дунйада из қалдурған түркий хәлқләрниң улуғ затлири - 1

64895
дунйада из қалдурған түркий хәлқләрниң улуғ затлири - 1

түркийә авази радийоси: бу пирограммимизда؛ билим, сәнәт, тарих, әдәбийат, бинакарлиқ вә сийасәт саһәлиридә өтмүштин күнимизгичә дунйа мәдәнийитиниң шәкиллинишигә вә тәрәққийатиға муһим төһпиләрни қошқан, чоң өзгиришләргә күч чиқарған вә өз дөлитиниң чегралиридин һалқип кәң кәткән районларда күчлүк тәсиргә игә түркий хәлқләрниң билим адәмлири, сәнәтчилири, мәдәнийитигә төһпә қошқан шәхслири вә дунйада нам қалдурған сийасий шәхслири һәққидә тохтилимиз...

билгинимиздәк, бурунқи дәврләргә аит нурғунлиған шәхсләрниң нәсәби вә етник кимлики һәққидә ениқ бир нәрсә демәк асасән наһайити тәс вә бу мәсилә үстидә талаш – тартиш қилишму анчә пайдилиқ әмәс. әлвәттә, бу шәхсләр йетишкән җуғрапийәлик районларда йашайдиған барлиқ хәлқләр, кишини пәхирләндүридиған бу кишиләргә игә чиқишни вә өзигә тәвә қиливелишни халайду. бу сәвәбтин, биз бу йәрдә «түркий хәлқләрниң улуғ затлири» һәққидә тохталған вақтимизда, уларниң нәсәби вә етник тәрипидин әмәс, бәлки өсүп чоң болған муһитни асас қилимиз. мундақчә ейтқанда, «түркий хәлқләрниң улуғ затлири» дейишимиздики мәқситимиз, кәң кәткән «түркий хәлқләр мәдәнийәт чәмбирики» дә йетишкән шәхсләрни көрситиду.

пирограммизниң биринчи бөлүмидә, биз аңлатмақчи болған шәхсләрни тонуштуруштин бурун, түркий хәлқләр мәдәнийәтлириниң дунйадики излири тоғрисида омумий чүшәнчә берип өтмәкчимиз...

түркий милләтләр исламдин бурунқи дәврләрдә йаратқан мол мәдәнийәтлири билән инсанийәтниң йашаш өлчәмлириниң йуқири көтүрүлүши үчүн интайин муһим әһмийәткә игә иҗадийәтлири арқилиқ дунйа мәдәнийитиниң тәрәққийатиға һәссә қошқан. шундақла исламийәтни қобул қилип, түрк – ислам мәдәнийитини шәкилләндүргәндин кейинму, илим – пән вә мәдәнийәтниң охшимиған саһәлиридә, болупму пәлсәпә, тебабәт, астирономийә, бинакарлиқ, әдәбийат қатарлиқ саһәләрдә чоң йеңилиқларни йаратқан.

түркий хәлқләр исламийәттин бурунқи дәврләрдә төмүрни кәшип қилип, һәр хил буйумларни йасашта пайдилинишқа башлиши, инсанийәтниң йеңи бир басқучқа киришигә вә вәһши тәбиәт қаршисида техиму тәрәққий қилған мудапиә механизмиға игә болушиға йол ачти. охшаш дәврдә йәнә, түркий милләтләр атни көндүрүп, пайдилинишни башлиши билән тәң, инсанийәтниң турмуш сүрити тезлишип, мусапиләр йеқинлашти. вақит теҗәлди, йирақ мусапиләрдә йашайдиған кишиләр арисидики өзара алақә капаләткә игә болди. хәвәрлишиш механизмлири шәкилләнди. уруш саһәсидә үстүнлүк қолға кәлтүрүлди. узун вақит давамлашқан көч җәрйанида соғуқ йаки қиштин вәйаки қурғақчилиқтин вәйран болған кишиләрниң сани азайди. қисқартқанда, атни көндүрүп пайдилиниш, инсанийәт һайатида бир бурулуш нуқтиси болуп қалди. атниң инсанийәт турмушиниң айрилмас бир парчиси һалиға келиши, башқа йеңилиқлар вә иҗадийәтләрниму бирликтә елип кәлди. тәтқиқатларға асасланғанда, күнимиздә қоллиниливатқан иштан вә бурунқи вақитлардики шалвар дейилидиған кийим, инсанийәт атқа минишни башлиғандин кейин, йаки униңға уйғун һалда лайиһәләнгән кийим түри һесаблиниду.

түркий хәлқләр исламийәтни қобул қилғандин кейин, дунйадики роли техиму ениқ болушқа башлиди. ислам пәлсәписиниң илмий йосунда тәрәққий қилип, техиму моллишиши, омумән түркий хәлқләр пәйласоплири оттуриға чиқарған пәлсәпәви көз қарашлар вә йезип қалдурған әсәрләр арқилиқ ишқа ашқан. фараби исламий пикир саһәсидә гирек пәлсәписиниң һәқиқий вәкили болған иди. түркистанда оғузларниң қараҗук (фараб) шәһиридә туғулған узлуғ оғли муһәммәд фараби, пәлсәпә, физика, метафизика, астирономийә, логика, писхологийә, сийасәт саһәлиридә йазған 160 қа йеқин әсири билән астирономийә билимлирини әң йахши усулда байан қилғанлиқи үчүн «муәллими сани», йәни «иккинчи устаз» дегән намға еришкән. фарабиниң дин вә пәлсәпәни, мундақчә қилип ейтқанда, әқил билән иманни мурәссәләштүрүш мәсилисидә у иҗад қилған йол, кейинчә ибни сина тәрипидин техиму тәрәққий қилдурулуп, ғәрб хиристийан мәдәнийитигә хели узун вақитқичә тәсир көрсәткән. тебабәт, логика, физика, тәбиәт илми, әхлақ, дин пәлсәпәси қатарлиқ пәнләрдә 220 гә йеқин илмий әсәрниң муәллипи болған вә нурғунлиған әсири латинчиға тәрҗимә қилинған ибни сина, шәрқ вә ғәрбтә әң көп тәсир қалдурған шәхсләр қатаридин орун алиду.

пирофессор доктор ибраһим кафәсоғлуниң пикри бойичә ейтқанда, түрк – ислам дунйасида мусбәт илим йәнә фарабидин башлиниду. фарабиниң илимләрни түргә айриған «иһсанул улум» намлиқ әсири латинчиға тәрҗимә қилинип, ғәрбтә гудисаллинусниң китабиниң мәнбәси болған.

мәшһур математика алимлиридин бири вә ғәзнәвийләрниң сарийида йашап, султан мәһмуд билән һиндистан сәпиридә биллә болған харәзимлик әбу рәйһан бируни биринчи болуп, «айәт» ләр билән гирек пәйласоплириниң сөзлирини бирликтә ишләткән. бируниниң пикригә асасланғанда, билимниң тәрәққийати үчүн әркин тәпәккур қилиш шәрт болуп, инсанларниң чүшиниши билән етиқади башқа – башқа охшимайдиған нәрсиләрдур. бируни охшаш вақитта йәнә, геомитирийәдә сиркул билән җәдвәлдин пайдилинип, әмилий әһвалда йешиш мумкин болмиған икки килассик мәсилә үстидики байқашлири, ғәрбтә «бируни тәңлимилири» дәп аталған.

тебабәт һәққидә тохталғанда, шүбһисизки, әң башта ибни сина әқлимизгә келиду. ибни сина ғәрбтә «дохтурлуқниң һөкүмдари» дәп билингән вә күнимиздә теббий кәсип оқуғучилири оқуш пүттүрүш мурасимида башқа кийидиған кийимлириниң, ибни синаниң сәллисигә охшитилип лайиһәләнгәнлики билиниду.

1066– йили султан алип арслан тәрипидин бағдадта салдурулған, әйни вақиттики әң илғар маарип мәркизий болған диний билимләрдин башқа, пәлсәпә, әрәб тили вә гирамматикиси вә математика пәнлири оқутулған низамийә мәдрисәсини؛ шу дәврдә йавропада буниңға охшайдиған орунниң йоқлуқи нәзәргә елинғанда, дунйадики тунҗи универстет, дейиш мумкин.

йуқирида дәп өткинимиздәк, түркий хәлқләр, дунйа мәдәнийитидә пәқәт тәсиргә учриған вә пайдиланғанла әмәс, бәлки тәсир пәйда қилған вә йеңилиқлар йаратқан, илим – пән вә сәнәтниң һәр түрлиридә зор мувәппәқийәтләрни қолға кәлтүрүп, дунйа миқйасида даңлиқ алимларни йетиштүргән.

һөрмәтлик оқурмәнләр, пирограммимизниң кейинки бөлүмлиридә, бу алимлар вә сәнәтчиләрниң һайати һәмдә әсәрлири һәққидә кәң мәлумат беримиз.

пайдилиниш мәнбәлири: кафәсоғлу, ибраһим (2005), түркий хәлқләрниң миллий мәдәнийити, өтүкән нәширийати, истанбул.

һәйәт, җәват, шәрқ мәдәнийитиниң ғәрб мәдәнийитигә болған тәсири, мәвҗутлуқ журнили, теһран

түркий хәлқләр вә дунйаға мәшһур шәхсләр инскилопидийәси, анадолу нәширийати, 1993


خەتكۈچ:

مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر