дунйада из қалдурған түркий хәлқләрниң улуғ затлири - 4

77608
дунйада из қалдурған түркий хәлқләрниң улуғ затлири - 4

түркийә авази радийоси: дунйада өткән әң мәшһур һөкүмдарлар вә истилачилар ичидин орун алған әмир тимур, 1336 – йили 9 – апрел түркистанниң кәш шәһиридә дунйаға кәлгән. дадиси әмир турагай барлас қәбилисиниң рәиси болуп, аниси тикин хатун иди. тимур у дәврдики әң илғар билимләрни, шундақла уруш вә қоманданлиқ билимлирини дадисинң йардими астида йахши өгәнгән. тимур дадисиниң өлүмидин кейин, әмирләр арисида ихтилаплар йүз бәргәндә сийасәткә арилишишқа башлиған. у 1370 – йили өзи билән арисиға зиддийәт чүшкән маврауннәһир һакими әмир һүсәйин өлгәндин кейин, өз алдиға маврауннәһирниң һакими болған вә сәмәрқәндтә тәхткә чиққан. бу һечким ойлапму бақмиған дунйадики чоң өзгиришниң башланғучи иди. чүнки тимур арқа – арқидин елип барған һәрбий йүрүшләр арқилиқ харәзм, дәшти қипчақ, иран, ирақ, һиндистан, әзәрбәйҗан вә сүрийәни қолға киргүзиду. 1389 – йили уйғурларму униң һөкүмранлиқи астиға кириду. алтун орда һөкүмдари тоқтамиш, әмир тимурға асийлиқ қилғанда, уни икки қетим мәғлуп қилиду вә етил дәрйасиниң шәрқидики җайларни һакимийити астидики җайларға қошиду. у сүрийәни қолға киргүзгәндин кейин, 1402 – йили «әнқәрә уруши» ни қозғайду вә йилдирим бәйазидни мәғлуп қилип, осман империйәсиниң бир қисмини һөкүмранлиқи астиға алиду. у буниң билән, җуңгодин һиндистанға, хурасандин анадолуғичә кеңәйгән пайансиз земинниң хоҗайиниға айлиниду.

йүз бәргән бир қетимлиқ урушта оң пути йариланған вә шу вақиттин тартип ақсақ болуп қалған әмир тимур, дүшмәнлири тәрипидин «тимурләң», йәни «ақсақ тимур» дәп атилиду вә бу ләқәм билән мәшһур болиду. у йәнә, мавһауннәһир һакими әмир һүсәйинниң сиңлиси билән өйләнгәнлики үчүн «куйиоғул» дегән мәнигә игә «кораган» ләқими биләнму атилиду.

барлиқ урушларда йуқири иқтидариға тайинип ғәлибә қилған әмир тимур, анадолудин чекингәндин кейин, 1405 – йили 18 – апрел җуңгоға қилған һәрбий йүрүшидә 71 йешида аләмдин өтиду. җәсити сәмәрқәндтә өзи тәййарлатқузған қәбригә дәпнә қилиниду. әмир тимурниң қәбриси, түрк – ислам бинакарлиқ сәнитиниң әң көркәм өрнәклиридин бири болуп һесаблиниду.

әмир тимур ана тили болған түркчидин башқа, моңғулчә, әрәбчә вә парсчини наһайити йахши өгәнгән иди. у ислам дини билән қәдимқи түрк етиқад мәдәнийәтлири ичидә йашисиму, әмма ислам диниға болған ихласи күчлүк иди. униң қуран кәримни оқушни әзәрбәйҗанда өгәнгәнлики ейтилиду. адәттә, ишғал қилинған земинларниң аһалиси тәрипидин «қан төккүчи» дәп қарилип, әйни дәврдики тарихчиларму охшаш шәкилдә көрситишкә тиришсиму, әмир тимурниң һайати вә қилған иш – излири униң билимгә, мәдәнийәткә вә сәнәткә йуқири әһмийәт берип кәлгәнликини көрстип бериду. униң барған һәммә җайда билимлик кишиләрни вә сәнәтчиләрни чақиртип улардин соал сориши, бәзидә улар билән илмий муназирә қилиши вә ахирида уларға һәр җәһәттин йардәм қилиши, әмир тимурниң муһим алаһидиликлири иди.

әмир тимур сәмәрқәндниң сәлтәнитини техиму ашуруш үчүн алимлар, сәнәтчиләр, шаирлар, диний өлималарни сәмәрқәндкә җәлп қилишқа тиришқан, һәтта бәзи вақитта мәҗбурий елип кәлгән.

күнимиздә оттура асийа, хурасан, иран, һиндистан вә башқа җайларда тимур дәвригә аит йүзләрчә наһайити катта тарихий йадикарлиқлар қәд көтүрүп туриду.

тарихчилар вә тәтқиқатчиларниң тимурниң ташқи қийапити һәққидики пикирлири бир – биригә йеқин. қәдимқи дәврләргә аит әрәбчә мәнбәләрдә тимурниң егиз бойлуқ, бәдининиң наһайити һәйвәтлик, долисиниң кәңри, бешиниң чоң вә кәң пишанилиқ икәнлики қәйт қилиниду. бу мәнбәләргә асасланғанда, униң қол – путлириниң наһайити чоң, узун вә қелин икәнлики билиниду. қизиқарлиқ йери шуки, 1941 – йили сабиқ совет иттипақиниң инсаншунас алими михаил герасимов әмир тимурниң қәбрисини ачқузуп, гурупписидики хадимлар билән қилған сөңәк тәҗрибисидә, униң бойиниң 1.73 метир, кәң йәлкилик вә мәңзи сөңикиниң егиз икәнликини испатлайду.

әмир тимур тарихта әң көп из қалдурған шәхсләрдин бири болуп һесаблиниду. униң өлүмигә бир қанчә әсир болған болсиму, һәр хил темилар бойичә тәтқиқ қилинған, қилған ишлири вә арзурлири һәққидә анализлар қилинған киши сүпитидә дунйаға тәсир көрситишкә мувәппәқийәт қазанди. әлвәттә, әмир тимур нурғунлиған қурулушларни йиқитип, көплигән шәһәрләрни вәйран қилған. әмма, у салдурған рәсәтханилар, мәдрисәләр, билим вә мәдәнийәт мәркәзлириниң дунйа мәдәнийитидики ролини һәргиз унтуп қалғили болмайду.


خەتكۈچ:

مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر