кувәйт «барбие» вә «мән билән параңлаш» намлиқ филимләрниң қойулушини чәклиди

кувәйт иҗтимаий әхлақ вә өрп- адәтни қоғдаш үчүн «Barbie» вә «Talk to Me (мән билән параңлаш)» қатарлиқ киноларни чәклиди.

2022924
кувәйт «барбие» вә «мән билән параңлаш» намлиқ филимләрниң қойулушини чәклиди

түркийә авази радийоси хәвири: кувәт рәсмий хәвәр агентлиқи — кунаниң хәвәр қилишичә, кувәйт учур – алақә министирлиқиниң мәтбуат вә нәшрийатчилиқ ишлириға мәсул муавин мәслиһәтчиси, кино - филимләрни назарәт қилиш комитети башлиқи лафий әссаби «барбие» вә «мән билән параңлаш» қатарлиқ киноларниң кувәйттә қойулмайдиғанлиқини билдүрди.

комитетниң иҗтимаий әхлақ вә өрп- адәтни қоғдаш хизмәтлири даирисидә йуқирида тилға елинған филимләрниң қойулушини чәклигәнликигә ишарәт қилип өткән саби сөзини давамлаштуруп: ««комитет бир филимниң қойулушиға рухсәт қилиштин илгири намувапиқ көрүнүшләрниң өчүрүветилишини тәләп қилиду. әгәр филимдә җәмийәтниң қиммәт қаришиға мас кәлмәйдиған учурлар болса, униң қойулуши чәклиниду. бу бәлгилимә хәлқимизниң қиммәт қариши вә әнәнисигә мас кәлмәйдиған мәзмундики һәр қандақ филим үчүн күчкә игә» деди.

ливанму барбие филиминиң «әхлақ вә диний» қиммәт қарашларға хилап мәзмунларни һәмдә қош җинислиқни гәвдиләндүргәнлики үчүн дөләт миқйасида қойулмайдиғанлиқини елан қилғаниди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر