йапонийәдә туғут нисбити йилму йил төвәнлимәктә

йапонийәдә киризис сәвийәсидә болған туғут нисбити 2022-йилға селиштурулғанда %5.1 төвәнлиди.

2108382
йапонийәдә туғут нисбити йилму йил төвәнлимәктә

түркийә авази радийоси хәвири: йапонийәдә 2023-йили 758 миң бовақ туғулған болуп, бу рәқәмниң 2022-йилға селиштурулғанда %5.1 төвән икәнлики, той қилиш нисбитиниңму %6 төвәнләп 489 миңға чүшкәнлики елан қилинди.

йапонийә ички кабентиниң баш катипи йошимаса һайаши мундақ деди:

«туғут нисбитидики төвәнләш хәтәрлик сәвийәдә, чүнки 2030-йилғичә йашларниң сани техиму төвәнләйду. бир мәзгилдин кейин, буни кәйнигә қайтуруш пурситимизму қалмайду.»

баш вәзир фумийо кишидаму өткәнки күнләрдә йеқинқи йиллардики туғут нисбитидики төвәнләшниң, дөләтниң әң чоң мәсилиси икәнликини тәкитлигән иди.

йапонийә һөкүмәт мәсуллири «нопусниң қерилишиши» ға қарши илгири көрүлүп бақмиған дәриҗидә муһим чарә-тәдбирләрниң йолға қойулидиғанлиқини елан қилғандин кейин, таратқуларда йеңи той қилған вә пәрзәнт көргәнләргә, бала беқиш толуқлимисини көпәйтиш, йашларниң мааш толуқлимилирини өстүрүш қатарлиқ кишиләрни балилиқ болушқа илһамландуридиған иқтисадий муһит бәрпа қилинидиғанлиқи хәвәр қилинған иди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر