дунйада из қалдурған түркий хәлқләрниң улуғ затлири - 3

77553
дунйада из қалдурған түркий хәлқләрниң улуғ затлири - 3

түркийә авази радийоси: 15– 16 – әсирләрдә йашап өткән болушиға қаримай, 19 – 20 – әсирләргичә әдәбийаттики тәсири давамлишип кәлгән вә һазирму муһим илмий тәтқиқатларға тема болуватқан әлшир нәваи, 1441 – йили дунйадики мәдәнийәт мәркәзлиридин бири вә күнимиздә афғанистанға җайлашқан һиратта дунйаға кәлгән. аилиси әйни дәврдики әң бай вә санақлиқ мөтивәр аилә иди. нәваи башланғуч тәрбийәсини дадиси ғийасидин баһадирниң йенида алған. кейинчә хурасан вә сәмәрқәндкә берип давамлиқ оқуған.

балилиқ йешидин тартипла билим елишқа вә әдәбийатқа иштийақ бағлиған нәваи, дөләт әрбаплириниңму диққитини тартқан иди. нәваи дөләт ишлиридин йирақ турушқа тиришқан болсиму, шу вақиттики һөкүмдарлар униң билими вә чүшәнчилиридин пайдилинишни арзу қилған. бу сәвәбтин, хурасан вә маврауннәһирниң һөкүмдари султан һүсәйин байқара уни йениға тартип, вәзирликкә тәйинлигән.

ейтишларға асасланғанда, нәваи вәзир вә валий болған мәзгиллиридә дөләттин мааш алмиған вә һәр хил вәқпиләрни ечип, дөләтниң иҗтимаий параванлиқ ишлириға өзиниң һәссини қошқан.

нәваи бир мәзгилдин кейин, өзиниң тәтқиқатлири, илмий һәмдә әдәбий әмгәклиригә диққитини мәркәзләштүрүш үчүн вәзиписидин истепа бәргән болсиму, истепаси қобул қилинмастин әстирабадқа валийлиққа тәйинлиниду. 1490 – йили вәзиписидин айрилишқа мувәппәқ болиду. йилларчә мол мәзмунлуқ турмуш кәчүрүп, 1501 – йили киндик қени төкүлгән һиратта аләмдин өтиду.

әлшир нәваи мәһмут қәшқиридин кейин, түрк тилиға чоң төһпә қошқан киши сүпитидә билиниду. ана тили болған түркчидин башқа, парсчә билән әрәбчини пишшиқ билидиған бу улуғ шаир, «муһакәмәтул луғәтәйин» намлиқ әсиридә, түркчә билән парсчини өз ара селиштуруп, нурғун йәрдә түркчиниң үстүнлүкини испатлашқа тиришиду.

түркчә йазған шеирлирида «нәваи», парсчә йазған шеирлирида «пани» дегән тәхәллус қолланған нәваи, бәш данә «шеир дивани» вә онларчә әсәр йезип қалдурған.

әлшир нәваи шәрқ әвәбийати, болупму дунйа түрк әдәбийатиға зор тәсир көрсәткән кишиләрниң бири болуп һесаблиниду. нәваи билән бир дәврдә йашап өткән шаирлардин башқа, кейинки дәврләрдә йашиған шаирлар нәваиниң тәсиригә көп учриған болуп, әсәрлири уларниң илһам мәнбәсигә айланған. 15 – әсирдә йашап өткән османли дөлитиниң шаири әһмәт паша, 16 – әсирдики әң улуғ шаир фузулиму нәваиниң тәсиригә учриған кишиләрниң арисидин орун алиду.

кейинки вақитларда нәваи шеирлирини оқурмәнләрниң техиму йахши чүшинәлиши үчүн онларчә луғәт йезилиду. бу хил луғәтләрниң йезилишида дөләт әрбаплириниң қоллишини айрип қариғили болмайду, әлбәттә.

ирандики түрк султанлиридин бири болған надир шаһ, насирәддин шаһ вә османли падишаһи йавуз султан сәлим нәваиниң әсәрлирини зор қизиқиш вә һәвәс билән оқуп чиққан һөкүмдарлар һесаблиниду. йуқирида ейтқинимиздәк, нәваи шеирлирини чағатай түркчиси билән йазған болсиму, тәсири пәқәт у йашиған район билән чәклинип қалмастин, бәлки иран вә османли чегралириға зор тәсир көрсәткән.

пүтүн һайатини түркчини тонутуш, бейитиш вә кәң тарқитишқа атиған нәваи, түрк дунйасидики әң улуғ әдәбий шәхс һесаблиниду. униң сайисидә чағатай түркчиси узун вақитқичә оттура асийа түрклириниң ортақ әдәбий тили болуп муһим рол ойниған.

нәваи шеир иҗадийитидин башқа, рәсим сизиш, музика вә бинакарлиқ ишлири биләнму шуғулланған. у бу сәнәт саһәлиридә көплигән әсәрләрни қалдурған. у бу җәһәттә көп иқтидарға игә кишидур.

нәваиниң әсәрлири ғәрб алимлири вә тәтқиқатчилириниңму тәтқиқат темисиға айланған. униң әсәрлири нурғунлиған германийә алимлири, әнглийә вә һунгрийә түркүлоглириниң тил вә әдәбий нуқтидин тәтқиқ қилишиға, һәмдә мәдһийәләшлиригә еришкән.

нәваиниң «пәрһад - шерин», «ләйли – мәҗнун», «сәддий искәндәр» вә «таһир – зөһрә» қатарлиқ әсәрлирини, әң мәшһур әсәрлири ичидин санап өтүшкә болиду.

пайдилинилған мәнбәләр:

тарлан, әли ниһат (1942), әлшир нәваи, истанбул.

өзҗан, һүсәйин, түрк дунйасиниң алими әлшир нәваи.

http://tr.wikipedia.org/wiki/Ali_%C5%9E%C3%AEr_Neva%C3%AE

http://www.xn--edebiyatgretmeni-twb.net/ali_sir_nevai.htm


خەتكۈچ:

مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر