шәнтоп норуз байримини тәбриклиди

түркийә бүйүк милләт мәҗлиси (парламенти) башлиқи мустафа шәнтоп норуз байримини тәбриклиди.

1963244
шәнтоп норуз байримини тәбриклиди

түркийә авази радийоси хәвири: түркийә бүйүк милләт мәҗлиси шәнтоп аммиви ортақлишиш тор бетидики сәһиписидә норуз байримини тәбрикләп елан қилған байанатида мундақ деди: «молчилиқ һәм бәрикәтниң символи, баһарниң хәвәрчиси болған норуз байриминиң әзиз хәлқимизгә, шундақла көңүл җуғрапийәмиздики барлиқ қериндашлиримизға бәхт – саадәт елип келишигә тиләкдашмән. баһар бәрикәт елип кәлгәй؛ дөлитимиздә вә пүткүл дунйада сөйгү, тинчлиқ, достлуқ вә йахшилиқ бих урғай!»



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر