йунус әмрә институтиниң афғанистандики сөһбәт йиғинлири давам қилмақта

йунус әмрә институти афғанистанниң пайтәхти кабулда университет оқуғучилири үчүн уйуштуруп келиватқан қиммәт қараш тәрбийәси тоғрисидики сөһбәт йиғининиң 5-қетимлиқини өткүзди.

2069653
йунус әмрә институтиниң афғанистандики сөһбәт йиғинлири давам қилмақта

түркийә авази радийоси хәвири: йунус әмрә институти кабул ишханиси һәр айда охшимиған бир университетта қиммәт қараш тәрбийәси сөһбәт йиғини уйуштуруп кәлмәктә.

вәтәнпәрвәрлик, вападарлиқ, мәсулийәт, үмид, муһәббәт-һөрмәт, бирлик – баравәрлик, адаләт, һәқиқәт, рәһим-шәпқәт вә сәврчанлиқ дегәндәк темиларни чөридәп уйуштурулуватқан 10 бөлүмлүк йүрүшлүк сөһбәт йиғинлириниң «сәврчанлиқ» темилиқ 5 – бөлүми кабул тәлим - тәрбийә университетида өткүзүлди.

өз саһәсиниң мутәхәссис тәтқиқатчилири вә йазғучилар лексийә сөзлигән сөһбәт йиғиниға 100 әтрапида афғанистанлиқ оқуғучи қатнашти.

йиғин ахирида, соалларға тоғра җаваб бәргән оқуғучиларға қуран кәрим совға қилинди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر