тика пәләстингә рамизанлиқ йардәм йәткүзди

түрк һәмкарлиқ вә кординатсийә агентлиқи-тика (TİKA) пәләстинниң охшимиған шәһәрлиридики мусапирлар лагерида йашаватқан миң аилигә йардәм қилиш мәқситидә, пәләстин вәхпиләр вә дин ишлири министирлиқиға рамизанлиқ йемәк-ичмәк болақлирини тапшурди.

2115715
тика пәләстингә рамизанлиқ йардәм йәткүзди

түркийә авази радийоси хәвири: исираилийәниң ишғали астидики ғәрбий қирғақта йиллардин буйан давамлишип кәлгән ишғал сийасәтлиригә бағлинишлиқ иҗтимаий, иқтисадий қийинчилиқлар, 7-өктәбир (2023) дә ғәззәдә башланған уруштин кейин техиму күчәйди.

уруштин кейин көпәйгән ишсизлиқ вә кәмбәғәлликтин башқа, җәнин, тулкәрим, калкилйа, тубас, наблус вә рамаллаһ қатарлиқ шәһәрләргә, болупму бу шәһәрләрдики мусапирлар лагерлириға қаритилған бесим вә һуҗумларму көпәймәктә.

тика пәләстинниң охшимиған шәһәрлиридики мусапирлар лагерида йашаватқан миң аилигә йардәм қилиш мәқситидә, ун, йағ, гүрүч, пурчақ, мәрҗимәк, қурутулған чөп қатарлиқ күндилик турмуш лазимәтликлиридин тәркип тапқан рамизан болақлирини, пәләстин вәхпиләр вә дин ишлири министирлиқиға  тапшурди.

тика хадимлири йәнә, йеқинқи күнләрдә һуҗумларға учриған әламари мусапирлар лагерини айрим зийарәт қилип, бу йәрдики моһтаҗ аилиләргиму йемәк-ичмәк болиқи тарқатти.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر