ғайәт зор сайаһәт парахоти мармарисқа йетип кәлди

баһама байриқи есилған «норвегийә қаштеши» намлиқ ғайәт зор сайаһәт парахоти исраилийә-пәләстин тоқунуши сәвәбидин һәйфа порти сәпирини бикар қилип, муғла вилайитиниң мармарис наһийәсигә йетип кәлди.

2049446
ғайәт зор сайаһәт парахоти мармарисқа йетип кәлди

түркийә авази радийоси хәвири: игилинишичә, баһама байриқи есилған «норвегийә қаштеши» намлиқ ғайәт зор сайаһәт парахоти исраилийә-пәләстин тоқунуши сәвәбидин, исраилийәниң әң чоң һәйфа шәһиригә қилидиған сәпирини бикар қилип, мармарис портиға йетип кәлгән.

мармарис сайаһәт парахотлири портиға ләңгәр ташлиған, узунлуқи 294 метир келидиған сайаһәт парахотида 2600 йолучи вә 1022 хадим бар болуп, уларниң көпинчиси америкалиқ вә канадалиқ икән.

таможна рәсмийәтлиридин кейин, сайаһәтчиләр шәһәр мәркизи вә тарихий районларни зийарәт қилған, маринадики ресторан вә ашханиларда тамақ йегән,  мармарис чоң базирида мал сетивалған.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر