әрдоған вә рәпиқиси әминә ханим айбүкә филимини бирликтә көрди

әрдоған вә әминә әрдоған батманниң козлуқ наһийәсидә 2017-йили йүз бәргән террорлуқ вәқәсидә шеһит болған 22йашлиқ оқутқучи шәнай айбүкәниң оқутқучилиқ һайати мәзмун қилинған«айбүкә؛ мән оқутқучи болдум!»филимини тонуштуруш паалийитигә қатнашти.

2068405
әрдоған вә рәпиқиси әминә ханим айбүкә филимини бирликтә көрди

түркийә авази радийоси хәвири: түркийә радийо-телевизийә идариси-т р т билән бирликтә ишләнгән вә 24-нойабир оқутқучилар байрими мунавити билән һәр қайси киноханиларда қойулидиған филимни тонуштуруш паалийити, пайтәхт әнқәрәдики бәштәпә хәлқ конгрә вә мәдәнийәт мәркизидә өткүзүлди.

җумһур рәис рәҗәп таййип әрдоған  филимни рәпиқиси әминә әрдоған, шеһит оқутқучи айбүкә йалчинниң аниси зәһра, дадиси садиқ, иниси айбарс йалчин вә филмдә рол алған артислар бирликтә көрди.

филим ахирлашқанда, шеһит оқутқучиниң аилиси сәһнидә рәҗәп таййип әрдоған вә әминә әрдоғанға  айбүкә йалчинниң «бағлима» чалғусини һәдийә қилди.

т р т баш мудири мәһмәт заһид собаҗиму әминә әрдоғанға шеһит айбүкә йалчинниң символлуқ фотографида қоллинилған қизил йезиқни вә бағлиманиң минйатурини тәқдим қилди.

мәзкур филимниң сенарийәсини уғур қилич бодур йазған болуп, мурат онбул режиссорлуқ қилди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر