әрдоған мәдәнийәт - сәнәт мукапатиға еришкәнләрни елан қилди

түркийә җумһур рәиси рәҗәп таййип әрдоған «2023-йиллиқ җумһур рәислик мәһкимиси мәдәнийәт - сәнәт катта мукапати» ға еришкәнләрни елан қилди.

2057742
әрдоған мәдәнийәт - сәнәт мукапатиға еришкәнләрни елан қилди

түркийә авази радийоси хәвири: җумһур рәис рәҗәп таййип әрдоған аммиви ортақлишиш тор бетидики сәһиписидә, бу һәқтә елан қилған байанатида, мундақ деди:

«<түркийәниң 100 йиллиқ қутлуқ дәври нишани» тәсәввуриға қошқан төһпилири вә мувәппәқийәтлири билән, җумһурийитимизниң 100- йилини техиму тәнтәнилик һалда өткүзүшимиздә муһим рол ойниған 2023-йиллиқ җумһур рәислик мәһкимиси мәдәнийәт - сәнәт катта мукапатиға еришкән сәнәткарлиримизни, пән-техника хадимлиримизни қизғин тәбрикләймән, хизмәт әснасида вапат болған вапа мукапатиға еришкән төһпикарлиримизға аллаһ тааладин рәһмәт тиләймән.»

җумһур рәис әрдоған байанатида, «2023 – йиллиқ җумһур рәислик мәһкимиси мәдәнийәт - сәнәт катта мукапатиға еришкәнләрниң тизимликини елан қилғанда мундақ деди:

«илим-пән саһәсидә суләйман улудағ, мәдәнийәт - сәнәт саһәсидә әли бирничи, музика саһәсидә әмәл сайин, рәссамлиқ саһәсидә илһами аталай, һәҗвийлик саһәсидә һәсән айҗин, кино саһәсидә сами шәкәроғлу, рәқәмлик сәнәт саһәсидә рәфиқ анадол, бинакарлиқ саһәсидә синан гәним, әдәбийат саһәсидә назан бәкироғлу <2023 – йиллиқ җумһур рәислик мәһкимиси мәдәнийәт - сәнәт катта мукапатиға> лайиқ көрүлди.<2023 – йиллиқ җумһур рәислик мәһкимиси вапа мукапати> ға аттила илһан, бариш манчо, исмаил һаққи узунчаршили, муһсин әртуғрул вә самиһа айвәрди қатарлиқлар лайиқ көрүлди.»



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر