вухән вируси киши миҗәзиниң өзгиришигә сәвәб болған

вухән вирусиниң (Kovid-19) йашларниң миҗәзиниң өзгиришигә сәвәб болғанлиқи оттуриға чиқти.

1886488
вухән вируси киши миҗәзиниң өзгиришигә сәвәб болған

түркийә авази радийоси хәвири:«нийус медикал» ниң хәвиригә қариғанда, америка флорида иштатлиқ университет теббий факултетиниң бир тәтқиқат гурупписи вухән вирусиниң киши миҗәзигә көрсәткән тәсирлирини тәкшүргән.

тәтқиқатчилар 7109 кишиниң миҗәз өзгиришини тәкшүргәндә, «нерва аҗизлиқи, очуқ-йоруқлуқ, очуқ-ашкара болуш, маслишишчанлиқ вә мәсулийәтчанлиқ билән һәрикәт қилиш» тин ибарәт бәш характер амилини асас қилған. буниңда, вухән вирусидин бурунқи мәзгилни (2014-йили март-2020-йили феврал), вухән вируси дәсләптә оттуриға чиққан 2020-йили марттин декабирғичә болған мәзгилни вә вухән вирусиниң кейинки мәзгили болған 2021- вә 2022-йилни айриған.

вухән вирусидин кейин, йашларниң тәтүр, асан аччиқлинидиған, асан һәмкарлашмайдиған, башқиларға асанлиқчә ишәнмәйдиған вә мәсулийәтни аз үстигә елишни ойлайдиған болуп қалғанлиқи оттуриға чиққан.

оттура йашларда кичик өзгиришләр көрүлгән, әмма йашанғанлар топида истатистикилиқ җәһәттә көрүнәрлик өзгириш болмиған

тәтқиқатниң асаслиқ йетәкчиси пирофессор әнҗилина сутин вухән вирусиниң йашларда миҗәзиниң өзгиришини кәлтүрүп чиқарғанлиқини көрситип, мундақ деди:

«биз бу өзгиришләрниң вақитлиқму йаки мәңгүлүкму буни техичә билмәймиз, әмма давамлашса узун муддәтлик тәсир пәйда қилиши мумкин.»

тәтқиқат мақалиси «PLOS ONE» илмий тәтқиқат журнилида елан қилинди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر