йавро-асийа сағламлиқ сайаһити йәрмәнкиси өткүзүлди

йавро-асийа сайаһәт вә сағламлиқ йәрмәнкиси истанбул йәрмәнкә мәркизидә өткүзүлди.

2068397
йавро-асийа сағламлиқ сайаһити йәрмәнкиси өткүзүлди

түркийә авази радийоси хәвири: 9-нөвәтлик дунйа һалал йемәкликләр башлиқлар йиғини вә 10-нөвәтлик ислам һәмкарлиқ тәшкилати һалал йемәкликләр йәрмәнкиси бирла вақитта истанбулда өткүзүлди. йәрмәнкә, өз саһәсидики даңлиқ мәбләғ салғучилар, сақлиқ сақлаш аппаратлири, сайаһәт копиратиплири, сайаһәт дохтурханилири вә кәспий мутәхәссисләрни бир йәргә җәм қилди.

йеңи дөләтләр вә базарларға ишикини ачидиған, сағламлиқ вә сайаһәтчиликкә мунасивәтлик өзгиришләрни көзәткили болидиған, 20 дөләттин һәйәтләр қатнашқан йәрмәнкидә, 74 тин артуқ йәрлик вә чәт әл ширкәтлири мәһсулатлирини тонуштурмақта.

119 дөләттин 9 миң чәт әллик зийарәтчиниң келиши күтүлүватқан йәрмәнкиниң 30 миңға йеқин зийарәтчини күтүвелиши мөлчәрләнмәктә.

игилинишичә, йәрмәнкини һәптә ахириму зийарәт қилғили болидикән.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر