«түркчә дунйа йашлири әң йақтуруп өгинидиған 5 – тил»

түрк тили тәтқиқат оргининиң рәиси пирофессор доктор гүрәр гүлсәвин, түрк тилиниң дунйа йашлири   әң йақтуруп өгинидиған 5 – тил икәнликини ейтти.

1891109
«түркчә дунйа йашлири әң йақтуруп өгинидиған 5 – тил»

түркийә авази радийоси хәвири: гүрәр гүлсәвин, күтаһйада өткүзүлгән «дунйа тили түркчә» темилиқ конферанста қилған сөзидә, түркчәниң дунйа тилиға айланғанлиқини, түрк тилиниң тарихниң әң дәсләпки дәврлиридин башлап йезиқчилиқ, әдәбийат, дөләт, рәсмий вә маарип тили болуп келиватқанлиқини тәкитләп мундақ деди: «түркийәниңму нөвәттә  иқтисадий тәрәққийати, һәрбий күчи вә мәдәнийәт байлиқи һәм муһим җуғрапийәлик орни сайисида әрмәнләр, руслар, әрәбләрдин тартип пүткүл җәнубий америкағичә болған етибари, түрк тилини өгинишни әң йүксәк сәвийәгә йәткүзди.»

у йәнә,  түрк тилиниң дунйа йашлири  әң йақтуруп өгинидиған 5 – тил икәнликиниму сөзлиригә илавә қилди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر