуш билән әйибләнди. 2001- йилиға кәлгәндә, сабра вә шатийла қәтлиамида өлтүрүлгүчиләрниң йеқин – йоруқлири шаронниң үстидин белгийә сотиға әрз сунди, 2002- йили белгийә алий соти бу хил делоларға қарап чиқиш салаһийитиниң йоқлуқини билдүрүп, әрзни рәт қилди.
шундақ, мәйли исраилийәниң ичи йаки сиртида болсун давамлиқ түрдә дәталашларниң мәркизидин орун елип кәлгән шаронға бирлири ‹миллий қәһриман› дәп баһа бәрсә, бирлири ‹тинчлиқ мусаписидики даңгал› һәтта 1982- йилидики исраилийәниң җәнубий ливанни бесивелишида ойниған ролини көздә тутқан һалда ‹уруш җинайәтчиси› дәп тәрипләйду. ариел шарон 1983 – йили сабра вә шатила қәтлиами үстидин мәхсус тәкшүрүш елип барған исраилийә қанун комитетиниң ‹мәсилини қәтлиамсиз һәл қилиш үчүн йетәрлик дәриҗидә күч чиқармиғанлиқи› һәққидики қараридин кейин мудапиә министирлиқи вәзиписидин истипа беришкә мәҗбур болуп қалди. 2001- йили өткүзүлгән исраилийә омумий сайламлирида башқиларға нисбәтән мөтидил сийасий пикирләрни оттуриға қойуп, көринәрлик дәриҗидә йуқири аваз билән ғәлибә қилип, исраилийәниң 11- нөвәтлик баш министири болди. 2004- йилиға кәлгәндә ғәззә билән болған мунасивәтләрни бир тәрәплимә һалда үзүш йолини таллиди. 2006- йили сәктә кесилигә муптила болған шарон сәккиз йил бойичә бу кесәлниң дәрдини тартқандин кейин 2014- йили 1- айниң 11 – күни 86 йешида аләмдин өтти.
шарон 2000- йили 28- сентәбир (пәйшәнбә) дә пәләстин исламий вәқфи вә пәләстин рәһбәрлириниң қаттиқ қаршилиқ билдүрүшигә қаримай һәрәм шәрифни зийарәт қилди. бу зийарәткә наразилиқ билдүргән пәләстинлик намайишчилар билән исраилийә сақчилири арисида тоқунуш йүз берип, 20 пәләстинлик өлүп кәтти, 100 пәләстинлик йариланди, 25 исраилийә сақчиси йариланди. әтиси җүмә намизидин кейин пәләстинликләрниң ‹шаронниң һәрәм шәрифни булғиши› намлиқ намайиши башлинип шиддәтлик тоқунушларға арқидин 4 йил давамлашқан ‹әқса қозғилиңи› ға айлинип кәтти. бу қозғилаң җәрйанида 9000 пәләстинлик өлтүрүлди. бунйамин нетанйаһудин кейин лийкуд партийәсиниң башлиқлиқиға сайланған шарон, парламент сайламлирида ғәлибә қилип баш министир болди. оңчил идийидики лийкуд партийәси һөкүмити исраилийә тәрипидин ‹террорист› дәп қарилидиған пәләстинлик рәһбәрләргә суйиқәст қилди, ғәрбий қирғақ билән ғәззә районини исраилийә земинлиридин айрип туридиған тамни селишни башлиди.
баш министирлиқи мәзгилидики иккинчи қетимлиқ парламент сайламлирида шимон (шәмун) перес рәһбәрликидики әмгәкчиләр партийәси билән бирләшмә һөкүмәт қурушқа мәҗбур болуп қалди؛ бирләшмә һөкүмәт қуруштики муддиаси, исраилийәниң чеграға там қопуруш сийаситини давамлаштуруш вә ғәззә районидин чекинип чиқиштин ибарәт бихәтәрлик сийасәтлирини иҗра қилиш иди. 2005- йили 21 – нойабирда лийкуд партийәсиниң 13 парламент әзаси билән бирликтә партийәсидин айрилип чиқип ‹кадима› партийәсини қурди. шундақла партийәниң низамнамисини өзиниң рәһбәрлик орнини тәврәнмәс һаләткә кәлтүридиған шәкилдә түзүп чиқти. башқичә қилип ейтқанда, йеңи партийәсиниң низамнамисидә униң вәзиписидин елип ташлинишиға орун йоқ иди, башлиқлиқ вәзиписини өлгүчә давамлаштуратти.
ариел шарон 1998- йили 5- нойабирда исраилийә радийоси арқилиқ тарқитилған нутқида «һәммимиз қәтий ирадә билән һәрикәткә өтүп техиму көп төпиликләргә игә болушимиз, йашайдиған земинимизниң даирисини кеңәйтишимиз лазим. бизниң илкимиздики нәсиләр бизниң, бизниң қолимизда болмиған нәрсиләр уларниңдур.» дейиш арқилиқ өзиниң сийасий нишанини наһайити рошән гәвдиләндүрүп бәргән. у мушу идийәниң түрткисидә болса керәк, әрәб – исраилийә мунасивәт сәһписидә қанлиқ изларни қалдуруп кәтти.
ареел шарон 1953- йилидики қәбиййә қәтлиами؛ 1967 – йилидики мисирлиқ әсирләрни қийнаш, өлтүрүш җинайити؛ бийрутни бесивелиш؛ сабра вә шатийла қәтлиами؛ 2000- йилидики мәсҗиди әқсаға кириш арқилиқ мусулманларниң иззәт – һөрмитини дәпсәндә қилиш бу арқилиқ әқса қозғилиңиниң келип чиқишиға сәвәб болуш؛ 2002- йилидики җинин қәтлиами؛ вақи қәлә һәрикити؛ әһмәд йасин қатарлиқ пәләстин қаршилиқ көрситиш һәрикити әзалириға суйиқәст қилиш қатарлиқ җинайәтләрни садир қилиш билән әйибләнмәктә.
шундақ ариел шарон көплигән исраилийәликләрниң қәһримани һесабланса, әрәбләрниң мәңгүлүк дүшмини һесабланди. вапат хәвири йәһудийларни қайғуға салди, әрәбләрни тәнтәнигә чүмдүрди. бир тәрәптә йәһудийлар қайғуруп көз йеши төккән болса, йәнә бир тәрәптә әрәбләр хушаллиқидин сәдиқә тарқатти.
һөрмәтлик радийо аңлиғучилар! йуқирида ‹күнтәртиптики шәхс› намлиқ сәһипимиз бойичә 2014- йили 01- айниң 11- күни вапат болған исраилийәниң сабиқ баш министири ариел шаронниң қисқичә һайати билән тонушуп чиқтуқ. алдимиздики һәптә мисирниң һәрбий – сийасий өзгириш нәтиҗисидә вәзиписидин елип ташланған сайланған тунҗи пирезиденти муһәммәд мурси һәққидә тохтилип өтимиз. көңүл қойуп тиңшиғанлиқиңлар үчүн рәһмәт!


خەتكۈچ:

مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر