дунйада из қалдурған түркий хәлқләрниң улуғ затлири - 2

64904
дунйада из қалдурған түркий хәлқләрниң улуғ затлири - 2

түркийә авази радийоси: тунҗи түрк луғәт түзгүчиси, тунҗи түрк тилшунаси, тунҗи түрк гирамматика тәтқиқатчиси, тунҗи түрк фолклор тәтқиқатчиси вә тунҗи хәритә сизғучи, дегәндәк унванларниң игиси болған мәһмут қәшқириниң туғулған вақтиға мунасивәтлик ениқ мәлумат болмсиму, униң 1025 – йили дунйаға кәлгәнлики тәхмин қилиниду. қараханийлар ханданлиқиниң падишаһ нәсәбидин кәлгәнлики билинидиған мәһмут қәшқириниң йилтизи, ислам динини дөләт дини қилип бекиткән тунҗи түрк хақани сатуқ буғраханға тутишиду.

мәһмут қәшқири «түркий тиллар дивани» намлиқ әсири билән нам қазанған. «түркий тиллар дивани», тил илми, гирамматика вә ләһчиләр нуқтисидин ейтқанда, дунйадики әң мол вә әң муһим әсәрдур. шундақла мәһмут қәшқири түркий хәлқләр йашиған районларни бирму бир кезип чиқип вә тәкшүрүп тәтқиқ қилип оттуриға чиқарған әсәр һесаблиниду. мәһмут қәшқириниң бу тиришчанлиқиниң түркчини рәсмий тил сүпитидә қолланған қараханийлар дөлити тәрипидин қоллашқа еришиши, һәм мәһмут қәшқириниң дөләт әрканлири арисидики йуқири мәртивисини һәмдә қараханийлар дөлитиниң билим вә илмий тәтқиқатларға қанчилик етибар беридиғанлиқини көз алдимизда намайән қилиду.

мәһмут қәшқири шәрқий түркистанниң қәшқәр шәһиридә туғулуп чоң болған вә тәрбийәлинип йетишкән. ана тили түркчидур. әмма, әйни дәврдики муһим тиллар һесаблинидиған әрәбчә вә парсчиниму наһайити йахши билидиғанлиқини, у йазған әрәбчә вә парсчә мунасивәтлик изаһлардин биливалғили болиду. мәһмут қәшқири әсәрлирини йезиш үчүн түркләрниң һакимийити астида болған бағдадта турған. тәтқиқатлирини ахирлаштурғандин кейин, ана вәтини қәшқәргә қайтип, өз йуртида аләмдин өткән.

мәһмут қәшқириниң шаһәнә әсири «түркий тиллар дивани» ниң муһим болған бир қанчә алаһидиликлириниң арисида, әсәрниң дәсләпки бәтлиридин орун алған хәритә, йәни бир түрк сизған тунҗи дунйа хәритиси муһим орунда туриду. түрк вә дунйа хәритичилики тарихида алаһидә орунға игә бу хәритә, әслидә түркий хәлқләр йашайдиған районларни көрситиш мәқсити билән сизилған. әмма, мәһмут қәшқири буниңлиқ билән купайилинип қалмай, башқа хәлқләр йашайдиған җайларниму өзиниң бу хәритисигә киргүзүп, дунйа хәритисигә айландурған. бу хәритә 11 – әсирниң шәрт – шараитлири, шу дәврдики җуғрапийә илми һәққидики мәлуматлар вә техникилар нәзәргә елинғанда, интайин йуқири қиммәткә игә хәритиләрдин бири болуп санилиду.

мәһмут қәшқири йоруқлуққа чиқарған бу әмгәк мевиси, толуқ мәнидин ейтқанда, йумулақ дунйа хәритиси болуп, чәмбәр әтрапи саәт стирлкисиниң йөлинишидә җәнуб, ғәрб, шимал вә шәрқ тәрәпләр әрәбчә көрситилгән. хәритидики рәңләрниң мәнисини хәритидин айрим қилип изаһлиған. буниңға асасланғанда, йешил рәң деңизларни, күл рәң дәрйаларни, қизил рәң тағларни, сериқ рәң қумлуқларни вә чөлләрни көрситиду. буниңдин башқа, ичи сериқ рәң билән бойалған кичик чәмбәрләр, шәһәр вә районларниң бәлгиси қилинған.

қуйаш чиқидиған шәрқ тәрәп, заманимиздики пиройексийә техникилириға охшимиған һалда хәритиниң йөлинишидур. буниң бундақ болушини түрк етиқадлирини сәвәб қилип көрситишкә болиду. йәни көк түркләрдин бери асаслиқ йөнилишниң шимал тәрәп болғанлиқи билиниду. хәритиидә қараханийлар дөлитиниң иккинчи пайтәхти баласағун болса, хәритиниң мәркизи болған.

германийә алими алберт һерман бу хәритә тоғрисида муһим тәтқиқатларни қилған. һерман хәритидики 76 җайға номур бәлгиләп, әслидики хәритә үстигә мас келидиған шәкилдә қойған вә немис тилидики тәрҗимисини йазған.

мәһмут қәшқириниң дунйа хәритисидә оттуриға чиқирилған йәнә бир муһим алаһидилик болса, йапонийәниң тунҗи қетим хәритидә сизилиши һесаблиниду. хәритидики йөнилишләргә асасланғанда, шәрқтә җуңгониң шәрқий шималиға «җабарка» дәп чүшүрүлгән җай, җабарка йәни йапонийәдур. бу йәрдә шу нуқтини әскәртип қойушқа тоғра келиду: дунйада сизилған тунҗи йапонийә хәритиси 14 – әсиргә, дунйа хәритисидә тунҗи қетим йапонийәниң сизилиши 15 – әсиргә аит. әмма, мәһмут қәшқириниң 11 – әсиргә мәнсуп болған бу дунйа хәритисигә йапонийә чүшүрүлгән.

мәһмут қәшқириниң дунйа хәритиси, җуңгодин византийә империйәсиниң чегралириғичә, баласағундин аббасийлар хәлипиликиниң пайтәхти бағдадқичә болған кәң районларни өз ичигә алиду.

пирофессор доктор фикрәт сариҗаоғлуниң пикригә асасланғанда, хәритидики шәрқий районлар түркләр йашиған җайлар һәққидики мулуматларниң тоғра икәнликини испатлайдиған болуп, 11 – әсирдики түркий хәлқләр вә дөләтлирини, әйни дәврдики түркий хәлқләр тарқалған җайларни көрситип беридиғанлиқи җәһәттин муһим әһмийәткә игә. бу хәритә йәнә, ислам дунйасида вә хәритичилик тарихида түркий хәлқләрниң җуғрапийәгә болған қаришиға, әң йахши шәкилдә вәкиллик қилиду.

пайдилинилған материйаллар: барутчу өзөндәр, сама (2008) мәһмут қәшқириниң китаби, түркийә җумһурийити мәдәнийәт вә сайаһәт министирлики нәширийати, әнқәрә.

сариҗаоғлу, фикрәт (2008) мәһмут қәшқири: тунҗи түрк хәритә сизғучиси, түркийә җумһурийити мәдәнийәт вә сайаһәт министирлики нәширийати, әнқәрә.

акалин, шүкрү халуқ (2008), мәһмут қәшқири вә «түркий тиллар дивани», түрк тил қуруми нәширийатлири, әнқәрә.


خەتكۈچ:

مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر