тика афғанистанда рамизанлиқ йардәмлирини тарқатти

түркийә һәмкарлиқ вә кординатсийә агентлиқи-тика (TİKA) афғанистанниң ғәрбидә 600 моһтаҗ аилигә йемәк-ичмәк йардими тарқатти.

2124631
тика афғанистанда рамизанлиқ йардәмлирини тарқатти

түркийә авази радийоси хәвири: тиканиң һераттики ишханиси рамизанлиқ паалийәтләр рамкисида, ғәрбтики һерат, нимруз, фараһ вә бадгис вилайәтлиридә, 600 моһтаҗ аилигә йемәк-ичмәк йардими тарқатқанлиқини билдүрди.

билдүрүлишичә, һәрбир аилигә икки ай йәткидәк ун, гүрүч, йағ, маш, пәмидур қийами, чай вә шекәр қатарлиқ күндилик турмуш лазимәтликилири тарқитилған болуп, мейиплар, йашанғанлар вә тул айалларға алаһидә көңүл бөлүнгән.

йемәк-ичимәк йардәмлири тарқитишниң роза һейттиму давамлишидиғанлиқи вә рамизан ейи бойичә 30 тоннадин артуқ инсанпәрвәрлик йардәмлириниң моһтаҗ аилиләргә йәткүзүлгәнлики қәйт қилинди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر