дунйадики мусулманлар қурбан һейт намизини ада қилди

дунйаниң һәр қайси җайлиридики мусулманлар қурбан һейт намизини оқуш үчүн җамәләрни толдурди.

2004910
дунйадики мусулманлар қурбан һейт намизини ада қилди

түркийә авази радийоси хәвири: түркмәнистан пайтәхти ашхабадтики әртуғрул ғази җамәси кишиләр билән толуп ташти. җамә ичидә орун йетишмигән кишиләр җамә һойлисида сәп түзди. пирезидент сәрдар бәрдимуһәммәдов қурбан һейт мунасивити билән елан қилған тәбрик телеграммисида, хәлқниң қурбан һейтини тәбриклиди.

түркмәнистанда, 28-ийундин 30-ийунғичә қурбан һейтлиқ дәм елинди.

әзәрбәйҗан пайтәхти бакуда җамәләрни толдурған кишиләр, һейт намизи үчүн сәп түзди.

өзбекистан пирезиденти шәвкәт мирзийайев қурбан һейт мунасивити билән тәбрик телеграммиси елан қилди.

шәрқий қуддусқа җайлашқан мәсҗиди әқсада онмиңларчә киши қурбан һейт намизини ада қилди.

қуддус исламий вәхпиләр идарисиниң мәлуматиға қариғанда, мәсҗиди әқсада бу қетим 100 миңдин артуқ киши һейт намизи оқуған.

германийә баш министири олаф шолз билән ички ишлар министири нәнси фейза (Nancy Faeser) твиттерда учур һәмбәһрләп, мусулманларниң қурбан һейтини тәбриклиди.

йапонийәдики мусулманларму қурбан һейт намизини пайтәхт токйодики токйо җамәсидә оқуди.

боснийә-гертсеговина пайтәхти сарайевудики нурғун кишиләр тарихий ғази һүсрәв бәг җамәсидә һейт намизи оқуди.

сербийә пайтәхти белгерадтики байрақли җамәсидә, мусулманлар қурбан һейт мунасивити билән җәм болуп, һейт намизи оқуди. бошнақлар зич топлишип олтурақлашқан санҗақ районидики җамәләрму һейт намизи үчүн кәлгән кишиләр билән лиқ толди.

киродийәдә исми пайтәхт загреб билән охшаш болған загреб җамәсидә, кишиләр һейт намизини оқуғандин кейин бир-бириниң һейтини мубарәклиди.

шималий македонийә пайтәхти скопжеда мустапа паша җамәсидә һейт намизи оқулди. намаздин кейин түркчә, албанчә вә бошнақчә илаһий нахшилар оқулди.

албанийә пайтәхти тиранада әнәнә бойичә искәндәр бәг мәйданида онмиңларчә киши сәп түзүп һейт намизини оқуди.

косовуда мусулманлар җамәләрни лиқ толдурди. пайтәхт приштинәдики фатих султан мәһмәт җамәсидә косову ислам бирләшмисиниң башлиқи наим тирнава һейт намизиға имамлиқ қилди.

голландийәдики мусулманлар сәһәрдә қурбан һейт намизини оқуш үчүн җамәләргә қарап маңди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر